Президент обама һейгил билән бренәнни дөләт мудапиә министирлиқи вә мәркизи ахбарат идарисиниң мәсуллуқиға намзат қилип көрсәтти
2013.01.07
Һәр икки намзат америка кеңәш палатасиниң мақуллуқини елиши керәк. Көзәткүчиләр, һәр икки намзатниң кеңәш палатасиниң мақуллуқини елиши асанға тохтимайдиғанлиқини билдүрмәктә. Бәзи җумһурийәтчи кеңәш палата әзалири чак һейгилни“исраилийигә достанә әмәс” дәп тәнқидләп, униң иран мәсилисидә бәк юмшақ қол икәнликини илгири сүргән. Чак һейгил илгири америкиниң ираққа һуҗум қилишини қоллиған болсиму, бирақ һөкүмәтниң ирақ сияситини тәнқид қилған.
Бренән болса мәркизи ахбарат идарисиниң тутқунларни қаттиқ васитиләрни қоллинип сорақ қилиш мәсилисидә кеңәш палата әзалириниң җиддий соаллириға дуч келиши мумкин. У, мәркизи ахбарат идарисиниң мәңгү америкиниң алий қиммәт қаришини қоғдишиға капаләтлик қилидиғанлиқини билдүргән.
Президент обама йеқинда җон кәрийни дөләт ишлар министири һиларий клинтон ханимниң орниға намзатлиққа көрсәткән иди. Президент 2-қетимлиқ вәзипигә 20-январ олтуриду. У 2-қетимлиқ вәзипигә олтуруштин бурун, һөкүмәтниң йеңи рәһбәрлик ядросини шәкилләндүрүшкә башлиди.