“шейн” гуруһиниң лондон пай чеки базириға кириши уйғур тәшкилатлириниң қаршилиқиға дуч кәлди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.07.03
Дуня уйғур қурултийиниң әнглийә һөкүмити үстидин сунған әрзи көрүлүшкә башлиди Д у қ әнглийә һөкүмитини уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четишлиқ пахта мәһсулатлириниң әнглийәгә импорт қилинишини чәклимигәнлики сәвәбидин әнглийә алий сот мәһкимисигә 2020-йили 23-апрел сунған әрзи тоғрилиқ ечилған соттин кейин сот мәһкимиси алдида хатирә сүрәт. 2022-Йили 25-өктәбир, лондон.
Photo: RFA

Уйғур мәҗбури әмгикигә четишлиқ, дәп әйиблинип келиватқан хитай мода кийим ширкити- “шейн” (Shein) гуруһиниң лондон аксийә базирида пай чеки тарқитиш пилани уйғур тәшкилатлириниң хирисиға дуч кәлгән. Әнглийәдики бир даңлиқ адвокатлиқ орни өткән һәптә әнглийәни база қилған “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” гә вакалитән әнглийә малийә интизамини назарәт қилиш даирилиригә мәктуп йезип, уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдилиниватқан мәзкур әрзан баһалиқ мода кийим ширкитиниң лондон аксийә базирида пай чеки тарқитиш йолидики һәрқандақ урунушини рәт қилиш, шундақла униң пай чеки тарқитишиға йол қоймаслиқни тәләп қилған.

Лейдәй адвокатлиқ орниниң өткән һәптә елан қилған баянатида көрситилишичә, улар вакаләтлик қиливатқан “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” әнглийә малийә интизамини назарәт қилиш даирилиригә “америка аксийә вә оборот комитети” ниң “шейн” гуруһиниң мәҗбурий әмгәк билән болған мунасивитигә даир әндишиләр сәвәблик америка пай чеки базириға чиқишини рәт қилғанлиқини әскәрткән.

 “шейн” гуруһи өткән йили америка пай чеки базириға киришкә тиришқан болсиму, бирақ америка аксийә вә оборот комитети америка дөләт мәҗлиси әзалириниң бесимида мәзкур хитай ширкитиниң америка базирида пай чеки тарқитишини рәт қилған иди. Әнглийә лейдәй адвокатлиқ орниниң адвокати рикардо гама (Ricardo Gama) 2-июл бу һәқтики мәхсус зияритимизни қобул қилип, әнглийә малийә интизамини назарәт қилиш даирилиридин “шейн” ниң илтимасини рәт қилишни тәләп қилғанлиқини дәлиллиди. Рикардо гама мундақ диди: “биз малийә интизамини назарәт қилиш даирилиридин ‛шейн‚ ниң илтимасини тәстиқлимаслиқни тәләп қилдуқ. ‛шейн‚ ниң илтимаси тәстиқланмиса, лондон аксийә базирида пай чеки тарқиталмайду. ”

Адвукат рикардо гаманиң көрситишичә, улар делода техи қануни дәва-дәстур басқучиға кәлмигән. Улар пәқәт малийә интизамини назарәт қилиш даирилиригә мәктуп йезип, “шейн” ниң уларға ялған сөзлиши мумкинликини, шуңа “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” ниң уларни “шейн” ниң қилмишиға аит техиму тәпсилий дәлилләр билән тәминләйдиғанлиқини билдүргән.

Хитайниң тез мода маркиси шеин (Shein) ниң токйо дукинида херидарлар өчирәт күтмәктә, 2022-йили 13-ноябир, токйо
Хитайниң тез мода маркиси шеин (Shein) ниң токйо дукинида херидарлар өчирәт күтмәктә, 2022-йили 13-ноябир, токйо
AFP

