Қәшқәр ташмилиқта башланғуч мәктәп оқутқучилиридин аз дегәндә 20 нәпири кесиветилгән
2024.08.29
Қәшқәр ташмилиқлиқ бир муһаҗирниң инкас қилишичә, униң юртдашлиридин 10-кәнт башланғуч мәктәп оқутқучиси пашагүл бәхти илгири бир мәзгил бешиға яғлиқ артқан тарихи болғанлиқи үчүнла “диний әсәбийлик” билән әйиблинип кесиветилгән. Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида пашагүл бәхтиниң 2018-йили 6 йерим йиллиқ кесилгәнлики вә йеқинда җаза муддитини түгитип чиққанлиқи, пашагүл билән тәң тутқун қилинған 20 чә оқутқучиниң техичә җаза муддитини өтәватқанлиқи ашкариланди.
Нөвәттә явропада яшаватқан қәшқәр ташмилиқлиқ бир муһаҗир “қәшқәр конашәһәр сақчи һөҗҗәтлири” дин пашагүл бәхти исимлик бир тонушиниң рәсимини учратқан вә мунасивәтлик қаналлири арқилиқ униң тутулуш сәвәби һәққидә ениқлаш елип барған. Нәтиҗидә у пашагүлниң 20 нәччә оқутқучи хизмәтдиши билән бирликтә диний әсәбийлик билән әйиблинип 7 йиллиқ кесилгәнликини уққан. Мәзкур сақчи һөҗҗәтлиридә пашагүл бәхтиниң 2017-йили 7-айниң 26-күни тутулғанлиқи вә 2018-йили “йеңи тәрбийәләш мәркизи” ниң c бина 408-ятиқида тутуп турулуватқанлиқи қәйт қилинған. Һөҗҗәттә йәнә пашагүлниң “җинайити”, “универсал супа” намидики торда аптоматик дело мәлум қилиш системиси арқилиқ паш болғанлиқи әскәртилгән.
Мәзкур архипта йәнә дейилишичә, пашагүл бәхти ташмилиқ 10-кәнт башланғуч мәктипиниң оқутқучисидур. Биз пашагүлниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат елиш үчүн алди билән мәзкур мәктәпниң аманлиқ ишханисиға телефон қилдуқ. Алақидар хадим өзиниң бу хизмәткә йеңи икәнликини билдүрүп, соаллиримизға җаваб бәрмиди.
Чәт әлдики ташмилиқлиқ муһаҗирниң игилишичә, пашагүл бәхти йезидики бир қисим кәсипдашлири тәшкиллигән аяллар чейиға қатнашқан, чайда өзара турмуш сөһбәтлиридин башқа җиддий бир тема талаш-тартиш яки музакирә қилинмиған. Пәқәт шу қетимлиқ чай, өрп-адәтләр бойичә салам саәт билән башлинип дуа билән ахирлашқан. Мушундақ туруқлуқму, 2014- вә 2015-йиллириғичә давам қилған бу чай, 2017-йилиға кәлгәндә “қанунсиз топлиниш” вә “диний әсәбийликни тарқитиш” дәп қарилип, чай әзалири пүтүнләй тутуп сорақ қилинған вә көпинчиси охшимиған муддәттә кесиветилгән.
Телефонимизни қобул қилған ташмилиқ сақчиханисиниң бир хадими, пашагүл бәхтиниң ташмилиқтики бир оттура мәктәп вә бирқанчә башланғуч мәктәптин болуп 20 нәччә кәсипдиши билән тәң тутулуп кесилгәнликини дәлиллиди. Бу хадим пашагүл бәхтиниң кесилишидә униң диний кәйпиятиниң “алаһидә қоюқ” болушиниң сәвәб болғанлиқини әскәртти.
Мәзкур сақчиханидики хадимларниң йәнә дейишичә, пашагүл бәхти үстидин дело турғузулғандин кейин, у қатнашқан чайдики аялларла әмәс, уларниң аилә әзалири вә уруқ-туғқанлириму тутуп тәкшүрүлгән. Бу җәрянда, бу аяллар чейиға сорун һазирлап бәргән тохтаҗи бәкри, турғунҗан, мәмәтимин қатарлиқ бир қисим әрләрму тутқун қилинған. Әскәртилишичә, булар 6 йил билән 15 йил арисида кесилгән.
Мәлум болушичә, пашагүл бәхти билән бирликтә чайға қатнашқан, бешида яғлиқи бар аяллар әйни чағдики “диний әсәбийликкә қарши һәрикәт” давамида “гунаһ” ини тонуп яғлиқлиридин ваз кәчкән болсиму, әмма 2017-йилиға кәлгәндә қайта тутқун қилинған.
Ташмилиқ йеза 10-кәнт секретариниң дейишичә, пашагүл бәхти бу йил 1-айда 6 йерим йиллиқ җаза муддитини түгәткән, 2-айда “тәрбийәләш мәркизи” гә апирип йәнә 6 ай “тәрбийә” берилип қоюп берилгән. Мәлум болушичә, бу йил 6-айда униңға илгири җаза өтигән мәзгилдики көргән-билгәнлирини җәмийәткә яймаслиқ һәққидә мәхсус тәлим берилгән.
Юқирида қәшқәр ташмилиқта пашагүл бәхти қатарлиқ 20 нәччә оқутқучиниң бир аяллар чейиға қатнашқанлиқи үчүнла “қанунсиз топлиниш” билән әйиблинип җазаланғанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.