Хитай даирилири уйғур райониниң йәрлирини хитай карханичилириға бикарға бериш һәққидә һөҗҗәт чиқарди
Мухбиримиз ирадә
2011.07.28
2011.07.28
Бүгүн шинхуа торидин ашкарилинишичә, чаршәнбә күни дөләтлик малийә министирлиқи вә йәр-земин министирлиқи ортақ һалда, уйғур районидики йәр-земин өтүнүп бериш вә йеңидин ечилидиған қурулуш түрлири үчүн ишлитидиған йәр һәққигә алақидар йеңи сиясәтни елан қилип, ичкиридин чиққан хитай карханилириға йәрниң бикарға берилидиғанлиқини җакарлиди.
Мәзкур қарар, 5-июл вәқәсидин кейин ечилған шинҗаң хизмити йиғинидин кейин чиқирилған йәнә бир қетимлиқ муһим қарарларниң бири болуп һесаблиниду. Йәр мәсилиси уйғур районида әслидила назук мәсилиләрниң бири болуп, көзәткүчиләр мәзкур қарарниң райондики мәвҗут зиддийәтни техиму өткүрләштүрүветидиғанлиқини пәрәз қилишмақта.