Рикардо гама мундақ деди: “биз техи тәкшүрүш басқучиға, җүмлидин техи сот басқучиға кәлмидуқ. Нөвәттә, биз пәқәт малийә интизамини назарәт қилиш даирилиригә мәктуп йезип, бизниң вакаләтчимиз ‛уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси‚ ниң уларни техиму тәпсилий деталларни өз ичигә алған дәлилләр билән тәминләп, малийә интизамини назарәт қилғучиларниң немә үчүн ‛шейн‚ ниң илтимасини тәстиқлимаслиқи керәкликини көрситидиғанлиқини, чүнки ‛шейн‚ ниң заманиви қуллар әмгики қануниға хилаплиқ қилғанлиқи һәққидә ялған сөзлиши мумкинликини билдүрдуқ. ”

 “шейн” гуруһи өзиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнликини рәт қилип кәлгәнлики мәлум. Әмма “блумберг хәвәрлири” 2022-йили 11-айда елан қилған бир доклатта көрситилишичә, “шейн” ниң америкиға експорт қилған тоқумичилиқ мәһсулатлирини тәҗрибиханида тәкшүрүш җәрянида бу мәһсулатларниң “шинҗаң пахтиси” да ишләпчиқирилғанлиқи мәлум болған. “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” ниң қурғучиси, дуня уйғур қурултийиниң әнглийәдә турушлуқ ишханисиниң директори рәһимә мәһмут америкада пай чеки базириға кириши рәт қилинған “шйен” ниң әнглийәдиму рәт қилиниши керәкликини билдүриду.

Лейдәй адвокатлиқ орни әнглийә малийә интизамини назарәт қилиш даирилиригә мәктуп йезип арқидинла, йәни 26-июн күни әнглийә юқири сот мәһкимиси әнглийәдики “дуняви қанун һәрикити тори” ниң наразилиқ әрзи һәққидә һөкүм чиқирип, әнглийә һөкүмәт даирилириниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини тәкшүрмәслики қанунсизлиқ, дәп елан қилған иди. Рәһимә мәһмутниң 2-июл бу һәқтики мәхсус зияритимизни қобул қилғанда қәйт қилишичә, улар юқири сотниң қарари “шйен” ниң әнглийә пай чеки базириға киришигә тәсир қилиду, дегән үмидтә икән.

Һалбуки, лейдәй адвокатлиқ орниниң адвокати рикардо гаманиң билдүрүшичә, йетәрлик дәлилләр “шйен” ниң тәминләш зәнҗиридики җинайәт тәшкил қилидиған қилмишлардин пайдиға еришиватқанлиқини көрсәткән. Рикардо гама мундақ деди: “дәлилләр ‛шйен‚ ниң тәминләш зәнҗиридики җинайәт тәшкил қилидиған қилмишлардин пайдиға еришиватқанлиқини йетәрлик намаян қилмақта. Әгәр ‛шйен‚ ниң тәминләш зәнҗиридики җинайи қилмишлар заманиви қуллар әмгики җинайитини тәшкил қилса, у һалда ‛шйен‚ җинайи қилмишлардин пайдиға еришкән болиду. Бу җинайәт вә җинайәттин кирим қилиш қилмишиға кириду. ”

Лекин “шйен” өзиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнликини изчил рәт қилип кәлмәктә. “шйен” ниң баянатчиси өткән һәптә “малийә вақти” гезитигә сөз қилип “ ‛шйен‚ ниң мәҗбурий әмгәккә йол қоймаслиқ сиясити бар. Биз тәминләш зәнҗиридики пүткүл һалқиларниң ашкара болушиға җиддий қараймиз вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилишта чиң туримиз. Биз һөддигәрлиримиздин бәлгиләнгән районларниң пахтисини ишлитишини тәләп қилимиз” дегән. Һалбуки, улар илгири иҗтимаий алақә супилиридики елан-сәнәтлиридә мәһсулатлириға алий сүпәтлик “шинҗаң пахтиси” ишлитидиғанлиқини илгири сүрүп кәлгән. “шйен” ниң лондон пай чеки базириға киришни илтимас қилиши, америка һөкүмити хитай тоқумичилиқ мәһсулатлириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған мунасивитини тәкшүрүшни күчәйткән бир вақитта сунулған.

Америка вәтән хәвпсизлик министирлиқи бу йил 5-айда уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ хитай ширкәтлириниң қара тизимликини кеңәйтидиғанлиқини елан қилип, арқидинла хитайниң 26 тоқумичилиқ ширкитини “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң чәкләш тизимликигә киргүзгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.