“шәрқий түркистан җумһурийити” хатириси америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлди
2024.11.14
1933-Вә 1944-йиллири охшаш болған 12-ноябир күнидә қурулған “шәрқий түркистан җумһурийити” уйғурларниң һазирқи заман тарихидики әң шәрәплик сәһипиләрни тәшкил қилиду. Шу сәвәбтинму бу иптихарлиқ тарихни әсләш имканийити болған муһаҗирәттики уйғурлар бу күнни һәр йили охшимиған паалийәтләр арқилиқ хатириләп кәлмәктә. Америка уйғур бирләшмиси (UAA) ниң көп тәрәплимә тиришчанлиқида 2024-йиллиқ “шәрқий түркистан җумһурийити” ни хатириләш паалийитиниң 12-ноябир күни кәчқурун америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлүши буниңдики йеңи бир тәрәққият сүпитидә һәр саһәни шадландурди.
Бу йиллиқ “шәрқий түркистан җумһурийити” хатириси йиллардикигә охшашла америка дөләт шеири вә “шәрқий түркистан марши” билән башланди. Хатириләш паалийитигә қатнишиш үчүн кәлгән меһманларниң көплүкидин залға сиғмиғанлар ишикниң тешиғичә туруп кәткән болуп, кишиләр арисида нөвәттики америка һөкүмитидә вәзипә өтәватқанлар вә өтигәнләрниң орун алғанлиқи алаһидә көзгә челиқатти. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбирниң қарши елиш нутқидин кейин йиғин әһлиниң икки қетимлиқ “шәрқий түркистан җумһурийити” һәққидә техиму толуқрақ чүшәнчигә игә болуши үчүн қоюп берилгән қисқа филим ялғуз бу җумһурийәтләр һәққидила әмәс, бәлки уйғурларниң оттура асия тарихидики әң қәдимий мәдәнийәтлик бир хәлқ болғанлиқидәк реаллиқниму җанлиқ йосунда намаян қилип бәргән иди. Болупму 1933-йили қурулған “шәрқий түркистан җумһурийити” ниң әйни вақитта йеңидин қурулған түркийә җумһурийитидин қалсила түркий хәлқләрниң бирдинбир мустәқил җумһурийити болуп қалғанлиқи, җумһурийәтниң өзигә хас байриқи, асасий қануни, паспорти, шуниңдәк мукәммәл дөләт башқуруш системисиға игә болғанлиқи, иккинчи қетимлиқ “шәрқий түркистан җумһурийити” ниң болса булардин башқа мустәқил армийәси, көп тиллиқ ахбарат васитилири, өзигә хас пул вә почта маркилири қатарлиқларни ишләткәнлики тәпсилий баян қилинди. Филимда баян қилинишичә, уйғурларниң мустәқиллиқ арзулири хитай билән совет иттипақи оттурисидики сода келишимлириниң сайисидә тозуп түгигән болсиму, мушу қисқиғинә тарихий мусапә арқилиқ уйғурлар өзлириниң демократийә асасида мустәқил бир дөләтни бималал елип маңалайдиғанлиқи толуқ намаян қилип бәргән. Шу сәвәбтинму әйни вақиттики уйғур даһийси әхмәтҗан қасими “америка хәлқи өз әркинлики үчүн күрәш қиливатқанда бизниң сөйгүмиз улар билән биргә. Томас җефферсон вә җорҗ вашингтонни америка хәлқи қанчилик һөрмәтлисә бизму шундақ һөрмәтләймиз” дегән.
Америка авам палатасиниң сабиқ рәиси нәнси пелоси (Nancy Pelosi) ханим шунчә җиддий хизмәт алдирашлиқидин алайитән вақит чиқирип бу қетимқи хатириләш мурасимиға қатнишишқа кәлгән болуп, йиғин әһли уни йүксәк еһтирам билән күтүвалди. Нәнси пелоси ханим “шәрқий түркистан җумһурийәт хатириси” күни билән көпчиликни қутлуқлап, уйғурлар һәққидики бу қисқа филимдин уйғурларниң қандақ бир есил милләт икәнликини көрүвелишқа болидиғанлиқини алаһидә әскәртти. Униң қаришичә, мушундақ бир мунәввәр милләт хитай компартийәсиниң һөкүмранлиқида һазир милйонлап лагерға қамилиштәк инсанийәткә қарши җинайәт вә қирғин қилинишқа дуч кәлмәктә. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн байдин һөкүмити бу һәқтә бәзи әмәлий қәдәмләрни алди: америка авам палатаси уйғурлар һәққидики үч қанун лайиһәсини мутләқ үстүн аваз билән мақуллиди. Мәйли хитай һөкүмити бу кишиләрни түрмиләргә қамиветиш яки “җинайәтлирини иқрар қилиш” қа мәҗбурлишидин қәтийнәзәр лагерлардики бу кишиләр һечқачан унтулмайду. Америка дөләт мәҗлисидики икки партийә уйғурлар мәсилисидә изчил охшаш пикир асасида иш көриду. Чүнки хитай билән болған муамилидә иқтисадий мәнпәәт үстүнлүкни игиливалса у һалда америка қошма иштатлири өзлириниң кишилик һоқуқ тоғрисида сөз қилиштәк йетәкчилик орнини йоқитип қойиду.
