“Shein” ниң җавабкарлиқтин қечиш тактикиси әнглийә парламентида мәғлуп болди

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2025.01.10
Shein-paxta-kewez-kiyim-kechek Хитайда ишләнгән кийим-кечәк вә зибу-зиннәт мәһсулатлирини әрзан баһада сетип, тез арида дуняниң һәрқайси җайлирида мода болушқа башлиған “шейин” (Shein) маркиси йеқиндин буян униң тәминләш зәнҗиридики уйғур ели билән бағлинишлиқ болған пахта вә мәҗбурий әмгәк мәсилиси түпәйлидин әйибләшләргә учрап кәлмәктә
Photo: RFA

Хитайда ишләнгән кийим-кечәк вә зибу-зиннәт мәһсулатлирини әрзан баһада сетип, тез арида дуняниң һәрқайси җайлирида мода болушқа башлиған “шейин” (Shein) маркиси йеқиндин буян униң тәминләш зәнҗиридики уйғур ели билән бағлинишлиқ болған пахта вә мәҗбурий әмгәк мәсилиси түпәйлидин әйибләшләргә учрап кәлмәктә.

Ғәрб дуняси, җүмлидин һәрқайси кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини уйғур елидики ирқи қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәк қатарлиқ еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилик қилмишлири билән әйибләватқан бир пәйттә, “шейин” вә “тему” (Temu) дин ибарәт бу икки мода кийим ширкити тезла дуняда базар тепишқа башлиған.

Хәлқаралиқ таратқулардин BBC, “муһапизәтчи” (The Guardian) қатарлиқларниң хәвәрлиридә дейилишичә, “шейин” гуруһиниң явропадики баш иштабниң адвокати җу йинән-7январ лондонда әнглийә парламентниң тиҗарәт вә ташқи сода комитетиниң гуваһлиқ йиғинида “шейин” ширкитиниң мәһсулатлирида “шинҗаң пахтиси” вә уйғур мәҗбурий әмгики бар-йоқлуқи тоғрисидики җиддий соалларға дуч кәлгән. Һалбуки у соалларға җаваб беришни ашкара рәт қилған.

Әнглийәдики бир қисим юқири дәриҗилик парламент әзалири шеинниң әнглийәниң пай чики базириға мас келидиғанлиқидин гуманлинип, униң әмгәк адити, тәминләш зәнҗири вә импорт беҗини кәчүрүм қилишни техиму қаттиқ тәкшүрүшни тәләп қилған.
Әнглийәдики бир қисим юқири дәриҗилик парламент әзалири шеинниң әнглийәниң пай чики базириға мас келидиғанлиқидин гуманлинип, униң әмгәк адити, тәминләш зәнҗири вә импорт беҗини кәчүрүм қилишни техиму қаттиқ тәкшүрүшни тәләп қилған.

Җу йинән бу һәқтики соалларға қарита мундақ дегән: “мениңчә. . . Сиясий-җуғрапийәлик муназиригә баһа беришимиз мувапиқ әмәс. Биз өзимиз ишләватқан дөләтләрниң қанун-низамлириға әмәл қилимиз, биз әнглийә қануниғиму әмәл қилимиз”.

Уйғур елидики мәҗбурий әмгәк билән четишлиқ дәп қариливатқан “шейин” ширкити әслидә ню-йорк пай чеки базириға киришкә урунған болсиму, америкидики һәр саһәниң күчлүк қаршилиқи түпәйлидин лондон пай чеки базириға киришкә мәҗбур болғаниди. Лондондики бу қетимлиқ гуваһлиқ йиғинида “шейн” ниң 2025-йили биринчи пәсилдә лондон аксийә базирида 50 милярд фонд-стерлиң (62 милярд доллар) қиммитидики пай чекини базарға селишқа тәйярлиқ қиливатқанлиқи билдүрүлгән.

Мәлум болушичә, “шейин” гуруһи 2012-йили хитайда қурулған болсиму, өзлириниң баш иштабини сингапорда тәсис қилған һәмдә тез сүрәттә дуняви маркиға айланған. Уларниң мәһсулатлири болса 150 тин артуқ дөләткә тошулған. 2024-Йили өктәбирдә “шейин” гуруһи әнглийәдики пайдисиниң бир қатланғанлиқи, сетиш соммисиниң 40 пирсәнткә йеқин ешип, бир йерим милярд фонд-стерлиңға йәткәнликини җакарлиған.

“шейин” гуруһиниң адвокати җу йинәнниң гуваһлиқ йиғинида пахта вә мәҗбурий әмгәк һәққидики соалларға җаваб беришни рәт қилиши әнглийә парламент әзалириниң ғәзипини қозғиған. Парламент әзалири уни “хупсәнлик қилди” дәп әйиблигән.

Бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтики хәвиригә асасланғанда, комитет рәиси лиам бирне мәзкур комитетниң җу йинән тәминлигән учурниң кәмчилликидин “чөчүп кәткән” ликини ейтқан. Шундақла униң баянатини “парламент әзалириға ‛шейин‚ ниң тәминләш зәнҗириниң мукәммәлликигә ишәнч қилалмайдиғанлиқини билдүргәнлик” дегән.

Сода сарай ичидики шеин дукининиң көрүнүши. 2024-Йили 4-апрел, сингапор
Сода сарай ичидики шеин дукининиң көрүнүши. 2024-Йили 4-апрел, сингапор
REUTERS

Әнглийә парламентиниң әзаси чарли майнард (Charlie Maynard) бу һәқтә мундақ дегән: “сиясәтчиләр җу йинәндин ‛шейинниң маллири хитай пахтисини ишлитәмду?‚ дәп шунчә аддий бир соални сориған болсиму, у бизгә удул яки нәқ җавабни бәрмиди; билип туруп билмәскә салди, қуруқ гәп қилип, һөрмәтсизлик қилди; җаваб бериштин өзини қачурди, хупсәнлик билән гәп йорғилатти”.

Хәвәрдә дейилишичә, җу йинән әслидә уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш әң еғир болған районда ишләпчиқирилған “шинҗаң пахтиси” һәққидики бир материял билән тәминләнгән икән. Әмма у бу материялларниң әнглийәдики “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш һәрикити” тәшкилати тәрипидин рәтләнгәнликини, униң “шейин” билән һечқандақ алақиси йоқлуқини ейтқан. У йәнә “шейин” ширкитиниң әнглийәниң пай чеки базириға киришкә һәқлиқ ширкәт икәнликини, әнглийәниң “заманиви қуллуқни чәкләш низамнамиси” гә хилап һечқандақ қилмишиниң йоқлуқини илгири сүргән.

У “шейин” ширкитиниң мәҗбурий әмгәк билән четишлиқ дәп гуман қилинған һәр қандақ ширкәт билән тохтамлашмиғанлиқини ейтқан болсиму, әмма мал тәминлигүчи 140 ширкәттин қайсилириниң уйғур елидин чиққан пахтиларни чәклигәнликини дәп берәлмигән.

BBC Қатарлиқ мәтбуатларда тәкитлинишичә, бу қарарниң тәсири интайин чоң. Техиму муһими у хәлқараниң мәҗбурий әмгәккә қарши туруш тиришчанлиқиға бузғунчилиқ қилип, әнглийәниң назарәт қилип башқуруш өлчимигә болған ишәнчини аҗизлитиду. Йәнә бир яқтин лондон шәһириниң “ширкәтләрниң натоғра истилиға қарши туридиған пул-муамилә мәркизи” дегән намиға дағ чүшүриду.

Хитайниң тез мода маркиси шеин (Shein) ниң токйо дукинида херидарлар өчирәт күтмәктә, 2022-йили 13-ноябир, токйо
Хитайниң тез мода маркиси шеин (Shein) ниң токйо дукинида херидарлар өчирәт күтмәктә, 2022-йили 13-ноябир, токйо
AFP

Бирләшмә агентлиқниң хәвиридә ейтилишичә, “шейин” ширкитиниң явропадики баш мәслиһәтчиси җу йинән 7-январдики гуваһлиқ йиғинида тәминләш зәнҗири тоғрисидики соалларға җаваб бериш салаһийити йоқлуқини қайта-қайта тәкрарлиғандин кейин ширкәтниң бу мәсилигә қарита кәлгүсидә язма җаваб билән тәминлиши мумкинликини ейтқан. Комитет рәиси лиам бирне йәнә мундақ дегән: “бу комитет лондон аксийә базириға пайчики салмақчи болған ширкәтниң испатлириниң кәмликидин интайин әндишә қилди. ‛шейин‚ ширкити парламент әзалириға мәһсулатниң қәйәрдә ишләпчиқирилидиғанлиқи яки тәминләш зәнҗиридики ишчиларниң әһвали мәсилисидә һечқандақ ишәнч берәлмиди”.

Ройтерс агентлиқиниң 12-декабирдики хәвиригә асасланғанда, әнглийә пул-муамилә назарәт идариси хитайниң мода кийим-кечәк парчә сетиш ширкити болған “шейин” гуруһиниң пай чекини аммиға сетиш (IPO) ни тәстиқлашниң созулуп кетиватқанлиқини билдүргән. Шуниң билән бир вақитта әнглийә пул-муамилә назарәт идарисиниң “шейин” ниң тәминләш зәнҗирини назарәт қиливатқанлиқини вә уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш гуруппилириниң әйибләшлири түпәйли “шейин” ға мунасивәтлик қануний хәтәрни баһалаватқанлиқини илгири сүргән.

