Қазақистандики уйғурлар “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 15 йиллиқини хатирилиди
2024.07.10

6-Июл күни алмута шәһиригә орунлашқан “ақ булақ” рестораниға җәм болған уйғурлар 2009-йилидики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 15 йиллиқиға беғишланған хатириләш паалийити өткүзди. Дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкиллири уюштурған бу мурасимға алмута шәһири вә наһийәләрдин кәлгән вәкилләр қатнашти.
Хатириләш мурасимиға дуня уйғур қурултийиниң әзаси рәһимҗан мәнсуроф риясәтчилик қилди. У, мәзкур мурасимниң уйғур хәлқиниң тарихидики әң қанлиқ вәқәләрниң бири 2009-йил 5-июл үрүмчи қирғинчилиқини хатириләшкә беғишланғанлиқини, бәзи сәвәбләр түпәйлидин бу мурасимни кәң даиридә өткүзүш мумкин болмиғанлиқини, шундақтиму вақтини бөлүп кәлгәнләргә миннәтдарлиқини билдүрди. Андин дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкиллиридин бири турсунҗан сайитоф қуран тилавәт қилип, уйғур хәлқигә азадлиқ, әркинлик, һөрлүк тилиди.
Сөзгә чиққан дуня уйғур қурултийиниң баш мәслиһәтчиси, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди үрүмчи вәқәсиниң келип чиқиши вә сәвәблири, униң ақивити һәм тарихий әһмийити, хәлқара вәзийәт, хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан бастуруш сиясити, дуня уйғур қурултийиниң кейинки вақитларда әмәлгә ашурған ишлири һәққидә тәпсилий доклат қилди.
Қәһриман ғоҗамбәрди үрүмчи уйғур яшлириниң хитай һакимийитигә наразилиқ билдүрүп, тинч намайишқа чиққан болсиму, әмма хитай қораллиқ күчлири тәрипидин оққа тутулғанлиқини баян қилди.
Мурасимда қәһриман ғоҗамбәрди мурасим қатнашқучилириниң соаллириға җаваб бәрди.
Радийомиз зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң һазир алмута вилайити уйғур наһийәсидә яшаватқан вәкили сәйдалим амутоф әпәнди мундақ деди: “бүгүн матәм астида үрүмчи вәқәсиниң 15 йиллиқини хатириләш күнини өткүздуқ. Униңда коммунист хитайниң уйғурларға йүргүзгән ирқий қирғинчилиқини әскә алдуқ. Дуня уйғур қурултийиниң алий мәслиһәтчиси қәһриман ака 15 йил муқәддәм үрүмчидә болған вәқәни толуқ, тәпсилий сөзләп өтти. Әлвәттә, бизниң нәпритимиз қозғалди. Қәһриман ака өз сөзидә хитай армийәсиниң қоралсиз хәлқни қирғанлиқи тоғрилиқ чүшәндүрүп өтти. Шәхсән өзүм вәтинимизниң тез азад болуп, ялмавузниң қолидин қутулсақ дегүм келиду. Биз болупму һазирқи вәзийәттә ғәпләт уйқусида олтурған яшларни ойғитишимиз керәк. Бу зөрүр дәп ойлаймән. Буниңдин 15 йил муқәддәм вәтинимизниң азадлиқи йолида, һөрлүк йолида өзлириниң җенини қурбан қилған оғланлиримизға, қизлиримизға, анилиримизға рәһмитимни ейтқум келиду. Шу инсанлиримизниң ятқан йәрлирини җәннәт қилғай”.
Мәзкур мурасимға талғир наһийәсидин келип қатнашқан гүлбанум бақийева ханим мундақ деди: “қазақистан уйғурлири, җүмлидин дуня уйғур қурултийиниң вәкиллири йиғилип, тарихий вәтинимиздә 2009-йил 5-июл қирғинчилиқида, һазирқи вақитта лагерларда қийнилип, шеһит болуп кәткән қериндашлиримизниң роһлириға атап, қуран тилавәт қилдуқ. Биз тарихий вәтинимиздики қандаш һәр вақитта әскә елип туримиз. Биз шу лагерларда олтурғанларни азад болсун, вәтинимизму азад болсикән дәп арман қилимиз. Қазақистандики уйғурлар қазақистан пуқраси болғачқа, қазақистанниң қанунини бузушқа болмайду. Шуңа мушундақ әсләш мурасимлирини өткүзүватимиз”.
Алмутида өткән хатириләш паалийитидә сөзгә чиққанлар қазақистанда уйғурларниң миллий кимликини сақлап қелишниң зөрүрлүкини алаһидә тәкитлиди. Улар шуниңдәк уйғур тәшкилатлириниң бирлишип, һәрикәт қилишини техиму күчәйтиш лазимлиқини билдүрди вә уйғур хәлқигә бирлик, иттипақлиқ тилиди.