Хитайниң уйғур районидики хәвпсизлик системиси һәққидә асасий мәлумат (2)
Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2023.12.29
2023.12.29
Уйғур дияридики сақчи системисида он йил ишлигән сабиқ сақчи мәмәт әпәнди бу системидики иш һалқилири һәмдә уларниң роли тоғрисида көплигән һадисиләргә биваситә шаһит болған кишиләрниң бири. Нөвәттә муһаҗирәттә туруватқан мәмәт әпәнди радийомизниң бу тема һәққидики мәхсус зияритини қобул қилиш җәрянида йәнә айрим вақит чиқирип, хитай һөкүмитиниң мәхсус уйғурларға мунасивәтлик “дело” ларни бир тәрәп қилидиған органлири вә уларниң дөләт ичи вә сиртидики “җасус” лири һәққидә мәлумат бәрди. Бу һадисиләрниң бәзилири кишиләргә тонушлуқ болса, йәнә бәзилирини нурғун кишиләр ойлапму бақмиған дәриҗидә қәбиһликкә толған, дейишкә болиду.
Сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.