“рамбол” ширкитидә уйғур ирқий қирғинчилиқи вә йешил енергийәгә бағлинишлиқ мәҗбурий әмгәк һәққидә гуваһлиқ берилди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.08.29
ramboll-shirkitide-guwaliq-1 Голландийәдики яш язғучи, сиясий паалийәтчи әхмәтҗан қасим әхмәтҗан қасим, лагер шаһити қәлбинур сидиқ вә голландийә уйғур кишилик һоқуқ фонди рәиси әнвәр әрдәмләр рамбол ширкитидики гуваһлиқ паалийитидә. 2024-Йили 29-авғуст, копенһаген, данийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Голландийәдин данийәниң пайтәхти копенһагенға йетип кәлгән лагер шаһити қәлбинур сидиқ, голландийә уйғур кишилик һоқуқ фонди рәиси әнвәр әрдәм, голландийәдики яш язғучи вә сиясий паалийәтчи әхмәтҗан қасимлар 29-авғуст күни данийәдики дуняви ширкәт “рамбол” (Ramboll) ниң тәклипигә бинаән бу ширкәтниң копенһагендики мәркизидә уйғур ирқий қирғинчилиқи вә йешил енергийәгә бағлинишлиқ мәҗбурий әмгәк һәққидә гуваһлиқ бәрди.

Икки күнлүк гуваһлиқ паалийити вә учришишлардин кейин копенһаген айродурумидин зияритимизни қобул қилған қәлбинур сидиқ “бүгүн чүштин бурун рамбол ширкитидә бәргән гуваһлиқимда хитайниң шәрқий түркистандики җаза лагерлири вә уйғурларниң лагерлардики әһвали, җүмлидин лагер ичидики тәсвирлигүсиз қийин-қистақларни дәлилләр билән чүшәндүрдүм” деди. Шуниңдәк бу һәқтики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим лагер вә түрмиләрдики мәһбусларниң путиға салидиған ишкәлни көрситип туруп гуваһлиқ бәрмәктә. 2024-Йили 29-авғуст, копенһаген, данийә.
Лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим лагер вә түрмиләрдики мәһбусларниң путиға салидиған ишкәлни көрситип туруп гуваһлиқ бәрмәктә. 2024-Йили 29-авғуст, копенһаген, данийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Игилишимизчә, бу қетимқи гуваһлиқ паалийитини данийә йешил енергийә тәтқиқат мәркизи, данийә кишилик һоқуқ институти вә голландийә уйғур кишилик һоқуқ фонди бирлишип тәшкиллигән. Мәлум болушичә, “рамбол” ширкитиниң муавин директори тим фишәр йеқинда “очуқ деңиздики шамал енергийәсидин пайдилиниш үчүн хитай ширкәтлири билән һәмкарлишиш керәк” дегән пикирни оттуриға қойғанлиқи үчүн данийә йешил енергийә тәтқиқат мәркизи тим фишәр үстидин әрз қилидиғанлиқини билдүргән иди. Шу сәвәбтин бу қетимлиқ гуваһлиқ паалийитиниң орни үчүн “рамбол” ширкити талланған икән. Бу мунасивәт билән радийомиз зияритини қобул қилған әхмәтҗан қасим бу һәқтә тохтилип “җәнвә әһдинамисигә әза бир ширкәтниң бундақ бир қарарни чиқириши әпсуслинарлиқ бир иш” дәп көрсәтти. Шуниңдәк өзиниң бу һәқтә ойлиғанлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Голландийәдики яш язғучи вә сиясий паалийәтчи әхмәтҗан қасим рамбол ширкитидики гуваһлиқ паалийитидә “йешил енергийә зади қанчилик йешил” дегән темида сөз қилмақта. 2024-Йили 29-авғуст, копенһаген, данийә.
Голландийәдики яш язғучи вә сиясий паалийәтчи әхмәтҗан қасим рамбол ширкитидики гуваһлиқ паалийитидә “йешил енергийә зади қанчилик йешил” дегән темида сөз қилмақта. 2024-Йили 29-авғуст, копенһаген, данийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу гуваһлиқ паалийитигә “рамбол” ниң данийәдики 12 тармақ ширкитиниң мәсуллири, мутәхәссисләр, тәтқиқатчилар вә бу ширкәтниң һәр қайси бөлүмлиридә ишләватқан 50 нәччә хизмәтчи қатнашқан. Улар нәқ мәйдандин гуваһлиқни аңлиған вә соаллар сорашқан, һәтта бәзилири қәлбинур сидиқниң гуваһлиқини аңлиғанда көз яшлирини туталмиған.

Голландийә уйғур кишилик һоқуқ фондидин әнвәр әрдәмму йиғинда алаһидә сөз қилип “бу ширкәтниң тиҗарәт даириси вә хитай болған мунасивити, шундақла бу ширкәтниң өзлири тәкитләватқан йешил енергийәниң материяллири хитайдин кәлсә у зади қанчилик йешил?” дегән мәзмунни шәрһлигән. У бу һәқтики әһвалларни тонуштурғанда буниңдики бәзи тәпсилатларни тилға алди.

Қәлбинур ханим бу гуваһлиқ паалийитидә “хитай билән болидиған сода алақисигә диққәт қилишини, явропа базириға кириватқан күнтахта буюмлириниң әмәлийәттә уйғур мәҗбурий әмгикиниң мәһсули икәнлики” ни алаһидә әскәрткән. У, өзиниң йиғин қатнашқучилириға бу һәқтә немиләрни дегәнлики тоғрисида сөз болғанда буниңдики бәзи ачқучлуқ амилларни санап өтти.

1945-Йили қурулған “рамбол” ширкити данийәниң дуняви мәбләғ селиш ширкити болуп, униңда миңдин артуқ мутәхәссис хизмәт қилиду. Җүмлидин, хитайни өз ичигә алған 35 дөләттә тармақ ширкәтлири болуп, бу җайларда төт миңдин артуқ киши ишләйду. Мәзкур ширкәт көпинчә қатнаш, енергийә, муһит, сағламлиқ қатарлиқ саһәләргә мәбләғ селиш билән шуғуллиниду. Бу ширкәт б д т йәр шари әһдинамисиниң әзаси болуп, ширкәтниң хитайдики тармиқи шаңхәй шәһиридә мулазимәт қиливатқили 15 йилдин ашқан. Мәлум болушичә, бу ширкәтниң шаңхәйдики мулазимити дөләт һалқиған тиҗарәтчиләр вә һөкүмәт орунлирини мутәхәссисләр мулазимити билән тәминләйду. Шу сәвәбтин улар хитайдики тиҗаритиниң “уйғур мәҗбурий әмгики” билән алақиси бар-йоқлуқи һәққидә пат-патла кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң охшимиған нуқтилардин сүрүштә қилишиға дуч кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.