“шаңрила мунбири” дә әкс әткән америка-хитай мунасивити: һәмкарлиқ вә хирислар
2023.06.07
Асия вә тинч окян бойидики 28 дөләтниң әң чоң һәрбий бихәтәрлик мәҗлиси болған “шаңрила мунбири” 2002-йилидин буян сингапордики “шаңрила меһманханиси” да өткүзүлүп келиватқанлиқи үчүн, бу мунбәрниң нами шу меһманхана нами билән атилип кәлмәктә. 2023-Йиллиқ мунбәргә дунядики 50 кә йеқин дөләткә вакалитән 600 дин көпрәк вәкилләр өмики қатнашқан болуп, буни һәқиқәтәнму бир қетимлиқ чоң хәлқара сөһбәт мунбири, дейиш мумкин. Бу йилқи мунбәр 2-июнда башланғандин тартип таки 4-июнда ахирлашқучә болған арилиқта америка билән хитай оттурисидики мунасивәткә даир мәсилиләр васитилик яки биваситә һалда йиғинниң мәркизий темилиридин болди. Йәнә келип дунядики әң чоң икки иқтисадий гәвдә оттурисидики бу мунасивәтләр башқа районлардики көплигән дөләтләргиму васитилик яки биваситә һалда тәсир көрситидиғанлиқи үчүн тәбиий һалда дуняниң көзи мушу мунбәрдә қандақ йеңилиқларниң барлиққа келишигә тикилгәниди.
Австралийә баш министири антони албанес (Anthony Albanese) 2-июн күни бу қетимлиқ йиғинниң ечилиш нутқини сөзлигәндиму бу һални алаһидә тәкитлиди. Униң сөзлиридики “сөһбәт һәққидики тәқәззалиқ нөвәттә барғансери рошән болмақта. Чүнки қайтурувалғили болмайдиған бәзи һәрикәтләр һәмдә буниңға қайтурулған инкаслар биз ойлиғандинму еғир болған ақивәтләрни пәйда қилиши, шуниңдәк дуняни вәйран қиливетиши мумкин” дегән қурлар дәл ашу хил реаллиққа қарита ейтилғаниди. Гәрчә йеқинда хитай тәрәп америка мудапиә министирлиқи оттуриға қойған икки тәрәп мудапиә министирлириниң йүзтуранә учришиши вә сөһбәтлишиши һәққидики тәклипни рәт қилған болсиму, бу қетимқи “шаңрила мунбири” дә бу һал көрүнүшкә болсиму әмәлгә ашти. Америка дөләт мудапиә министири лойд аустин (Lloyd Austin) вә хитайниң дөләт мудапиә министири ли шаңфу йиғин залида қол елишип көрүшти. Ройтерс агентлиқиниң 2-июндики хәвиридә ейтилишичә, шу күни ллойд аустин зияпәттин кейин ли шаңфу билән қисқа сөһбәттә болған.
Генерал ллойид аустин 3-июнда йиғин әһлигә сөз қилип, тәйвән мәсилисиниң аддий мәсилә әмәсликини алаһидә тәкитлиди. У сөзидә тәйвән үчүн партлиған урушниң ақивити бәкму еғир һәмдә “вәйран қилиш характеридә болидиғанлиқи” ни әскәртиш билән биргә “һазирқи зиддийәт қаш билән кирпик арилиқида туруватқини йоқ, сақланғили болмайдиған һалға келип қалғиниму йоқ. Һазирқи вәзийәттә зиддийәт созулуп кетиватиду. Биз һечболмиғанда мушу һаләтни сақлап қалғинимиз түзүк” деди. Шуниң билән биргә тәйвән боғузидики тинчлиқ вә муқимлиқниң хәлқара сода йоли вә тәминләш зәнҗириниң раванлиқи үчүн ачқучлуқ рол ойнайдиғанлиқини тилға елип: “бу җайда тоқунуш әвҗ алса униң ақивити нурғун саһәни вәйран қиливетиду” деди.
