Қазақистандики уйғурлар пешқәдәм журналист риза сәмәдидин айрилди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2024.12.30
riza-semedi-qazaqistan-ziyaliy 29-Декабир күни қазақистандики уйғурлар пешқәдәм журналист, дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң қазақистандики сабиқ мәслиһәтчиси, қазақистан журналистлар иттипақиниң әзаси риза сәмәдидин мәңгүлүккә айрилди
Photo: RFA

29-Декабир күни қазақистандики уйғурлар пешқәдәм журналист, дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң қазақистандики сабиқ мәслиһәтчиси, қазақистан журналистлар иттипақиниң әзаси риза сәмәдидин мәңгүлүккә айрилди.

Бу күни униң җиназа намизиға йиғилған җамаәт алдида сөзлигән алмута шәһири әвезоф наһийәлик баш йигит беши азад ибраһимоф мәрһумниң пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки дуня даирисидиму көпкә тонулған қазақистан хәлқ язғучиси, сабиқ “шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити” ниң әзаси зия сәмәдиниң бир туғқан оғли икәнликини әскәртти. Униң пикричә, мәрһум өз вақтида қазақистан уйғур миллий мәтбуатиниң раваҗлинишиға, шуниңдәк уйғур миллий һәрикитигә зор төһпә қошқан. Азад ибраһимоф бу һәқтә тохтилип “риза сәмәдигә охшаш миллий қәһриманларниң нами уйғурларниң қәлбидә мәңгү унтулмайду” деди.

Риза сәмәди (биринчи қатарда оңдин биринчи киши) аилиси билән биллә. 1974-Йил, алмута
Риза сәмәди (биринчи қатарда оңдин биринчи киши) аилиси билән биллә. 1974-Йил, алмута
RFA/Oyghan

Риза сәмәдиниң уйғур миллий һәрикитидики роли һәққидә сөз болғанда дуня уйғур қурултийиниң баш мәслиһәтчиси, тонулған сиясәтшунас вә тарихчи қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип мундақ деди: “риза сәмәди әң аввал 1992-йили қурулған җумһурийәтләр ара уйғур иттипақи һәйитиниң әзаси болған. Шуниңдин буян бу тәшкилат арқилиқ вәтән дәвасини қазақистанда вә оттура асияда аңлитишқа актип қатнашқан. У д у қ қурулғанда актип паалийәттә болди. Риза ака вәтәндә чоң болғанлиқтин вәтән дәвасини яхши биләтти. Шуниң үчүн у д у қ ға қатнишип, яхши паалийәтләрни елип барди. Килассик язғучимиз зия сәмәди һәққидики көп нәрсиләрни мән риза акиниң пикирлиридин өгәнгән идим.”

Қәһриман ғоҗамбәрди риза сәмәдиниң сәмәдиләр җәмәтиниң әзаси сүпитидә д у қ да актип хизмәт қилғанлиқи, шуниңдәк униң қазақистан радийосиниң мухбири сүпитидә уйғур дәваси темисида көплигән сөһбәтләр уюштурғанлиқини тәкитлиди.

Риза сәмәдиниң сиңлиси белиқиз сәмәди ханим зияритимизни қобул қилип, акиси ризаниң мәрһум дадиси зия сәмәдиниң изини бесип, уйғур хәлқиниң миллий кимликини сақлап қелиш йолида көплигән ишларни қилғанлиқини, аилә ичидиму бу һәқтә пат-пат сөһбәтләрниң болуп турғанлиқини әсләйду.

У бу һәқтә мундақ деди: “уйғур дәваси тоғрилиқ сөһбәтлишәттуқ. Акам явропада вә америкада болуватқан уйғур җәмийәтлириниң ишлири тоғрилиқ сөзләп берәтти. Шу йәрдә ишләватқан вә оқуватқан яшлар һәққидә гәплишәттуқ. Акам яхши йәрләрдә ишлиди, нурғун хизмәтләрни қилди. 1961-Йили вәтинимиздин чиққандин буян икки-үч йил уйғур мәктәплиридә муәллимлик қилди. Андин кейин үч-төт йил өзбекистан вә қазақистанниң телевизийә-радийо саһәсидә диктор болуп ишлиди. Андин 1968-йилдин башлап 20 йилдәк москвада совет телевизийә-радийо комитетиниң тинчлиқ вә тәрәққият редаксийәсидә журналист болуп ишлиди.”

Белиқиз сәмәди әйни вақитларда акисиниң совет иттипақи һөкүмитиниң көрсәтмиси билән радийо саһәсидә нурғун әмгәк қилғанлиқини, бу җәһәттә совет иттипақиниң зор тәсири астида болғанлиқини, кейин қазақистанға көчүп келип, дөләт радийо саһәсидә әмгәк қилғанлиқини билдүрди.

Риза сәмәди (оңдин бәшинчи киши). Орни вә вақти мәлум әмәс
Риза сәмәди (оңдин бәшинчи киши). Орни вә вақти мәлум әмәс
RFA/Oyghan

Қазақистанниң пәхрий язғучиси, атақлиқ шаир абдуғопур қутлуқоф әпәнди уйғур хәлқиниң нөвәттики вәзийәттә риза сәмәдигә охшаш бир мунәввәр пәрзәнтидин җуда болғанлиқини чоң паҗиә дәп қарайду. У бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “униң яшлиқи москвада ‛вәтәнни қутқузуш‚ радийосида вә башқа илмий тәтқиқат ишлирида өтти. Қазақистанға қайтип кәлгәндин кейин қериндаш қазақ хәлқ радийо истансисиниң уйғур бөлүмидә пүткүл һаятини хәлқниң ақартиш ишиға беғишлап өткүзди. У мениң қәдинас достум иди. Уни алмута шәһириниң достлуқ мәһәллисигә йәрләп қайттуқ. Достумниң вапати маңа еғир кәлгәчкә, у тоғрилиқ шеир йезиведим.”

Игилишимизчә, риза сәмәди 1938-йили май ейида ғулҗа шәһиридә дуняға кәлгән. У 1956-йили оттура мәктәпни тамамлап, шу йили үрүмчи педагогика институтиниң филологийә факултетиға оқушқа кириду вә уни 1959-йили түгитиду. Риза сәмәди 1961-йилниң май ейиғичә 2-оттура мәктәп (“үмид” мәктипи) дә муәллимлик қилиду вә шу йили июл ейида алмута шәһиригә көчүп келиду. Риза сәмәди 1968-йилғичә өзбекистан вә қазақистандики уйғур тилида аңлитиш беридиған радийо саһәсидә диктор болуп ишләйду. 2002-Йили шәрәп билән дәм елишқа чиққан болуп, дәм елишқа чиққандин кейинму уйғур хәлқи үчүн тегишлик хизмәттә болушқа тиришип кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.