Паспорт ишләштә уйғурларға қаритилған чәклиминиң йәниму күчәйтилгәнлики билдүрүлмәктә
2013.01.22
Әмма оқуғучиларға немә үчүн бу дөләтләргә оқушқа илтимас қилғучиларниң паспорт ишлитишигә чәклимә қоюлғанлиқи һәққидә һечқандақ чүшәндүрүш берилмигән.
Радиомиз мухбириға инкас қилған оқуғучиниң билдүрүшичә, гәрчә үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси бу оқуғучиларниң паспортиниң немә үчүн кечиктүрүлгәнлики һәққидә уларға ениқ чүшәндүрүш бәрмигән болсиму, әмма үрүмчидики чәтәлгә оқуғучи чиқириш ишини беҗиришни һөддә қилған ширкәт хадимлири оқуғучиларға сәуди әрәбистан, түркийә, германийә қатарлиқ дөләтләргә паспорт ишлитишниң тәсликини билдүрүп, уйғур оқуғучиларға әң яхшиси башқа дөләтләргә оқушқа чиқишни илтимас қилса, паспорт беҗиришниң бирқәдәр асан болидиғанлиқини билдүргән.
Йеқиндин буян уйғур оқуғучиларниң паспорт беҗириши түрлүк чәклимиләргә учраватқанлиқи һәққидики учурлар барғанчә көпәймәктә. Өткән айда хитайдики аммиви тор бекәтлиридә вә уйғурбиз ториниң хәлқара тор бекитидә хитай өлкилиридә оқуватқан атикәм қатарлиқ уйғур оқуғучиларниң паспорт беҗириштә учриған чәклимилири һәққидики хәвәр елан қилинғандин кейин, әркин асия радиоси қатарлиқ чәтәл мәатбуатлири уйғурларниң паспорт ишлитиши тәс болуватқанлиқи һәққидә игилигән бир қатар учурларни бәргән иди.