Шу қетимлиқ қисқиғинә учришиштин кейин хитай дөләт мудапиә министири ли шаңфу өзигә берилгән сөз нөвитидә “биз қаршилишиштин көрә сөһбәтлишиш көп әвзәл, дәп қараймиз” дегән мәзмундики баянлирини шәрһлиди. У өзиниң ши җинпиң тапшурған көрсәтмиләрни орунлаватқанлиқини ишарә қилғач “рәис ши җинпиң қаршилишиштин сөһбәт әла, иттипақлиқ орнитиштин шериклишиш әла, нөл ақивәттин һәр икки тәрәпниң нәп елиши әла, дәп қарайду” деди. Бу һәқтә сөз болғанда “асия-тинч окян бихәтәрлик тәқризи” журнилиниң обзорчиси җеймис крабтрий (James Crabtree) буниң тасадипий оттуриға чиқип қалған пикир әмәсликини тәкитләйду. Униң қаришичә, америка билән хитай оттурисида йеқинқи мәзгилләрдә қайтидин сөһбәтлишиш һәққидә пикирләр оттуриға чиқиватқан болуп, икки тәрәпниң алақидар хадимлири йүзтуранә учрашқанда бу мәсилә оттуриға қоюлған. Гәрчә буниң нөвәттики дәриҗисигә һазирчә бирнәрсә дегили болмисиму, һәр икки тәрәп вақтинчә тоқунуштин көрә сөһбәткә бәкрәк майиллиқини ипадилигән. У мундақ деди:
“америка-хитай оттурисидики мунасивәт бу йилқи йиғиндиму унчә раван мәнзирини намаян қилмиди. Икки тәрәп оттурисидики мунасивәт әмәлийәттә өткән йилқи (шаңрила) йиғинидин буянла анчә раван болуп бақмиған. Әмма йеқинқи бирнәччә һәптидә буниңда қисмән өзгиришләр көрүлүшкә башлиди. Мәсилән алсақ, америка дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җек сулливан билән хитайниң дипломатийә саһәсидики биринчи номурлуқ қомандан ваң йи йеқинда көрүшүп мәхсус сөһбәттә болди. Һалбуки, бу йәрдики мәсилә зади бу икки дөләт нөвәттики тоқунушқа толған гадирмач вәзийәттин чиқип тинчлиқ бойичә иш көрүшкә баравәр қәдәм алаламду-йоқ, дегән нуқтиға мәркәзлишип қеливатиду. Шундақла йеқин кәлгүсидә икки дөләтниң алий рәһбәрлири айрим учрашса бу хил тоқунуш вәзийитиниң тинчлиққа айлинишиға бирнәрсә дегили болмайду. Бу қетимқи шаңрила мунбири җәрянида рәсмий йиғиндин башқа йәнә мутләқ йепиқ шәкилдики көплигән айрим учришишлар болди. Буларда қандақ мәсилә муһакимә қилинди? биз буни билмәймиз. Бизгә мәлум болғини, бу қетимқи йиғинда оттуриға қоюлған пикирләрдә һәр икки тәрәп һазирчә тоқунушниң юқири пәллигә чиқип кетишини халимайдиғанлиқини ипадә қилди”.
Дәрвәқә сөз арилиқида ли шаңфу “бәзи дөләтләр” дегән аталғуни ишләткән һалда уларниң қанун вә хәлқара тәртип мәсилисидә “өзиниң қаидә-қанунлирини башқиларға теңишқа урунуватқанлиқи” ни әйиблигән. Шуниңдәк “қош өлчәм усулини қоллинип бир қисим аз сандики дөләтләрни бозәк қиливатқанлиқи” ни тилға алған. Гәрчә у намини биваситә тилға алмиған болсиму у ейтиватқан “бәзиләр” дегән аталғуниң америка һөкүмитигә қаритилғанлиқи униң сөзлиридики “бәзиләр һәрбий базилириниң санини көпәйтип, һәрбий йүксилишни ашуруватиду; шундақла дүшмән ясап чиқип тоқунуш пәйда қиливатиду, от үстигә яғ чечиш, суни лейитип белиқ тутуш дегәнләр уларниң даимлиқ адитигә айлинип қалди” дегән җүмлиләрдин мәлум болған. Шуниң билән биргә униң “бәзиләр өзи халиған йосунда башқиларниң ички ишлириға арилишиватиду. Тәйвән мәсилиси әмәлийәттә дөлитимиз үчүн ядрониң ядроси болған мәсилидур. Биз изчил хәлқара мәсилиләрни тоқунуш йоли билән әмәс, әксичә мадарачилиқ вә сөзлишиш йоли билән һәл қилишни тәшәббус қилип келиватимиз. Шуңа һазир сөһбәтлишиш тоқунушуштин әла” дегән. Вашингтондики мустәқил сиясий анализчи, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсәнниң қаришичә, ши җинпиң рәисликидики мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң биваситә башқурушида иш көридиған дөләт мудапиә министирлиқиниң министири болған ли шаңфуниң бу сөзлири бирдәк ши җинпиңниң көрсәтмилирини йәткүзүштин башқа нәрсә әмәс. У бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилғанда хитайниң бу хил қисмән һалдики мәвқә өзгәртип “тинчлиқни һимайә қилғучи” қияпитигә киривелишини “вақтинчә өзини оңшивелишқа вақитни қолға кәлтүрүш һийлиси” дәп қарайдиғанлиқини тәкитләйду.
Әмма ли шаңфуниң шаңрила мунбиридики бу сөзлирини бир қисим хитай мутәхәссисләр қарши алмиғанлиқи мәлум. Тәйвәндики “дөләт мудапиәси вә бихәтәрлик институти” ниң мувәққәт муавин мудири шен миңши бу һәқтә сөз қилип : “рәис ши җинпиң көрситип өткәндәк юқири дәриҗилик әмәлдарлар һәмдә һәрбий қоманданлар хирисларға қарита қаттиқ мәйданни ипадилиши лазим иди. Әмма хитайниң дөләт мудапиә министири шаңрила мунбиридә <юмшақ баш> лиқ қилди. Башқилар асанла буни аҗизлиқ, дәп қарайду” дегән.
Мәлум болушичә, “шаңрила мунбири” гә һөкүмәтләрниң әмәс, бәлки һәрбий саһәниң қоманданлири, мудапиә министирлири, шуниңдәк содигәрләр вә анализчилар иштирак қилидиған болсиму, сиясий түзүмдики алаһидилик түпәйлидин бу мунбәрдә оттуриға қоюлған пикирләр көпинчә һалда шу һөкүмәтниң мәйдани сүпитидә тонулуп кәлмәктә.