Хитай сақчи даирилири уйғур елидә “қишлиқ оператсийә” һәрикити башлап, чаған һарписидики бихәтәрликкә капаләтлик қилмақчи болған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.01.08
qishliq-operatsiye-qattiq-basturush Хитай сақчи даирилири уйғур елидә “қишлиқ оператсийә” - “қаттиқ бастуруш һәрикити” башлап, чаған һарписидики бихәтәрликкә капаләтлик қилмақчи болған. 2025-Йили январ.
Photo: RFA

Хитайниң уйғур районидики җамаәт хәвпсизлик тармақлири 2025-йилиниң кириши вә хитайниң 29-январ йетип келидиған чаған байрими йеқинлап келишигә әгишип, пүткүл район миқясида бирдәк “қишлиқ оператсийә” һәрикити башлап, бихәтәрликкә капаләтлик қилмақчи болған.

Йеңи йилниң кириши билән уйғур елиниң қомул, ғулҗа, йәркән, алтай, чәрчән, мәкит қатарлиқ наһийә-шәһәрлирини өз ичигә алған нурғун җайлирида, җ х тармақлириниң “қишлиқ оператсийә” сәпәрвәрлик һәрикити елип берилған. Райондики хитай җамаәт хәвпсизлик даирилириниң қәйт қилишичә, “қишлиқ оператсийә” һәрикити райондики “бихәтәрлики мурәккәп җайлар” ни қарита башқурушни күчәйтишни, шуниңдәк “зораванлиқ-террорлуқ һәрикәтлири” гә қаттиқ зәрбә беришни техиму чоңқурлаштуруштәк мәхсус һәрикәтләрни өз өз ичигә елиш билән бир вақитта, йошурун хәвп амиллирини алдинала байқаш вә уни бих һалитидә бир тәрәп қилиш, районниң йеңи йил вә чаған мәзгилидики муқимлиқиға капаләтлик қилиш тәләп қилинмақта икән.

Қумул шәһәр евирғол районлуқ җ х идарисиниң 4-январ елип барған сәпәрвәрлик йиғинида, “қишлиқ оператсийә” ниң “бихәтәрлики мурәккәп районлар” ға қарита “мәркәзләштүрүп бир туташ тазилаш вә түзәш” елип берилидиғанлиқини елан қилған. Һалбуки, мутәхәссисләр вә анализчилар, уйғур елидики “қишлиқ оператсийә” хитайниң мәмликәт характерлик “қишлиқ оператсийә” һәрикитиниң бир парчиси болсиму, әмма уйғур районидики “қишлиқ оператсийә” ниң хитайниң башқа җайлиридин пәрқлиқ характерләргә игә икәнликини қәйт қилмақта.

Уларниң қаришичә, “қишлиқ оператсийә” ниң райондики “бихәтәрлики мурәккәп җайлар” ға болған башқурушни күчәйтиши, уйғурлар топлишип яшайдиған җайларни нишан қилидикән, шуниңдәк 2017-йилдин бери лагерларниң вәһимиси астида яшаватқан уйғурларға болған бесимни техиму еғирлаштуридикән. Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат директори, доктор һенрик шаҗевиски (Henryk Szadziewsk), хитайниң мәмликәт характерлик “қишлиқ оператсийәси” ниң башқа җайларда мәлум конкрет бир топни нишан қилмиғанлиқини тәкитләйду.

Һенрик шаҗевиски мундақ дәйду: “бу һәрикәтниң хитайниң башқа өлкә вә районлардики һәрикәт билән болған пәрқий шуки, бу шу районлардики мәлум бир конкрет аһалиләр топини нишан қилмайду. Әгәр сиз ‛террорлуқ вә бөлгүнчилик‚ дегиниңиздә, уйғурларни көрсәткән болисиз.”

Һенрик шаҗевиски йәнә мундақ дәйду: “шуңа, (райондики) даириләр бу қетимлиқ қишлиқ бастуруш яки ‛қишлиқ оператсийә‚ һәққидә сөзлигәндә, улар конкрет бир топни көздә тутиду. Бирақ бу хитайниң башқа җайлирида ундақ әмәс. Мана бу мәзкур райондики ‛қишлиқ оператсийә‚ниң башқа өлкиләрдин пәрқлинидиған ачқучлуқ нуқтисидур”.

