Қәшқәр тарихидики “30-өктәбир вәқәси” вә униң 43 йиллиқ хатириси

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.10.31
qara-mashina-qoralliq-saqchi-milletler-ittipaqliqi-AFP Үрүмчидә қораллиқ қисимлар қораллирини көтүргән һалда “милләтләр иттипақлиқини қоғдайли” дегән шоар есилған қара машинида шәһәрни кәзмәктә. 2009-Йили 9-июл, үрүмчи
AFP

Хатириләргә асасланғанда, коммунист хитай армийәси 1949-йили уйғур дияриға бесип киргәндин кейинки дәсләпки 30-40 йил җәрянида, “уйғур мәдәнийитиниң бөшүки” дәп тәриплинидиған қәшқәр шәһиридә хитай һакимийитигә қарши бирқанчә қетимлиқ зор сиясий вәқәләр йүз бәргән. Буниң бири, буниңдин 55 йил илгири, йәни 1969-йилидики “миҗит вә ахуноп қозғилиңи” болуп, уйғур тарихчилири бу қораллиқ қаршилиқ һәрикитини шу заманлардики уйғур аптоном райониниң сабиқ муавин рәиси муһәммәдимин иминоф башчилиқида қурулған мәхпий тәшкилат- “шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийәси” гә бағлайду. Қәшқәр шәһирини мәркәз қилип башланған бу қозғилаң хитай армийәси тәрипидин қанлиқ бастурулғанлиқи мәлум.

Қәшқәрдә коммунист хитай һакимийитигә қарши қозғалған қаршилиқ һәрикәтлириниң йәнә бири, буниңдин дәл 43 йил илгири қәшқәр шәһиридә йүз бәргән “30-өктәбир вәқәси” дур. Бу вәқә 1981-йили 10-айниң 30-күни шәһәр мәркизидә йе шин исимлик бир дукандар хитайниң абдулкерим исимлик бир уйғур деһқанни ов милтиқи билән етип өлтүрүветиши сәвәбидин келип чиққан. Вәқәгә 50 миңдин артуқ шәһәр аһалиси қатнашқан.

Дәсләптә “қатилни тутуп җазалап бериш” тәлипи билән тинч шәкилдә башланған бу намайиш, кейинчә мустәмликичи күчләргә болған ғәзәп-нәпрәт пүтүн вуҗудини қаплиған яшларниң өч елиш характерлик уруш-чеқиш һәрикитигә айлинип кәткән. Бу қетимлиқ қаршилиқ һәрикити қәшқәрдики нурғунлиған хитай сақчилири, әскәрлири вә пуқралириниң өлүмини, шундақла көплигән һөкүмәт биналири вә әслиһәлириниң вәйран болушини кәлтүрүп чиқарған.

Қәшқәр сақчи даирилири кейинчә “топилаңға 10 миңдин артуқ адәм изчил қатнашти, 10 дин артуқ адәм өлди, йүздин артуқ адәм яриланди” дегән ялған мәлумат билән мәзкур вәқәниң көлими вә тәсирини кичиклитишкә урунған. Һалбуки, шу вақиттики тарихий вәқәләрни хатириләп қалдурған мәрһум тарихчи вә инқилабчи низамидин һүсәйинниң бу һәқтики язмилириға қариғанда, 1981-йили қәшқәрдә йүз бәргән “30-өктәбир вәқәси” хитайда “мәдәнийәт инқилаби” ахирлишип, “ислаһат” вә “ечиветиш” дәври башланған дәсләпки мәзгилләрдә шәрқий түркистанда йүз бәргән коммунист хитай һакимийитигә қарши дәсләпки қаршилиқ һәрикәтлириниң бири икән. 1983-Йили қәшқәрдә зиярәттә болған германийәдики уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәндиниң билдүрүшичә, әйни заманда “30-өктәбир вәқәси” ниң тәсири наһайити зор болған болуп, бу вәқә болупму қәшқәр хәлқиниң қәлбидә чоңқур изларни қалдурған икән.

