Хитайниң памир егизликидики шорлуқларни терилғу йәргә вә отлаққа айландуруш түриниң арқисиға немиләр йошурунған?
2024.10.30
Мутәхәссисләр хитай һөкүмитиниң йеңидин дуч келиватқан гео-сиясий қийинчилиқларға тақабил туруш, хитайниң ашлиқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиш вә уйғур елини хитайлаштуруш үчүн бир қатар җиддий тәдбирләрни елип бериватқанлиқини илгири сүрмәктә. Уйғур елидики паянсиз шорлуқларни өзләштүрүп терилғу йәргә яки отлаққа айландуруш - хитайниң бу түрдики җиддий урунушлириниң бири болмақта икән.
Хитай ахбарати вә таратқулирида дейилишичә, нөвәттики гео-сиясий давалғушлар вә пәвқуладдә җиддий вәзийәт алдида хитай техиму көп енергийә, йемәклик вә ашлиқ бихәтәрликигә еһтияҗлиқ икән. Шу сәвәбтин хитай һөкүмити мәмликәт бойичә қанат яйдуруватқан шорлуқ тупрақларни терилғу йәргә яки отлақларға айландуруш түрини җиддий һалда уйғур аптоном райониға кеңәйтиватқанлиқи мәлум.
Хитай компартийәсиниң орган гезити- “хәлқ гезити” ниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити 2017-йилидин буян зор мәбләғ аҗритип, уйғур аптоном райониниң памир егизликигә җайлашқан ташқорған таҗик наһийәси тәвәсидики тәхминән 1300 гектар (19500 мо) шорлуқ чөлни сүний отлаққа өзгәрткән. Хәвәрдә бу түрниң хитайниң ашлиқ вә йәм-хәшәк бихәтәрликигә капаләтлик қилиш қурулушидики бөсүш характерлик мувәппәқийәт икәнлики илгири сүрүлгән.
Америкадики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon G. Chang) Хитайниң уйғур елидә башлатқан шорлуқларни терилғу йәргә яки отлаққа айландуруш түри һәққидә өз қарашлирини баян қилип, мундақ деди:
“хитай һөкүмити 2017-йили шинҗаң аптоном районида йеңичә бөз йәр өзләштүрүш түрини, йәни шорлуқларни өзгәртиш түрини йолға қойди. Бу хитай һөкүмитиниң уйғур қазақ қатарлиқ хитай болмиған йәрлик мусулман түркий хәлқлиригә қарита кәң көләмдә ирқий қирғинчилиқ сиясити йүргүзгән вә уни наһайити тезләштүргән вақитқа тоғра келиду. Хитайниң бу түрни дәл мушу вақитта елип бериши, уларниң муддиаси һәққидә бизгә мәлум йип учи бериду. Хитайниң йеңичә боз йәр өзләштүрүш қурулуши, уйғур вә қазақ қатарлиқ йәрлик милләт кишилири кимликниң барлиқ излирини йоқитиш пиланиниң бир қисми сүпитидә аһалиләрни земинидин мәһрум қилиштур. Бу әмәлийәттә ирқий қирғинчилиқтур”.
Түркийә һаҗәттәпә университети тарих факултетиниң дотсенти вә әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири доктор әркин әкрәмму бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти. У, хитайниң гео-сиясий еһтияҗи, ашлиқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиш пилани вә уйғур елиға ички хитайдин көчмә нопус йөткәп хитайлаштуруш истратегийәси қатарлиқ сиясий сәвәбләр түпәйли, уйғур елидә паянсиз шорлуқларни өзгәртип терилғу йәргә яки отлаққа айландуруш түрини йолға қойғанлиқини илгири сүрди.
Мәзкур хәвәрдә йәнә биңтүән қармиқидики тарим университетиниң пирофессори ши линчявниң сөзлири нәқил кәлтүрүлүп мундақ дейилгән: “бу бөсүш, юқири егизлик районлиридики мал-чарвиларниң йәм-хәшәккә болған еһтияҗ бесимини азайтип, тәбиий отлақларниң әслигә келишигә шараит һазирлап бериду, шундақла дөләтниң ашлиқ бихәтәрликигә капаләтлик үчүн бөсүш характерлик мувәппәқийәт яритип бериду”.