Нәнсий пелоси ханимниң ейтишичә, доналд трамп пирезидент вақтида “20 дөләт башлиқлири йиғини” (G20) ға қатнишиш үчүн японийәгә барған. Ши җинпиңниңму бу йиғинға қатнишидиғанлиқини билидиған нәнсий пелоси ханим йиғиндин аввал доналд трампқа “ши җинпиң билән көрүшкәндә уйғурларниң ‛тәрбийәләш мәркәзлири‚ гә миңлап қамиливатқанлиқини тилға алсиңиз” дегән. Әтиси ши җинпиң билән болған сөһбәттә доналд трамп уйғурлар мәсилисини ашу тәриқидә оттуриға қойғанда ши җинпиң көзини парқиритип туруп “уйғурлар бу әслиһәләрни яхши көриду” дәп җаваб бәргән. Әнә шу тәриқидә америка тәвәсидиму хитай һөкүмитиниң көплигән “достлири” мәвҗут болуп, улар изчил уйғурларни террорлуқта әйибләп кәлмәктә. Шуңа техиму көп америка хәлқини уйғурлар һәққидә чүшәнчигә игә қилиш бәкму муһим. Бу җәһәттә крист смис, җим мәкговерн, марко рубийо, җеф меркелей қатарлиқлар икки партийәниң уйғурлар мәсилисидики ортақлиқини җанлиқ рәвиштә көрситип кәлмәктә. Шуңа у америка байриқиниң мушу земиндила әмәс, пүтүн дуня миқясида азадлиқ вә адаләткә символ болуп қелишини үмид қилиду.
Нәнси пелоси ханимниң сөзлири йиғин әһлиниң қизғин алқишиға еришти. Шуниңдәк дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң сабиқ рәиси рабийә қадир ханим уйғурларға вакалитән нәнси пелоси ханимға тон кийдүргәндә залда гүлдүрас алқиш яңриди.
Бу қетимқи хатириләш мурасимиға қатнашмақчи болғанлардин “хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң рәислиридин киристофер симис болуп, күтүлмигән хизмәт түпәйлидин паалийәткә келәлмиди. Шуңа униң баянатини мәзкур комитетниң хизмәтчиләр директори пери този әпәнди вакалитән оқуп өтти. Униңдики “уйғурларниң азаб чекиватқанлиқини яхши билимиз. Шуңа биз һәрқачан силәр билән бллә. Биз бирликтә қирғинчилиққа қарши бу җапалиқ мусапидә һәмкарлишип иш көрсәк җәзмән йеңип чиқимиз. Җумһурийәт байримиға мубарәк болсун” дегән сөзләр йиғин әһлиниң қизғин алқишиға еришти. Йеңи нөвәтлик һөкүмәттә ташқи ишлар министири болушқа көрситилгән кеңәш палата әзаси марко рубию әпәнди хизмәт җиддийлики түпәйлидин биваситә паалийәткә қатнишалмиди. Униң ишханисидики әлнигар илтәбир униңға вакалитән оқуп өткән баянатта уму уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқни һәмдә буниңға қарши техиму әмәлий вә күчлүк болған тәдбирләрни елиш лазимлиқини әскәрткән. Кеңәш палата әзаси, “хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң рәислиридин җеф меркелий әпәндиму сайламдин кейинки хизмәт орунлаштурмиси түпәйлидин хатириләш паалийитигә қатнишалмай өзиниң баш мәслиһәтчиси тод стайинни паалийәткә әвәткән баянатни оқуп өтүшкә орунлаштурған. Униң ейтишичә, һазирға қәдәр хитай һөкүмити иҗра қиливатқан уйғур қирғинчилиқи һәққидә бәзи қәдәмләр елинған болсиму, хитай техи пәйлидин янғини йоқ. Шуңа йеңи һөкүмәт бу җәһәттә техиму күчлүк тәдбирләрни елиши лазим. Бу һал паалийәттә алаһидә сөз қилған дөләт мәҗлиси әзаси там свазиниң баянлиридинму орун алди.
