Хитай уйғур елигә йәнә бир йеңи шәһәр қурди

Хитай һөкүмити 29 - декабир уйғур елигә йәнә бир йеңи шәһәр қурди. Бу шәһәр корлиниң башәгим райониға җайлашқан болуп, шәһәрни уйғур елидә турушлуқ ишләп чиқириш қурулуш армийиси билән уйғур аптоном райони бирликтә башқуридикән. Шәһәргә хитайчә “тйеменгуән” уйғурчә “башәгим” дәм нам берилгән.
Мухбиримиз җүмә
2012.12.29


“асия киндики” хәвәр торида көрситишичә, мәзкур шәһәр 2010 - йилдики “шинҗаң хизмәт йиғини” да оттуриға қоюлған “истратегийилик орни муһим, иқтисадий асасий яхши вә тәрәққият йошурун күчи зор биңтуәнгә қарашлиқ әскәр турғузулуп өзгәртилгән районларда наһийә вә шәһәр қуруш” пикригә асасән қурулған.

Хитай мәркизий һөкүмити дөләт ишлар мәһкимиси шәһәр қуруш пиланиға бу йил 12 - айниң 17 - күни рәсмий тәстиқ салған.

Илгири биңтуән даирилири алар вә тумшуқ шәһәрлирини қуруған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.