“шәрқий түркистан җумһурийити вә униң қурғучи рәһбәрлири” дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.11.19
Turkistan-jumhuriyeti-uning-qurghuchi-rehberliri-1

“ишғал қилинғанлиқиниң 75-йилида шәрқий түркистан җумһурийити вә қурғучи рәһбәрлири” дегән темида өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 16-ноябир, истанбул. RFA/Arslan

Turkistan-jumhuriyeti-uning-qurghuchi-rehberliri-2

“ишғал қилинғанлиқиниң 75-йилида шәрқий түркистан җумһурийити вә қурғучи рәһбәрлири” дегән темида өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 16-ноябир, истанбул. RFA/Arslan

Turkistan-jumhuriyeti-uning-qurghuchi-rehberliri-3

“ишғал қилинғанлиқиниң 75-йилида шәрқий түркистан җумһурийити вә қурғучи рәһбәрлири” дегән темида өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 16-ноябир, истанбул. RFA/Arslan

Turkistan-jumhuriyeti-uning-qurghuchi-rehberliri-4

“ишғал қилинғанлиқиниң 75-йилида шәрқий түркистан җумһурийити вә қурғучи рәһбәрлири” дегән темида өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 16-ноябир, истанбул. RFA/Arslan

Turkistan-jumhuriyeti-uning-qurghuchi-rehberliri-5

“ишғал қилинғанлиқиниң 75-йилида шәрқий түркистан җумһурийити вә қурғучи рәһбәрлири” дегән темида өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 16-ноябир, истанбул. RFA/Arslan

Turkistan-jumhuriyeti-uning-qurghuchi-rehberliri-6

“ишғал қилинғанлиқиниң 75-йилида шәрқий түркистан җумһурийити вә қурғучи рәһбәрлири” дегән темида өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 16-ноябир, истанбул. RFA/Arslan

Turkistan-jumhuriyeti-uning-qurghuchi-rehberliri-7

“ишғал қилинғанлиқиниң 75-йилида шәрқий түркистан җумһурийити вә қурғучи рәһбәрлири” дегән темида өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 16-ноябир, истанбул. RFA/Arslan

Turkistan-jumhuriyeti-uning-qurghuchi-rehberliri-8

“ишғал қилинғанлиқиниң 75-йилида шәрқий түркистан җумһурийити вә қурғучи рәһбәрлири” дегән темида өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 16-ноябир, истанбул. RFA/Arslan

Turkistan-jumhuriyeti-uning-qurghuchi-rehberliri-9

“ишғал қилинғанлиқиниң 75-йилида шәрқий түркистан җумһурийити вә қурғучи рәһбәрлири” дегән темида өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 16-ноябир, истанбул. RFA/Arslan

16-Ноябир шәнбә күни истанбул университети түркологийә тәтқиқати институтиниң йиғин залида, “ишғал қилинғанлиқиниң 75-йилида шәрқий түркистан җумһурийити вә қурғучи рәһбәрлири” дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.

Истанбул университети түркологийә тәтқиқати институти, дуня уйғур қурултийи вәхписи, әйса йүсүп алиптекин вәхписи, түрк дуняси тәтқиқат вәхписи, қазақ түрклири тәлим-тәрбийә вә тәтқиқат җәмийити қатарлиқ тәшкилат вә органларниң бирликтә уюштуруши билән өткүзүлгән бу йиғинға әрләр вә аяллар болуп көп санда түркләр қатнашқан болуп, алди билән йиғинда түркийә вә шәрқий түркистан истиқлал марши оқулди. Андин мәзкур йиғинни уюштурған дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулһәмид вә башқа тәшкилат рәһбәрлири қисқичә сөз қилғандин кейин муһакимә йиғини мутәхәссислири сөз қилди.

 Йиғинға истанбул университети оқутқучиси пирофессор доктор муәлла уйду йүҗәл ханим риясәтчилик қилди. Йиғинда әйса йүсүп алиптекин вәхпиниң баш катипи абдулла оғуз, истанбул университети оқутқучиси доктор өмәр қул, мимар синан гүзәл сәнәтләр университети оқутқучиси абдулваһаб қара, нәвшәһир һаҗи бәкташ университети оқутқучиси доктор текин тунҗәр вә қазақ тәтқиқатчи һарун мәсут ақгүн сөз қилип, шәрқий түркистанниң тарихи, 1933 вә 1944-йиллири қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлири вә униң қурғучилири, шундақла шәрқий түркистанниң ишғалийитидин кейинки көчүш җәрянлири тоғрисида тохталди.

