Қазақистан уйғур тиятириниң “мәһмуд қәшқири” дирамиси алқишқа еришти
2024.04.26

Қазақистанниң алмута шәһиридики қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятири өзиниң қурулғанлиқиниң 90 йиллиқи, мәһмуд қәшқириниң “түркий тиллар дивани” намлиқ әсириниң йезилғанлиқиниң 950 йиллиқи мунасивити билән дираматорг әкрәм әхмәтофниң “мәһмуд қәшқири” намлиқ әсирини 24-апрел түркийә пайтәхти әнқәрәдә қойди. Түрк дунясиниң мәшһур алими мәһмуд қәшқири вә қараханийлар дөлитиниң тарихи баян қилинған сәһнә әсири тамашибинларниң зор алқишиға еришти.
Мәзкур уйғур тиятир өмики түрксой йәни хәлқаралиқ түркий милләтләр күлтүр тәшкилати билән қазақистанниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң тәклипи билән түркийәгә кәлгән болуп, тиятирни әнқәрәдики һәр қайси идарә җәмийәт мәсуллири, университетларниң оқутқучи-оқуғучилири вә әнқәрәдики уйғурлардин болуп, көп санда киши көрди.
Зияритимизни қобул қилған тиятир режиссори дилмурат баһароф мундақ деди: “бу йил тиятиримиз қурулғанлиқиниң90-йили, бу сәвәбтин түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә бу хатирә паалийитимизни башлидуқ. Униңдин сирт мәһмуд қәшқириниң ‛түркий тиллар дивани‚ намлиқ әсириниң йезилғанлиқиниң 950-йили мунасивити билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати 2024-йилини ‛мәһмуд қәшқири йили‚ елан қилди. Шу мунасивәт билән қазақистан мәдәнийәт вә ахбарат министирлиқиниң қоллиши, түрксой тәшкилатиниң тәклипи билән әнқәрәдә оюн қойдуқ. ”
Игилишимизчә, уйғур тиятири бурун һәр йили өзиниң паалийитини “анархан” дирамисидин башлайдиған болуп, бу бир әнәнә болуп шәкилләнгәникән. Лекин, кейинки йилларда бу әһвал өзгирип, уйғур тарихи баян қилинған “баянчур” вә “идиқут”, бу йили болса “мәһмуд қәшқири” әсири билән 90 йиллиқ хатирә тойи башланған. Мәзкур әсәрдики мәһмуд қәшқири ролини ойниған дилшат аманбайеф әпәнди мәһмуд қәшқири ролини наһайити яхши орунлиған болуп, кишиләрниң зор алқишиға еришти. У, зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “мән 20 йилдин буян уйғур тиятирида ишләватимән. Хәлқимизгә бурчимизни ада қилишқа тиришиватимиз. Биз вәтинимизни, мәдәнийитимизни дуняға тонутушқа тиришиватимиз.”
У, мәһмуд қәшқириниң ролини ойнашниң қейин икәнликини баян қилип мундақ деди: “мәһмуд қәшқириниң ролини ойнаш маңа еғир кәлди. Рәһмәтлик режиссоримиз муһитҗан әзизоф акимиз аләмдин өтүп кәтти. Биз бу акимиз билән көп ишлидуқ. У, ачқан йолда меңип вәзипимизни ада қилишқа тириштуқ. ”
Бу паалийәтни уюштурған түрксой тәшкилатиниң муавин башлиқи сайит йүсүп әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мән уйғурчини яхши чүшинәлмигән болсамму, тиятирдики бу чинлиқтин немә аңлатқанлиқини чүшәндим. Бәк тәсирлик унтулмас бир кечә болди. Мәһмуд қәшқиридин бурун, кейин вә у дәврдә өткән улуғларни һөрмәт билән әсләймән. Уйғур тиятириға рәһмәт ейтимән. ”
Әнқәрәдә туруватқан һаҗәттәпә университетида түркологийә кәспи бойичә докторлуқ унвани алған рабигүл, түркийәдә уйғур тилида тиятир көргәнликидин интайин хурсән болғанлиқини, тәсирлинип көзигә яш алғанлиқини тәкитлиди.
Игилишимизчә, қуддус ғоҗамяроф намидики уйғур тиятири өткән әсирниң башлирида паалийәт елип барған “көк көңләкликләр” һәвәскарлар уюшмиси асасида1934-йили қурулған болуп, өз сәһнисини җалал асимоф вә абдулһәй садирофниң “анархан” дирамиси билән башлиғаниди. 90 Йиллиқ тарихқа игә мәзкур тиятир сәһнисидә әхмәт шәмийеф, мәрйәм сәмәтова, рошәнгүл елахунова, ғуламхан җәлилоф, хәлчәм елийева, мурат әхмиди қатарлиқ атақлиқ сәнәткарлар өз талантини намаян қилип, миңлиған тамашибинларниң алаһидә һөрмитигә сазавәр болған. Улар қазақистанниң хизмәт көрсәткән артиси, хәлқ артиси дегәндәк юқири намларға сазавәр болған.
Һазир бу уйғур тиятирини дилмурат баһароф башқурмақта. Тиятир тәркибидә “нава” миллий чалғу әсваблар ансамбили, “рухсари” уссул ансамбили вә дирама гурупписи ишлимәктә.