Явропадики бир хитай аммиви тәшкилати ши җинпиңни мав зедуң вә дең шявпиңниң тәсиридин қутулушқа чақирди

Явропада паалийәт елип бериватқан хитай демократик партийисиниң рәһбәрлиридин бири болған җаң йиң бүгүнки йеңи йил нутқида, хитай хәлқиниң йеңи йилини тәбриклигәндин кейин, хитайниң йеңи дөләт рәиси ши җинпиңдин күтидиған үмидлириниму оттуриға қойди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.12.31

У нутқида 2012-йили хитайда йүз бәргән гуаңдуңдики вукән, сичүәндики шенфаң вәқәси шундақла йәнә ваң лиҗүнниң америка консулханисиға қечип кириши вә бө шиләй вәқәлирини тилға елип өткәндин кейин, хитай йеңи дөләт рәһбәрлирини бу вәқәләрдин ибрәт елишқа вә тоғра йолни тепивелишқа чақирди.

У нутқида ши җинпиңға хитаб қилип, хитайдики чириклик мәсилисиниң сиясий түзүмдин келип чиққанлиқини, уни қуруқ шоар билән түзәткини болмайдиғанлиқини, чирикликни йоқитишниң бирдин-бир йоли сиясий түзүлмә ислаһати икәнликини тәкитлиди. У нутқида йәнә “мав зедуң вә дең шявпиңниң идийиви тәсиридин қутулмай туруп, йеңи сиясәттин, йеңи тәдбирдин вә ислаһаттин сөз ачқили болмайду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.