Үрүмчидики мәшһур бина—“рабийә қадир сода сарийи” ниң чеқиветилгәнлики дәлилләнди
2024.12.09
Уйғур җәмийитидә вә оттура асияниң сода саһәсидә кәңри тонулған үрүмчидики “рабийә қадир сода сарийи” өткән җүмә күни чеқиветилгән. Мәзкур сода сарай, уйғур җәмийитидә 1990-йиллардин кейин зор бир түркүм сода-карханичиларниң йетишип чиқишиға маддий вә мәниви җәһәттин түрткә болған. Хитай даирилири 2009-йили 5-июл вәқәсидин кейин, бинаниң саһиби рабийә қадир ханимни мәзкур вәқәниң қозғиғучиси дәп әйибләш билән бирликтә, мәзкур сода сарийиғиму печәт селип мулазимәттин тохтатқан. Мәлум болушичә, хитай даирилири бинани чеқишниң алди-кәйнидә бинаниң саһиби рабийә қадир ханим яки үрүмчидики аилә-тавабиатлириға һечқандақ уқтуруш қилмиған, җәмийәткиму чеқилиш сәвәби һәққидә изаһат бәрмигән.
Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған пирограммиси диққитиңларда болиду.
Өткән һәптә америкида яшаватқан лагер шаһити зумрәт давут алақидар қаналлири арқилиқ үрүмчидики “рабийә қадир сода сарийи” ниң чеқиветилгәнлики һәққидә учур алған. Бу учурни техиму тәпсилий игиләшкә тиришқан зумрәт давут ханим, хитайниң дөләт ахбарати вә иҗтимаий таратқулирини, җүмлидин дойинни изчил көзәткән болсиму, мәзкур сода-сарайниң чеқилишиға аит һечқандақ бир учур, уқтуруш яки рәсим учратмиған. Сарайниң саһиби рабийә қадир ханимму, үрүмчидики аилә-тавабиатлири билән алақә үзүклүки сәвәбидин, бинаниң немә үчүн чеқилғанлиқи, иқтисадий зиянниң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқи һәққидә мәлуматқа еришәлмигән.
Биз мәзкур учурниң тоғра хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн, үрүмчидики алақидар идарә органларға телефон қилдуқ. Хадимларниң көпинчиси “рабийә қадир” дегән исимни еғиздин чиқиришимиз билән тәң теминиң сәзгүр икәнликини әскәртип соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди. Зумрәт давутқа кәлгән учурда дейилишичә, рабийә қадир сода сарийи чеқилған күни җиддий бихәтәрлик тәдбирлири елинған; бу тәдбирләрниң бир парчиси сүпитидә мәзкур сода сарай җайлашқан йол вә әтраптики кочилар назарәт астиға елинған. Әтраптики саяһәт орунлири зиярәттин чәкләнгән. Биз үрүмчидики ғалибийәт сақчиханиси хадимидин үрүмчидә рабийә қадир сода сарийи чеқилғандин кейин вәзийәтниң қандақ икәнликини соридуқ. Бу хадим вәзийәтниң нормал икәнлики, чәт әллик саяһәтчиләр чоң базар әтрапини зиярәт қилалайдиғанлиқини ейтти, әмма бинаниң чеқилғанлиқини инкар қилмиди. У соаллиримизға җавабән, саяһәтчиләрниң чоң базар вә музей қатарлиқ орунларни зиярәт қилалайдиғанлиқини баян қилиш җәрянида, мәзкур тәвәликтики мәшһур биналар қатарида рабийә қадир сода сарийиниң нөвәттә йоқ икәнликини тилға алди. Биз униңдин бинаниң немә үчүн чеқилғанлиқини сориғинимизда, бу һәқтә өзиниң аңлиғанлири барлиқини, әмма теминиң сәзгүрлүки сәвәбидин бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти.
Зумрәт давутниң йәнә уқушичә, бина чеқилишниң алдида әтраптики дукан вә биналарни тақаш һәққидә уқтуруш тарқитилған. Телефонимизни қобул қилған алақидар хадимлардин бириниң дейишичә, у, өткән һәптә чоң базарға хизмәт мунасивити билән барған чеғида, рабийә қадир сода сарийиниң удулидики тәңгә тағ сода сарийи бинасиға вақитлиқ печәт селинғанлиқини байқиған. Биз йәнә шәһәрлик сақчи идарисиниң ташқи ишлар бөлүмигә телефон қилдуқ. Нөвәтчи хадим, бинаниң өткән җүмә күни йәни 29-ноябир күни чеқилғанлиқини ашкарилиди. Бу хадим, чеқишқа өзлириниң әмәс, шәһәр қурулуш идариси мәсул болғанлиқини тилға елип, бинаниң чеқилиш җәряни һәққидә мәлумат беришни рәт қилди. Үрүмчидики бир саяһәт идариси хадими сарайниң чеқилип болғанлиқини дәлиллиди.
Зумрәт давут ханимға кәлгән учурда бинаниң партлитилғанлиқи тилға елинған. Телефонимизни қобул қилған, әмма өзини ашкарилашни халимиған бир хадимму, даириләрниң сарайни чеқишни мумкин қәдәр шәписиз елип беришқа тиришқанлиқи, әмма бинаниң партлиған авази билән кочиларни қаплиған сақчиларниң әслидинла әнсизчилик ичидики шәһәрдә техиму вәһимә пәйда қилғанлиқи, нәтиҗидә сарайниң чеқилишниң җәмийәттә кәңри билинишигә түрткә болғанлиқини илгири сүрди.
Сарай чеқилған күни чоң базар әтрапида вәзипә өтигән нәнху сақчиханисиниң бир хадими, бу дейилгәнләрниң бираз мубалиғә икәнлики, үрүмчи кочилири көзитиш аппаратлири билән толғачқа, сарайни чеқиш җәрянда, бәк көп сақчи хадимниң вәзипә өтишигә еһтияҗ қалмиғанлиқи вә сарайниң “тинчлиқчә” чеқилғанлиқини илгири сүрди.
“рабийә қадир сода сарийи” 1990-йили селинған, бу сарайға яндаш бина “әқидә сода сарийи” билән қатқанда җәмий 30 миң кивадрат метир көләмдә болуп, 600 дин артуқ дукан, йиғин зали, той салони, дәрсхана вә меһманхана ятақлиридин тәшкилләнгән. Сарай сода-тиҗарәт ишлиридин башқа милләтпәрвәр зиялийларниң учришиш җайи, яш издәнгүчиләрниң тәрбийәлиниш макани, хәйр-сахавәтчиләрниң иш башлаш орни қатарлиқ универсал мулазимәт орниға айланған. Чәт әлләрдики уйғур паалийәтчиләрниң қаришичә, бу сода сарай рабийә қадир ханим дуня уйғур қурултийиға рәис болған, пәрзәнтлири түрмигә ташланған вә 2009-йили бинаға печәт селинғандин кейин, уйғурлардики миллий бинакарлиқ вә әнәниви сода маһаритиниңла әмәс, бәлки миллий сиясий мәйдан вә ирадиниңму символиға айланғаниди. Бу сода сарай көп йиллар пүтүн уйғур елиниң һәр қайси җайлиридин үрүмчигә кәлгән тонуш кишиләрниң өзара көрүшидиған, учришип пикирлишидиған, һәтта тонушидиған, сода вә достлуқ алақилири қилидиған бир муһим символлуқ түгүнгә айланғаниди.