Қазақистанда абдулла розибақийеф намидики мәктәпниң 60 йиллиқи қутлуқланди
2024.11.15
Қазақистандики уйғур һазирқи заман маарипиниң асаси 20-әсирниң башлирида селинған. Бу улни салғучиларниң бири, әйни вақитларда йәттисуда совет һакимийитини орнитишқа актип қатнашқан, уйғурларниң маарип, мәдәнийәт, мәтбуат қатарлиқ муһим мәсилилирини һәл қилишта зор рол ойниған дөләт әрбаби вә сиясәт адими абдулла розибақийефтур.
Бүгүнки күндә қазақистандики 60 қа йеқин арилаш тилда оқутуш елип берилидиған, йәни рус, қазақ, уйғур тиллирида арилаш оқутулидиған, шундақла сап уйғур тилида оқутуш елип берилидиған мәктәпләрдә 17 миңдәк уйғур пәрзәнти билим алмақта. Бу мәктәпләрни ана тилида тамамлап, дөләтниң алий оқуш орунлирида билим еливатқан һәмдә һәр саһәләрдә әмгәк қилип, чоң утуқларға еришиватқан уйғур қиз-йигитлириму аз әмәс. Әнә шундақ мәктәпләрниң бири абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәдур. Алмута шәһириниң достлуқ мәһәллисигә җайлашқан мәзкур билим дәргаһи толуқ уйғур тилида оқутуш елип баридиған мәктәп болуп, йеқинда бу мәктәп өзиниң 60 йиллиқиға беғишланған мурасимини өткүзди.
Мурасимға алмута шәһәрлик билим дәргаһлири, җәмийәтлик бирләшмиләр вә аммиви ахбарат васитилири, зиялийлар, пешқәдәм устазлар, оқутқучи-оқуғучилар вә ата-анилар қатнашти. Мурасим қазақ вә уйғур тиллирида елип берилидиған болуп, дәсләптә қазақистанниң дөләт марши орундалди.
Мәктәп һаятидин елинған “ана мәктипим-алтун маканим” намлиқ видийо көрситилгәндин кейин, мәктәпниң 60 йиллиқиға беғишланған китабниң лентисини кесиш мурасими өткүзүлди.
Йиғин риясәтчиси мундақ деди: “мәктипимизниң 60 йиллиқ тәвәллути мунасивити билән мәктәп тарихини, шу йиллар ичидә әмәлгә ашурулған йеңи идийәләр вә оқутуш усуллири, билим уруқини чачқан устазлар вә мәктәп һаятиниң әң әһмийәтлик вәқәлирини изһар қилған бу китабни тәйярлап чиқтуқ. Мәктәпниң 60 йиллиқ тарихиниң өзи-бир китаб болуп, һәр бир йүзлиниш, һәр бир етирап оқуғучиларниң, устазларниң һәм шундақла иҗтимаий муһитниң сандуқи.”
Бу мурасимға алмута шәһири қазақистан хәлқи бирләшмиси катибатлиқиниң йетәкчиси назар балғимбайеф вә әвезоф наһийәси һакиминиң орунбасари бану манапова қатнашти. Улар сөзлиридә қазақистанниң маарип әлачиси шавкәт нияз оғли өмәроф башқуруватқан гимназийә коллектипини вә барлиқ меһманларни сәмимий тәбриклиди.
Биринчи вә иккинчи қетим чақирилған қазақистан парламенти сенатиниң әзаси марс батталоф сөз қилип мундақ деди: “һөрмәтлик педагогика коллектипи, силәрни бүгүн мушу шәрәплик тәвәллут билән тәбрикләймән. Зерип ака молотофтин башлап мушу йәрдә олтурған мәктәпниң пешқәдәм устазлириға баш егип салам беримән. Бу силәрниң әмгикиңларниң мевиси. Йәнә ейтидиғиним шуки, һөрмәтлик оқуғучилар вә муәллимләр, мәктипиңлар билән пәхирлиниңлар, чүнки мундақ мәктәпләр аз болуп, бирдинбир санилиду. ”
Андин төтинчи вә бәшинчи қетим чақирилған қазақистан парламенти алий кеңишиниң әзаси мурат әхмәдийеф, “бент” ширкитиниң башқарма рәиси дилмурат қузийеф, җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси долқунтай абдухелил, қазақистан уйғурлири җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси һакимҗан арупоф, алмута шәһәрлик билим бериштики йеңи технологийәләрниң илмий-методикилиқ мәркизи рәһбири дәурен сағинғалийеф, қазақистанниң хизмәт көрсәткән муәллими, 140-мәктәп-гимназийәниң мудири сания тилеубай, “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири йершат әсмәтоф вә башқилар мәктәпниң еришкән утуқлирини алаһидә тәкитләп, өз тиләклирини билдүрди вә совғилирини тапшурди.