Һалбуки, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) хитайниң уйғур елидә йолға қойған бу алаһидә түриниң хитайниң ашлиқ бихәтәрлики үчүн бәкму муһимлиқини, әмма буниң уйғур вә қазақ қатарлиқ йәрлик хәлқләргә терилғу йәр һәм тәбиий отлақлиридин мәһрум қелиштәк еғир ақивәтләрни елип келидиғанлиқини әскәртип өтти:
“хитай нопуси наһайити көп болған бир дөләт, әмма хитайниң бунчилик көп аһалини ашлиқ билән тәминләйдиған деһқанчилиқ йәрлири йоқ. Шуңа хитайда ашлиқ импорт қилиш уларниң йемәклик бихәтәрликиниң муһим қисмини тәшкил қилиду. Гео-сиясий вәзийәтниң өткүрлишишигә әгишип, хитай һөкүмити йемәклик бихәтәрлики, йәни ашлиқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн чәт әл базириға азрақ тайинишни ойлишиватиду. Буниңға әлвәттә килимат өзгиришиму тәсир көрситиватиду. Хитайда оттуриға чиқиватқан кәлкүн вә қурғақчилиқму әлвәттә хитайда йемәклик бихәтәрликигә тәсир қиливатқан амиллардур. Йәни буларниң һәммиси хитайда ашлиқ ишләпчиқириш миқдариға тәсир көрситиду. Хитай йолға қойған шорлуқ тупрақларни терип өстүргили болидиған терилғу йәргә яки отлаққа айландуруш түри хитайниң ашлиқ бихәтәрлики үчүн бәк муһим. Шуниң билән бир вақитта, бу хитай көчмәнлириниң көпийишигә сәвәбчи болиду, уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң һаятлиқ мәнбәсини тарайтиветиду. Болупму бу йәрлик чарвичилар үчүн техиму хәтәрлик әһвал. Хитай һөкүмити йолға қойған бу түр әмәлийәттә чарвичиларниң тәбиий отлақ еһтияҗиға вә һаятлиқ мәнбәсигә еғир зиян йәткүзиду. Әлвәттә, бу һәқтә хитайниң бурмиланған тәшвиқатлири көп, лекин бу тоғра әмәс”.
Йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң “йәр тәврәшкә чидамлиқ өй қурулуши” вә “хәлқни намратлиқтин қутулдуруш” дегәндәк намларда ташқорғанниң тағлиқ районлиридики нурғунлиған йәрлик аһалиләрни көчүрүп, түзләңликләрдики йеңи аһалиләр нуқтилириға йөткигәнлики мәлум.
“хәлқ гезити” ниң бу һәқтики хәвиридә хитай йеза-игилик университетиниң пирофессори ваң гуаңҗуниң мақалисидин нәқил кәлтүрүлүп мундақ дейилгән: “хитайда тәхминән 36 милйон 700 миң гектар шорлуқ йәр бар болуп, буниң ичидә 12 милйон 300 миң гектар йәрни өзгәртип деһқанчилиқ елип бериш мумкинчилики бар. 6 Милйон 670 миң гектар йәрни терилғу йәргә айландурғили болиду. Шорлуқ йәрләрни өзләштүрүш арқилиқ, ашлиқ ишләпчиқиришни илгири сүрүп, дөләтниң йемәклик бихәтәрликигә техиму капаләтлик қилғили болиду”.
“шинхуа тори” ниң хәвиригә қариғанда, 2023-йили уйғур елидики ашлиқ омумий терилғу көлими 42 милйон 372 миң моға йетип, хитайдики омуми ашлиқ терилғу көлиминиң 61.4 Пирсәнтини игилигән. 2023-Йили уйғур елиниң омуми ашлиқ ишләпчиқириш миқдари 20 милйон тоннадин ешип, хитайдики ашлиқ әң көп ишләпчиқирилидиған районларниң биригә айланған.
Уйғур елиниң әвзәл җуғрапийәлик орни, төт пәсли рошән болған иқлими, кәң кәткән мунбәт туприқи вә әрзан әмгәк күчи, хитайниң уйғур елини хитайдики әң чоң ашлиқ ишләпчиқириш базиси, шуниңдәк “бәш чоң чарвичилиқ базиси” ниң бири қилип қуруп чиқиш истратегийәсини йолға қоюшиға түрткә болғанлиқи мәлум.