Уйғурлар дуч келиватқан зулумларни илмий йосунда баян қилип бәргән алимлардин җорҗ вашингтон университетиниң пирофессори шан робертс вә ерик шлусел америка сиясий қатлимидики икки партийәниң уйғурлар мәсилисидә охшаш мәвқәдә болғанлиқидин бәкму миннәтдар болған кишиләрниң җүмлисидиндур. Улар өзлиригә берилгән сөз нөвитидә “шәрқий түркистан җумһурийити” ниң әйни вақитта дунядики тунҗи ислам җумһурийити болуп қалғанлиқини, шуниңдәк һәр икки җумһурийәтниң хитай билән совет иттипақи оттурисидики мәнпәәт содисиниң қурбани сүпитидә вәйран қилинғанлиқини сөзләп өтти. Уларниң ейтишичә, бу җумһурийәтләр арқилиқ уйғурлар өзлириниң мустәқил иш көрәләйдиғанлиқини, өз тәқдирини өзи бәлгиләшниң һөддисидин чиқалайдиғанлиқини, шуниңдәк әйни вақиттила ғулҗида електир чирағларни йолларға орнитип, марожни йегәч кино көргәнгә охшаш өз заманисиниң тәрәққият сәвийәсидә яшиялайдиғанлиқини, мәсуд сабири, әхмәтҗан қасими, гүләндәм абистайға охшаш һәр саһәдики мунәввәр шәхсләрни яриталайдиғанлиқини испатлиған. Нөвәттә хитай һөкүмити бу хилдики “өз тәқдирини өзи бәлгиләш” ни, уйғурларниң вә уларниң тарихтики җумһурийәтлириниң мәвҗутлуқини пүтүнләй инкар қилип, қирғинчилиқни әвҗ алдурған. Уларниң қаришичә, “мустәқил уйғур дөлитиниң һаман бир күни шәрқий түркистанда мәвҗут болуш-болмаслиқи” һәққидә һечкимму кесип бирнәрсә дейәлмисиму әмма хитай һөкүмитиниң бу тарихни унтулдуруш йолидики барлиқ урунушлири һечқачан әмәлгә ашмайду, уйғурларму буниңлиқ биләнла дунядин түгәп кәтмәйду, уларниң икки қетимлиқ “шәрқий түркистан җумһурийити” һәққидики хатирилириму хирәлишип қалмайду. Техиму муһими “өтмүшниң кәлгүсидин бешарәт бериши” шәклидә бизгә техиму көп һадисиләрдин хәвәр бериду.
Уйғур қирғинчилиқи һазирқидәк америка сиясий саһәсидә һәммәйлән үчүн ортақ бир мәсилә болғандәк, буниңға қарши техиму кәң бирликсәп һасил қилишниң муһимлиқи америка қошма иштатлири (а қ ш) ниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ сабиқ баш әлчиси келлей курриниң сөзлиридә алаһидә орун алди. У хитайниң бастурушлириға дуч келиватқан уйғурлар, тибәтләр, моңғуллар вә хоңкоңлуқларниң мустәбит түзүмгә қарши бир йәңдин қол чиқиришиниң муһимлиқини тәкитләш билән биргә муһаҗирәт һаятида уйғур қирғинчилиқини паш қилишқа төһпә қошқан шаһитлар, лагер тутқунлири, паалийәтчиләр вә мутәхәссисләргә тәшәккүр ейтти.
Д у қ ниң сабиқ рәиси рабийә қадир ханим, д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси рошән аббас, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат қатарлиқларму бу мәсилидики қарашлирини баян қилип, зор дүшмән техиму зор шумлуқларни пилан қиливатқанда униң қурбанлири болуватқан кишиләрниң уюл таштәк иттипақлишишиниң муһимлиқини алаһидә әскәртти.
Паалийәтниң ахирида “ғәмгузар ана” ана тил мәктипиниң оқуғучилири мәрһум сәнәткар күрәш күсәнниң “атландуқ” намлиқ нахшисини хор шәклидә орунлап уйғурларниң зулумға баш әгмәс ирадисини вә һөрлүккә болған тәшналиқини ипадилиди. яш нахшичи хәйриниса қилич дутарниң тәңкәш қилишида лагердики нахшичи абдуреһим һейт музика ишлигән мәрһум шаир әһмәд зияиниң “әл-юрт үчүн” намлиқ нахшини орунлап уйғурларниң вәтән вә хәлқ үчүн һәммидин ваз кечиш арзусини намаян қилди.
Паалийәтниң ахирида америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир айрим зияритимизни қобул қилип, бу паалийәтниң америка дөләт мәҗлисигә орунлаштурулуши һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди.
Уйғур җамаити тәйярлап кәлгән көп хил уйғур таамлири паалийәт иштиракчилириға уйғурлар һәққидә йәнә бир мәйдан җанлиқ дәрс болуш билән биргә, һәммәйләнниң һаяҗанлиқ һардуқиға чоң дәрман болди.