Уйғур елидики җ х аппаратлириниң “қишлиқ оператсийә” һәрикити, хитай җ х министирлиқиниң өткән йили 11-айда оттуриға қойған мәмликәт характерлик “қишлиқ оператсийә” һәрикитиниң бир парчиси болуп, уйғур аптоном районлуқ җ х назарити хитай мәмликәтлик җ х министирлиқиниң орунлаштурушиниң арқисидинла райондики һәр қайси җ х тармақлириға йиғин ечип, “қишлиқ оператсийә” һәрикитини башлашниң конкрет тәдбирлирини орунлаштурған. “шинҗаң гезити” ниң бу һәқтә бәргән хәвиридә, йиғинниң “2024-йили қиш пәсли вә 2025-йиллиқ чаған мәзгилидики җәмийәт бихәтәрликигә қәтий капаләтлик қилиш” ни тәләп қилғанлиқи илгири сүрүлгән иди.

Биз 8-январ күни қомул евирғол районлуқ җ х идарисиниң ишханиси билән алақилишип, бу қетимлиқ “қишлиқ оператсийә” һәрикитиниң зәрбә бериш нишани вә көлимигә даир соалларни сориған идуқ. Лекин телефонимизни қобул қилған бир ишхана хадими соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди. Униң көрситишичә, соаллиримизға у җаваб берәлмәйдикән, униңға пәқәт ташқий тәшвиқат орунлирила җаваб берәләйдикән. Бу хадим “буниңға мениң җаваб бериш һоқуқум йоқ” деди.

Уйғур аптоном районлуқ җ х назаритиниң өткән йили чақирған “қишлиқ оператсийә” ни орунлаштуруш йиғини, “йеңи дәврдики ‛феңчяв тәҗрибиси‚дә чиң туруп вә тәрәққий қилдуруп. . . Өз җайида башқуруш мәсулийити, көп хил һәл қилиш механизмниң йолға қоюлушини илгири сүрүш, хәлқ ичидики мәсилиләрни вақтида вә үнүмлүк һәл қилиш” ни тәләп қилған.

Һалбуки, “җеймис товин фонди” қармиқидики “хитай мәҗмуаси” ниң баш муһәррири, қошумчә “хитай пирограммиси” ниң мудири аран хопе (Arran Hope )ниң “җеймис товин фонди” торида елан қилған бу һәқтики доклатида көрситишичә, хитайниң бу қетимқи қишлиқ һәрикити “техиму көп адәм күчини һәм көләмләшкән технологийә күчини сәпәрвәр қилип, компартийә дөлити аппаратлириниң ‛алдини елиш характерлик бастуруши‚ вә мәсилиләрни бих һалитидә һәл қилиш иқтидарини күчәйтиш” ни чиқиш қилмақта икән.

Америкадики җорҗи вашингтон университетиниң пирофессори, “хәлқара тәрәққият тәтқиқати пирограммиси” ниң директори шон робертс (Sean Roberts), нөвәттә уйғур районида бихәтәрликни йәниму күчәйтишкә бир бошлуқ яки бир мумкинчилик қалмиғанлиқини тәкитлимәктә. Шон робертс 7-январ зияритимизни қобул қилғанда мундақ диди: “уйғур районида вәзийәтни буниңдинму қаттиқ қилимән дейиш бәк мүшкүл. Йәнә қандақ қошумчә тәдбирләрниң барлиқини билмәймән. Чүнки, районда бихәтәрликни сақлашниң барлиқ тәдбирлири елинип болди.”

Шан робертс, хәвпсизләштүрүшниң буниңдинму артуқ болмайдиғанлиқини тәкитләйду. У: “буниң техиму көп тәдбирләргә йол ечиш-ачмаслиқини билмәймән, әмма бу районниң хәвпсизләштүрүлүши буниңдинму артуқ болмайду” дәйду.