Истанбул университети оқутқучиси пирофессор доктор муәлла уйду йүҗәл ханим уйғурлар тоғрисида тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистанға кәлсәк, у қайғу вә зулумниң нами болуп қалди, у виҗдан вә инсанийәт көрмәскә салған бир дәвадур. Биз барлиқ аммиви тәшкилатлар болуш сүпитимиз билән бу мәсилини қолимиздин келишичә, пүтүн хәлқ аммисиға һәр йәрдә аңлитишқа вә чүшәндүрүшкә тиришиватимиз. Чүнки йүз бериватқан зулум күчийип, барғансери чекидин ешиватиду”.

Пирофессор доктор муәлла уйду йүҗәл ханим, уйғурларниң тарихта инсанийәт мәдәнийитигә қошқан төһпилирини тилға елип мундақ деди: “уйғурлар түрк тарихидики есил қәбилиләрдин бири болуп, улар тарихта онларчә дөләт вә ханиданлиқ қурған, йәни дөләт болуш салаһийитигә игә болған бир хәлқ. Уйғурлар әслидә сиясий һәм мәдәнийәт тарихи билән, түрк миллитиниң намини тарихқа алтун һәрп билән яздурған хәлқ”.

Пирофессор доктор муәллаханим сөзидә йәнә, шәрқий түркистанда мустәқил дөләт қурған рәһбәрләрни вә бу йолда шеһит болған қәһриманларни яд етишниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: “бүгүн биз шәрқий түркистан җумһурийәтлирини қурған рәһбәрләрни әсләймиз, чүнки сиясий саһәдә шәрқий түркистан дәваси йолида өмрини пида қилған, барлиқини беғишлиған күрәшчан қәһриманлиримизни хатирилишимиз керәк, биз яшлиримизниму уларниң изидин маңидиған аң чүшәнчә билән тәрбийәлишимиз керәк”.

Йиғинда сөз қилған дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулһәмид уйғурларниң вәтән үчүн вәтәндин айрилғанлиқини, һазир дуняниң һәр қайси дөләтлиридә уйғурларниң дәва үчүн күрәш қиливатқанлиқини билдүрүп мундақ деди: “1949-йили хитай компартийәси шәрқий түркистанни ишғал қиливалғандин кейин, әйса йүсүп алиптекин вә муһәммәд имин буғраниң башчилиқида тунҗи карван шәрқий түркистандин көчүшкә башлиған болуп, униңдин кейин, 60-йилларда йәнә бир карван кәлгән. Униңдин кейин йәнә 80-, 90-, 2000-йиллардиму көчүш давамлашқан. Әйни вақиттики дияспора интайин кичик бир карван билән башланған болса бүгүнки күндә 5 қитәдә дуняниң һәрқайси җайлирида һәрикәт қилалайдиған чоң карванға айланди”.

Түрк дуняси тәтқиқати вәхписиниң тәлим-тәрбийә вә мәдәнийәт бөлүми мудири мәтин көсә әпәнди шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртиптә тутуш керәкликини тәкитләп мундақ деди: “шәрқий түркистан мәсилиси, бүгүнки күндә түркпәрвәрликниң әң чоң мәсилиси, әң еғир қаниған яриси болуп, бәзиләр буни билип билмәстин диққәтни башқа тәрәпләргә бураватиду. Лекин түрк милләтпәрвәрлик аң-чүшәнчисигә игә болған бизләрниң күнтәртиптә тутишимиз керәк болған дәвайимиз шәрқий түркистан дәвасидур, буниң үчүн һәр хил йиғин вә паалийәтләрдә түрлүк чариләрни ишлитип бу дәвани алға маңдурушимиз керәк. Әң қисқа вақит ичидә бу мәсилиниң һәл болушини үмид қилимиз”.

Йиғин ахирида, қазақ карваниниң шәрқий түркистандин көчүш җәряниға шаһит болған абдураһман чәтин әпәнди, шу вақиттики сәпәрдә қазақ карванидики кишиләрдин бәзилириниң ачлиқ вә соғуқтин өлүп кәткәнликини, йәр қаттиқ тоңлап кәткәнликтин от йеқип юмшитип йәрлик қазғанлиқини, бәзи мейитларни ташниң арисида қоюшқа мәҗбур болғанлиқини, уссузлуққа чидиялмастин төгә сүйдүки ичип һаят қалғанлиқини сөзләп бәрди, андин: “шәрқий түркистанни қаниған яра десәк аддий болуп қалиду, шәрқий түркистан бәлки қайниған қазан болуп, хәлқ униң ичидә көйүватиду” деди.

Абдураһман чәтин әпәнди өзи язған “һаятимдики әң ахирқи көчүш” намлиқ китабини йиғинда сөз қилғучиларға тәқдим қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.