Лагер шаһити бахтәлиниң паҗиәлик кәчмиши

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.12.31
Baxteli-Nur-Shahit.jpg Лагерда 1 йил 8 ай йетип чиққан бахтәли нур әпәндим қазақистанда лагер һәққидә гуваһлиқ бәрмәктә.
Social Media

2015-Йилидин башлап анчә-мунчә чегра содиси қилип аилисини қамдап келиватқан чапчаллиқ қазақ деһқан бахтәли нур 2017-йили, 10-айниң 29-күни қазақистандин қорғас чеграси арқилиқ юртиға қайтқинида сәвәбсиз тутқун қилинған. У чапчалдики лагер вә мәхсус кесәл тутқунлар қамилидиған ағриқлар лагерида җәмий бир йил сәккиз ай зулум һәр түрлүк зулумларни көрүп, ахири 2018-йили 11-айниң 16-күни йерим җан һалда қоюп берилгән. 2019-Йили, 8-айда қазақистанға кәлгән болуп та һазирғичә давалиниватқан болсиму һелиһәм саламәтлики әслигә кәләлмәйватқан икән. Йеқинда аяли вә балилири билән җәм болуп хатирҗәм болған бәхтәли өзиниң вә өзигә охшаш бигунаһ миңлиған кишиләрниң чапчалдики лагерда көрүватқан зулумлирини дуняға аңлитиш үчүн йеқинда қазақистандики “атаюрт пидаийлири” арқилиқ радийомиз билән алақилашти.

Биз билән раван уйғур тилида сөһбәтләшкән қазақ лагер шаһиди бахтәли өзиниң кичикидин чапчалда уйғурлар билән биргә өсүп йетилгәнлики вә һәтта лагердиму уйғурлар билән қамалғанлиқини билдүрди. У: чапчалдики асаслиқ уйғур даңдар байларниң һәммисиниң йоқилаң сәвәбләр билән лагерға қамалғанлиқидин һәйран қалған. У чапчал наһийәси вә или тәвәликидә нами бар чоң уйғур байвәтчиләрдин мәһмут қунахун, кан ачқан бай мусабай, қурбан, халмурат, һашим қатарлиқ уйғур байлар билән биллә ятқан бир камерларда турған болуп, улар асасән пуллири наһайити көп һесаблинидиған байлар икән. 

Бахтәлиниң һәммидин һәйран қалғини өзи турған лагер әсли махмут қонахун 2015-йиллири 3-оттура мәктәпниң җайини сетивелип өзгәрткән шәхсий шопурлуқ кәспий мәктипи болуп, даириләр бу мәктәпниң игиси мәхмут қонахун байниму 2017-йили тутқун қилип, униң мәктипини егиз тамлар билән қоршап лагер қилип өзгәрткән вә өзини шу лагерға қамиған икән.

Бахтәлиниң билдүрүшигә қариғанда, өзи ятқан лагерда 10 бина бар болуп һәр бир бинаниң 6 қәвәт, һәр қәвәттә 160 тин 200 гә қәдәр адәм қамалған. У өзи турған лагердики биналарниң биридә мәхсус аяллар қамалғанлиқини көргән болуп, униңға миң сәккиз йүздәк уйғур вә қазақ аяллар қамалғанлиқини аңлиған икән. Униң ейтишичә, мушу лагерниң өзидила 7 миңчә адәм соланғанлиқини тәхминләш мумкин икән. У йәнә чапчал наһийәсниң өзидила икки йил җәрянида җәмий 5 лагер қурулғанлиқини, бу лагерларға җәмий 30 миңчә адәм қамалған болуши мүмкинликини оттуриға қойди. 

Бахтәли өзи ятқан камерда һәтта 18 яшлиқ, өзиниң балиси демәтлик уйғур балиларниң дадиси һәҗ қилғанлиқ сәвәбликму тутқун қилинип, еғир җисманий вә роһий қийинқистақларға елинғанлиқини һәтта бәзиләрниң қийнап мейип қилип қоюлғанлиқлириға шаһид болған. 

Бахтәли ағриқ сәвәблик 2018-йили 11-айда қоюп берилгәндин кейинму өзиниң йәнила еғир тәқиб астида яшиған, мәһәллә комитетиниң иҗазитисиз һәтта дохтурханиму баралмиған. У сабиқ лагер тутқуни болған өзиниңла әмәс барлиқ уйғур вә қазақларниң күндилик һаятида һәр тәрәптин еғир кәмситишкә, зулумға учрап туридиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң хитайдин башқа милләтләргә қарита елип бериватқан рәһимсиз ирқчилиқ, зулум сиясәтлиридин хитай көчмәнлириниң һеч заман раһәтсиз һес қилмайватқанлиқини һәтта уларниң хитай һөкүмитиниң башқа милләтләргә қиливатқан адаләтсизликлирини қоллаватқанлиқини ашкара ипадә қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.