Һалбуки, йәнә бәзи анализчилар “қишлиқ оператсийә” мәмликәт характерлик һәрикәт болсиму, әмма уйғур ели униң нуқтилиқ райони болғанлиқини қәйт қилмақта. “бейҗиң баһари жорнили” ниң али мәслиһәтчиси, америкадики хитай вәзийәт анализчиси ху пиң әпәнди мундақ дәйду: “бу қетимлиқ қишлиқ һәрикәт сөздә мәмликәт характерлик дейилсиму, әмма һәр қайси җайларда пәрқлиқ елип берилмақта. Наһайити ениқки, шинҗаң униң нуқтилиқ райони болған. Шинҗаң районида бу һәрикәткә даир хәвәрләрдин шинҗаң җ х тармақлириниң бу һәрикәтни техиму қаттиқ елип бериватқанлиқи мәлум”.

Хупиң әпәнди йәнә бу һәрикәтниң немә үчүн йеңи йил вә чаған байрими мәзгилидә елип берилғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ дәйду: “ениқки, бу һәрикәт (шинҗаңда) уйғур вә шуниңға охшаш йәрлик милләтләрни нишан қилған. Даириләр һәммә адәм байрам билән алдираш болуватқан бир пәйттә, бу һәрикәт арқилиқ йәрлик милләтләргә болған контроллуқни, шундақла бу милләтләрдә пәйда қилған вәһиминиң үнүмини техиму күчәйтмәкчи болмақта.”

Ху пиң әпәндиниң қаришичә, бу һәрикәтниң әзәлдинла қаттиқ бастурулуватқан уйғурларға қаритилиши, хәтәрлик сигнал бәрмәктә икән. Ху пиң мундақ дәйду: “һөкүмәт бу һәрикәт арқилиқ, һечқандақ мәсилә болмисиму мәсилә пәйда қилмақчи. Улар сизни бир тәрәп қилишниң баһанисини издәватқандәк қилиду. Шуңа, бу ташқий дуняниң диққәт қилишиға тегишлик интайин хәтәрлик сигналдур”.

Бу қетимлиқ “қишлиқ оператсийә” һәрикити, хитайниң иқтисади касатлишип, өй-мүлүк базири киризискә патқан, ишсизлиқ күчийип, хитай җәмийитидики муқимсизлиқ амиллири артқан, хитай һөкүмити бу районға техиму көп саяһәтчи вә мәбләғ салғучиларни җәлп қилиш үчүн тиришиватқан, охшаш бир вақитта йәнә хитайниң дахуа, хәйкаң ширкитигә охшаш юқири техникалиқ карханилар уйғур елидики һәмкарлиқ түрлиригә хатимә бәргән бир пәйттә қанат яйдурулмақта.

Һалбуки, уйғур кишилик һоқуқ қурулушидики һенрик шаҗивески, даириләрниң “қишлиқ һәрикәт” арқилиқ, кишиләргә ‛бу район йәнила бизниң контроллуқимизда‚ дегән сигнални бәрмәкчи болуватқанлиқини тәкитләйду. Һенрик шаҗевиски мундақ дәйду: “бу йәрдә йәнә башқиларға, болупму мәбләғ салғучиларниң вә кишиләрниң бу районға келишигә қарита бу район йәнила дөләтниң контроллуқида икәнликидәк сигнални бәрмәкчи. Бу йәнә мәзкур райондики һәрқандақ өзгириштә йәнила бу районниң бихәтәрликигә дөләт мәсул, дегән сигналдур. Бу сигнал ноқул уйғурларғила әмәс, бәлки башқиларғиму берилмәктә”.

Мәлум болушичә, хитайниң бу қетимқи мәмликәт характерлик “қишлиқ оператсийә” һәрикити, 11-айниң башлирида хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңниң гуаңдуң өлкисиниң җухәй шәһиридә бир кишиниң аптомобил билән аз дегәндә 35 кишини соқуп өлтүрүш вәқәсигә қарита бәргән көрсәтмисигә асасән башланған. Ши җинпиң шу қетимлиқ көрсәтмисидә, барлиқ районлар вә алақидар тармақларниң “чоңқур тәҗрибә-савақ елип хуласә чиқириши, хәтәрни бих һалитидә алдини елиш һәм контрол қилиш” ни тәләп қилған.

Ши җинпиң йәнә даириләрниң “зиддийәт вә ихтилапларни вақтида бир тәрәп қилип, ашқун вәқәләрниң қәтий алдини елишни, хәлқ аммисиниң һаяти бихәтәрлики вә җәмийәт муқимлиқиға капаләтлик қилиш” ни оттуриға қойған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.