Мурасим ахирида сөз алған мәктәп мудири шавкәт өмәроф барлиқ меһманларға миннәтдарлиқини билдүрди.
Мурасим давамида мәктәп муәллимлири вә оқуғучилири, шуниңдәк мурат әхмәдийеф башлиған “яшлиқ” ансамбилиниң қатнишиши билән чоң консерт пирограммиси көрситилди.
Зияритимизни қобул қилған пешқәдәм устаз, нәшриятчи зерип молотоф әпәнди мундақ деди: “алди билән шуни ейтимәнки, бүгүнки күндә мәктәпниң мәҗлис зали, мәйдани, қоруси вә башқа әслиһәлири заманиви, адәмниң көңли хош болғудәк дәриҗидә азадә. Мундақ мәктәптә оқуғучиларниң яхши оқумаслиққа һеч һәққи йоқ. Мәктәпниң өтмүшигә қарайдиған болсақ, мән бу мәктәпкә 1968-йили ишқа орунлашқан. У вақитта бу мәктәптә бари-йоқи 182 оқуғучи бар болуп, сәккизинчи синипқичә оқутулатти. Муәллимләр коллектипи 30 ға йеқин адәм иди. Бүгүнки күндә мәктәптә 1500 әтрапида оқуғучи бар. Муәллимләрниң сани 100 дин ешип кәткән болса керәк.”
Зерип молотоф, шавкәт өмәрофниң тоғра вә ақиланә йетәкчиликидә мәктәпниң чоң утуқларға еришкәнликини тәкитләп өтти.
Зияритимизни қобул қилған абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң дотсенти, филологийә пәнлириниң кандидат доктори руслан арзийеф әпәнди мундақ деди: “хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнти абдулла розибақийеф нами билән атилидиған 153-уйғур мәктәп-гимназийәси қазақистандики уйғурларниңла әмәс, бәлки дунядики барлиқ милләтпәрвәр вә мәрипәтпәрвәр уйғурларниң пәхригә айланди, дәп ейтсақ артуқ болмайду. Мәзкур мәктәп-гимназийәмиз өзиниң билим көрсәткүчлири бойичә қазақистандики әң илғар мәктәпләр қатарида болса; оқуғучиларни миллий мәдәнийәт вә миллий сәнәт муһитимизда тәрбийәләш, йәни миллий тәрбийә ишлирида барлиқ ана тиллиқ мәктәплиримизгә үлгә болуп келиватиду. Һәр қандақ мәктәпниң утуқи униң рәһбәрлики қатлимиға бағлиқ икәнлики шүбһисиз. Мәктәп мудири шавкәт өмәроф қазақистанға тонулған маарипчи вә маһир тәшкилатчи.”
Руслан арзийеф йәнә мунуларни тәкитлиди: “қазақистанда муәллимләрни тәйярлайдиған педагогикилиқ университетлар бар. Уйғур мәктәплиридики устазларниң мутләқ көпчилики алмута шәһиригә орунлашқан абай намидики қазақ миллий педагогика университетида вә қизлар миллий педагогика университетида билим алиду. Бу университетларда мәктәптә оқутулидиған барлиқ пәнләр бойичә устазлар тәйярлиниду. Улар қазақ вә рус тиллирида билим алиду. Кейинки йиллири қазақ тилида билим алидиған яшларниң сани җиддий өсмәктә. Һазир оқуғучиларниң 80 пирсәнтигә йеқини алий оқуш орунлирида дөләт тили қазақ тилида оқуйду. Бу әһвал уйғурчә мәктәпни тамамлиған оқуғучиларниң алий оқуш орунлириға чүшүп, тилдин қийналмай, бималал оқушини давамлаштуруп кетишигә яхши асас болди.”
Игилишимизчә, абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәни шавкәт өмәроф башқурған йиллири, йәни 2001-йили мәктәпкә “көп саһәлик гимназийә” мәртивиси берилип, йеңи дәриҗигә көтүрүлгән. Бу мәктәп йәнә явропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати һәмдә юнеско билән зич алақә орнитип ишлигән. Нәтиҗидә 2016-йили бу мәктәп юнеско ихтисаслаштурулған мәктәпләр қатариға қошулған. Кейинки йилларда мәктәп “алмута мәктәплири” лайиһәсигә қатнашқан һәмдә хәлқара бакалаврият (international baccalaureate) пирограммисиға намзат мәктәп салаһийитигә еришкән.