Гәрчә шу чағда хитай һакимийити бу вәқәниң тәсириниң кеңийип кетишидин әнсирәп ақсу, атуш, хотәндин әскәр йөткәш билән биргә, ичкири хитайдин зор түркүмдә мунтизим қошун йөткәп келип қәшқәр шәһириниң 4 әтрапиға йәрләштүргән болсиму, дәрһал тәдбир қолланмиған. 11-Айниң 9-күнигичә қәшқәр шәһири гоя “азад район” ға айлинип қалған. Шәһәр яшлири қоллирида калтәк-тоқмақларни көтүрүшүвелип, һуҗум қилишқа “олҗа” издәп йүрүйдиған бир вәзийәтни шәкилләндүргән. Бирму әскәр, сақчи яки хитай пуқраси кочиға чиқишқа җүрәт қилалмиған.

Мәлум болушичә, хитай һакимийитиниң шу чағда әскирий яки сақчи күчлири билән шәһәрни дәрһал тизгини астиға алалмаслиқиға қәшқәрдики бир мәхпий сиясий тәшкилатниң һәйвиси сәвәбчи болған. “оттура асия уйғуристан яш учқунлар иттипақи” намлиқ бу тәшкилат 1980-йилидин 1981-йили 10-айға қәдәр қәшқәр шәһириниң һәр тәрәплиригә хитай һакимийитигә қарши шоарлар йезилған там гезитлирини чаплап, уйғурларға адаләт вә азадлиқ тәләп қилип, бир йилдин артуқ вақиттин буян хитай һакимийитини сарасимигә селип кәлгән. Бу тәшкилатниң қәшқәр шәһәр хәлқи арисида “қораллиқ қошун икән” дәп нами таралған. Лекин әйни заманда бу тәшкилат паш болғанда, униң қандақтур зор бир қораллиқ қошун әмәс, бәлки қурғучилири асаслиқи қәшқәр шәһәрлик 1-оттура мәктәпниң оқуғучилиридин тәркиб тапқан бир кичик гуруһ икәнлики мәлум болған.

 “30-өктәбир вәқәси” ниң қозғилишиға сәвәбчи болған “әксилинқилабий гуруһ” дәп қаралған мәзкур тәшкилатниң рәсмий қурулған вақти 1981-йили 9-айниң 26-күни болуп, униң 17 нәпәр әзаси 1981-йили 11-айниң 9-күни сәһәр саәт иккидин башлап шу күни кәчкичә толуқ қолға елинған. Һөкүмәт шуниңдин кейин әскәр вә сақчиларни ишқа селип шәһәрни контроли астиға киргүзгән.

Хитай һакимийити “30-өктәбир вәқәси” ни “30-өктәбир уруш, чеқиш, бузуш вәқәси” дәп атиған вә кейинчә кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикити қозғап, вәқәгә иштирак қилған миңдин артуқ уйғур яшлирини тутуп солап, һәр хил қамақ җазалириға мәһкум қилған.

Германийәдики җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәндиниң баян қилишичә, хитай һакимийитигә қарши бу хилдики қаршилиқ вәқәлири узун йиллардин буян шәрқий түркистанниң көплигән җайлирида йүз бәргән болуп, бундин кейинму йәнә йүз беридикән.

“30-өктәбир вәқәси” дин кейин қәшқәрдики әслидинла сани интайин аз болған хитайларниң көпинчиси бу шәһәрни ташлап, хитай өлкилиригә йөткилип кәткән. Хитай һөкүмитиниң рәсмий һөҗҗәтлиридә “мәмликәт бойичә 10 хәтәрлик районниң бири вә биринчиси” дәп аталған қәшқәргә хели бир заманғичә хитай көчмәнлири аяқ бесишқа җүрәт қилалмиған.

Һалбуки, миңларчә йиллардин буян уйғур мәдәнийитиниң бөшүки вә зор тарихий вәқәләрниң шаһити болуп кәлгән қәшқәр шәһири көзәткүчиләрниң тили билән ейтқанда, бүгүн тутқунлар лагериға, өтмүши музейларға қачиланған қуруқ шәһәргә, мәзлумларниң ғәмханисиға айлинип қалған. 1981-Йилидики “30-өктәбир вәқәси” бу шәһәрниң һазирқи заман тарихидики унтулғусиз хатириләрниң бир тамчиси болуп қалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.