Лагер шаһитлири финландийә парламентида уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ бәрди
2023.06.07
Җаза лагерлири шаһитлиридин қәлбинур сидиқ билән гулбаһар хативаҗилар финландийә парламентида уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ бәрди.
6-Июн күни финландийә парламентида уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлгән. Йиғинға финландийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси инка һопсу (Inka Hopsu) ханим риясәтчилик қилған. Җаза лагерлири шаһитлиридин голландийәдә яшаватқан қәлбинур сидиқ вә фирансийәдә яшаватқан гулбаһар хативаҗилар алаһидә тәклип билән бу йиғинға қатнишип, хитайниң шәрқий түркистанда системилиқ, пиланлиқ вә мәқсәтлик һалда йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ сиясәтлирини паш қилған вә җаза лагерлиридики тән җазаси, җинсий зораванлиқ, мәҗбурий әмгәк тоғрисида гуваһлиқ берип өткән.
Бүгүн финландийә пайтәхти хелсинкидин зияритимизни қобул қилған қәлбинур сидиқ ханимниң билдүрүшичә, гуваһлиқ соруниға дахил болған бәзи һөкүмәт хадимлири лагер шаһитлириниң сөзлирини көзлиригә яш елип туруп аңлиған. Қәлбинур сидиқ ханим бу сорунда җаза лагерлирида өз көзи билән көргән уйғур ирқий қирғинчилиқиға аит паҗиәләрни баян қилиш билән биргә, әркинлик вә демократийәниң һимайичиси болған финландийә һөкүмитиниңму хитайниң җинайи қилмишлирини америка һәм явропадики “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп етирап қилған дөләтләрниң сепигә қошулушини тәләп қилған.
Бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғинини д у қ билән финландийә парламентиниң кишилик һоқуқ комитети бирликтә уюштурған. Йиғинға д у қ ниң парламентлар ара алақә ишлириға мәсул хадими марилена стегбавер (Marilena Stegbauer) ханимму қатнашқан. У хелсинкидин зияритимизни қобул қилғанда, шәрқий түркистанда давам қиливатқан зулумлар тоғрисидики гуваһлиқ бериш паалийәтлириниң әмәлийәттә д у қ ниң явропада уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдуруш программисиниң бир тәркибий қисми икәнликини тилға алди. У мундақ деди: “д у қ ниң вәкиллири сүпитидә түнүгүн биз финландийә парламентида өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинини мувәппәқийәтлик тамамлидуқ. Мәқситимиз финландийә һөкүмитигә уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдуруш үчүн теришчанлиқ көрситиш иди. Бүгүн йәнә мушу мәқсәттә бир йүрүш паалийәтләрни давам қилдурүватимиз. Шәрқий түркистанда давам қиливатқан уйғур ирқий қирғинчилиқини финландийәни өз ичигә алған явропа иттипақиға әза дөләтләргә етирап қилдуруш, әмәлийәттә д у қ явропаға қаритилған муһим бир паалийәт программиси һесаблиниду. Шуниң билән биргә, биз шәрқий түркистандики зулумларға һесдашлиқ қилидиған парламент әзалири билән һәмкарлиқ орнитиш үчүнму һәрикәт қиливатимиз.”
Гулбаһар хативаҗи ханимниң билдүрүшичә, улар хелсинкиға 5-июн күни йетип кәлгән болуп, 6-июн күни парламентта гуваһлиқ бәргәндин сирт, бүгүн 7-июн күни йәнә финландийә ташқий ишлар министирлиқидиму гуваһлиқ беридикән. 6-Июн уларниң гуваһлиқ сөзлирини аңлиған бәзи парламент әзалири өзлириниң уйғур паҗиәсини аңлап интайин тәсирләнгәнликини, финландийә һөкүмитиниң буниңға қарита тегишлик инкас қайтурмиғанлиқидин әпсуслинидиғанлиқи һәмдә бундин кейин уйғурлар мәсилисини парламентта күнтәртипкә кәлтүрүш үчүн қолидин келишичә тиришчанлиқлар көрситидиғанлиқини ипадә қилишқан.
Мәлум болғинидәк, 2022-йили 4-айниң 27-29-күнлири д у қ ниң бир гуруппа вәкилләр өмики финландийә парламентини зиярәт қилип, уйғур ирқий қирғинчилиқини финландийә парламентида етирап қилдуруш үчүн бир қатар паалийәтләрни елип барған иди.