Принсетон университети кутупханиси: “көпчиликниң уйғур тилидики китаб-материялларни тәқдим қилишини қарши алимиз”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.10.01
eziz-eysa-elkun-kitab-princeton-teqdim Әнглийәдә яшайдиған уйғур шаири әзиз әйса әлкүн әпәндиниң өзи һазирғичә йиғқан вә принсетон университетиға тәқдим қилған зор сандики һәр хил китаб, гезит-журнал вә башқиларниң бир қисми. 2024-Йили сентәбир.
Eziz Eysa Elkün teminligen

Принсетон университети (Princeton University) кәң авамниң, җүмлидин тәтқиқатчиларниң уйғурларниң мәдәнийити, тарихи, әдәбияти вә уйғур сиясий вәзийитигә болған қизиқишини вә уйғур елидики әһвалини күздә тутуп, уйғур тил-йезиқидики китаб-материялларни топлашқа башлиған. Принсетон университети кутупханиси радийомиз зияритини қобул қилип, уйғур тилидики һәр хил китаб-материяллар амбирини техиму кеңәйтиш арзусиниң барлиқини, көпчиликниң уйғур тилидики һәр хил китаб-материялларни тәқдим қилишини қарши алидиғанлиқини билдүрди.

Америкадики принсетон университети өз кутупханисида уйғур тилидики һәр хил китаб-материяллар амбирини қуруш қарари алғандин кейин, алди билән әнглийәдә яшайдиған уйғур шаири вә тәтқиқатчи әзиз әйса әлкүн әпәнди тәқдим қилған зор сандики китаб вә гезит -журналларни тапшуруп алған. Мәзкур кутупхана уйғур тилидики һәр хил китаб-материяллардин тәркиб тапқан бу топланмиға “әзиз әйса әлкүн уйғур әдәбияти әсәрлири йиғмиси” дәп нам бәргән.

Принсетон университети кутупханисиниң хадими җошуа суфәрт ( Joshua Seufert) “әзиз әйса әлкүн уйғур әдәбияти әсәрлири йиғмиси” һәққидә изаһат берип мундақ деди: “бу материяллар топлими 7-айда принсетон университетиға йетип кәлди. Бу әсәрләрниң көпинчиси интайин аз учрайдиған материяллардур. Һазир биз бу материялларни асрап яхши сақлаш мәқситидә  бир-бирләп көздин кәчүрүватимиз.  Принсетон университети кутупханисида уйғур мутәхәссиси йоқ. Уйғурчә китабларниң каталогиниң йоқлуқини көздә тутуп, үч йиллиқ вақитлиқ тохтам билән мәхсус бир кишини хизмәткә алмақчимиз. Буниң үчүн мәбләғ топлаш түри принсетон университети вә университетиниң шериклири тәрипидин қизғин қарши елинди. ‛әлкүн уйғур әдәбияти әсәрлири йиғмиси> дики материялларни каталог түзүлгәндин кейинла көргили вә пайдиланғили болиду”.

 Чех җумһурийити палаки оломок (Palacký University Olomouc) университетиниң тәтқиқатчиси, доктор руни стенберг (Rune Steenberg) бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “уйғур хәлқиниң язма мәдәнийәт мираслириниң дуняға даңлиқ  принсетон университетида инсанийәт үчүн сақлинип қелиши бәк муһим. Буниң пәқәтла принсетон университети яки башқа университет вә кутупханиларғила очуқ болуп қалмастин, бәлки барлиқ аммиға вә уйғур оқурмән- тәтқиқатчиларғиму очуқ болушини үмид қилимән. Ундақ болмиғанда, бәк әпсуслинарлиқ иш болиду”. 

Принсетон университети кутупханисидин бир көрүнүш.
Принсетон университети кутупханисидин бир көрүнүш.
princeton.edu

Принсетон университети кутупханисиниң хадими җошуа суфәрт йәнә мундақ деди: “принсетон университети кутупханиси давамлиқ түрдә уйғур тилидики вә уйғурларға аит материялларни топлашни үмид қилиду. Принсетон университети кутупханиси йәнә қоғдаш вә кәлгүсидә тәтқиқатчиларниң пайдилиниши үчүн қурған бу топланмиға көпчиликниң уйғур тилидики китаб-материялларни ианә қилишини қарши алиду. Уйғур тилидики материялларни кутупханиға ианә қилишқа қизиқидиғанлар принсетон университети кутупханиси шәрқий асия бөлүми билән алақилашса болиду. Йәни төвәндики елхәт адреси (gestcirc@princeton.edu)  Билән алақилишиң”.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған әзиз әйса әлкүн әпәнди мундақ деди: “муһаҗирәттики уйғурларда  аз учрайдиған уйғурчә китаб, журнал, гезит вә башқиларни өз ичигә алған нурғун биринчи қол материяллар бар дәп ойлаймән. Бу материялларниң принсетон университети кутупханисида сақлинип қоғдилиши, тәтқиқатчи вә амминиң пайдилинишиға ечилиши, уйғурлар үчүн бәк пайдилиқ бир иш. Шуңа мән көпчиликни принсетон университети кутупханисиға уйғур тилидики китаб материялларни тәқдим қилишқа чақиримән”.

Доктор руни стенберг  бу һәқтә мундақ деди: “һазир чәт әлдә бәзи кишиләрдә  уйғур әдәбияти, тарихи вә мәдәнийитигә мунасивәтлик уйғурчә көплигән китаб-материяллар бар. Йәнә келип бу китаблар өз аилисидики кишиләргә мирас қалса, йоқап кетиши мумкинчилики бар. Бу китаблар бу шәхсләргила аит болуп қалмастин, бәлки пүтүн уйғурларға вә инсанийәткә мәнсуптур. Шуңа мән көпчиликни принсетон университети кутупханисиға яки буниңға охшаш орунларға уйғур тилидики китаб материяллирини тәқдим қилишқа чақиримән. Җүмлидин мәнму қолумдики уйғурчә китаб материяллиримни електиронлуқ нусхилап омумға, йәни тәтқиқатчиларға вә уйғурларға тәқдим қилимән ”.

Харвард университетниң оқутқучиси доктор гүлнар әзиз ханим бу һәқтә көз қаршини баян қилип мундақ деди: “муһаҗирәттики әзиз қериндашлиримизниң қулида көплигән қиммәтлик китаб-материяллар бар. Биз билим сөйәр хәлқ. Көп китаб йиғимиз. Бу китабларниң принсетон университети кутупханисидәк муһим орунларда сақлинип, омумниң пайдилинишиға ечилиши вә әбәдий сақлиниши қелиши муһим тарихий әһмийәткә игә”.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.