Хәвәрдә йәнә ички ишлар министирлиқиниң мустәқил назарәт қилиш оргини болған “заманиви қуллуққа қарши туруш комитети” му мал билән тәминлигүчиләрниң әмгәккә даир паалийәтлири тоғрисидики әйибләшләр түпәйлидин һөкүмәт ичидә “шейин” ширкитиниң пай чекини аммиға сетиштин әндишә қиливатқанлиқини тилға алған.

Баш штаби ню-йоркқа җайлашқан “хитайдики кишилик һоқуқ” ( Human Rights in China) тәшкилатиниң бу һәқтә елан қилған мақалисидә көрситилишичә, “шейин” гуруһи изчил түрдә “шинҗаң пахтиси” вә уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән әйиблинип тәкшүрүшкә дуч кәлмәктә. Бу талаш-тартишлар униң ню-йорк аксийә базириға пай чеки селиш арзусини бузуп ташлиған болса, һазир униң лондон аксийә базириға кириш арзусиниң әмәлгә ешишиға тосуқ пәйда қилидикән. Тәкшүрүшләр болса “шейин” ширкити намида дуняниң һәрқайси җайлирида кәң сетиливатқан мода кийим-кечәкләрниң хәлқарада “шинҗаң пахтиси” дәп тонулидиған пахтида ишләпчиқирилғанлиқи, бу пахтиларниң болса уйғурларниң мәҗбурий әмгики асасида терилидиғанлиқини көрситип кәлгән.

Америка дөләт мәҗлисидә бир қатар муһим мәҗлис әзалириниң қоллап қуввәтлиши билән хитайниң шейн вә тиму қатарлиқ тор парчә сатқучилириға зәрбә беридиған бир қанун лайиһәси тонуштурулған.
Америка дөләт мәҗлисидә бир қатар муһим мәҗлис әзалириниң қоллап қуввәтлиши билән хитайниң шейн вә тиму қатарлиқ тор парчә сатқучилириға зәрбә беридиған бир қанун лайиһәси тонуштурулған.

Бу һәқтә әнглийә “муһапизәтчи” ториниң 26-июндики хәвиридә ейтилишичә, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш һәрикити” тәшкилати “шейин” ширкитиниң уйғур районида мәҗбурий кевәз теришқа селинған уйғурларниң қан-тәри бәдилигә ишләпчиқирилған пахта мәһсулатлирини ишлитидиғанлиқини, бундақ ширкәтниң пайлирини аксийә базириға киргүзүшкә болмайдиғанлиқини оттуриға қоюп, униңға қануний йоллар арқилиқ қарши чиқишқа башлиған. Лондондики мәзкур тәшкилатниң рәиси рәһимә мәхмут ханим “шейин” ширкитиниң гуваһлиқ йиғинидики мәғлубийитини “шейин гуруһини әнглийә аксийә базиридинму йирақлаштурушта чоң тәсири болиду” дәп қарайду.

“хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирләшмиси” (IPAC) ниң ташқи мунасивәтләр хадими җая патак (Jaya Pathak) бу қетимқи гуваһлиқ йиғинида җу йинәнниң “шинҗаң пахтиси” вә уйғур мәҗбурий әмгики тоғрисидики соалларға җаваб беришни рәт қилиши һәққидә ойлиғанлирини биз билән ортақлашти. Униң бу һәқтә радийомизға елхәт арқилиқ йоллиған җавабида мундақ дейилиду:

“әгәр ‛шейин‚ гуруһи өз мәһсулатлири тоғрисидики соалларға җаваб бериштин өзини қачуруш йоли билән һәқиқәтни йошурушни ойлиған болса, бу уларниң учиға чиққан һамақәтликини көрситиду. Уларниң әнглийә сода комитетидики пәскәшләрчә ипадиси нәтиҗисидә комитет әзалири ‛шейин‚ниң тәминләш зәнҗириниң сағламлиқиға болған ишәнчини йоқатти. ‛шейин‚ниң кийим-кечәклириниң ‛шинҗаң пахтиси‚ ишләткәнлики аллиқачан испатланған иш. Әнглийә истемалчилири уларниң мәһсулатлириниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ яки әмәсликини билишкә һәқлиқ. Әнглийә парламент әзалири шүбһисизки бу мәсилидә очуқ-ашкара болушни тәләп қилиду”.

Хәвәрләргә қариғанда, “шейин” гуруһиниң пай чекини лондонда базарға селинишини тәләп қилиши әнглийәдики һәр саһәни әндишигә селиватқанда кишилик һоқуқ тәшкилатлири әнглийә пул-муамилә башқуруш оргиниға чақириқ қилип, “шейин” пай чекиниң лондон аксийә базирида пәйда болушини тосушни тәләп қилип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.