Истанбулда ечилған йиғинда, тарихта мәдәнийәт яратқан уйғурларниң һазир мәдәнийәт қирғинчилиқиға учраватқанлиқи тәкитләнди
2024.10.01
28-Сентәбир шәнбә күни мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан вәхписиниң уюштуруши билән вәхпә мәркизидә “шәрқий түркистандики мәдәнийәт мираси вә ирқий қирғинчилиқ” дегән темида ечилған йиғинда, тарихта мәдәнийәт яратқан уйғурларниң һазир мәдәнийәт қирғинчилиқиға учраватқанлиқи тәкитләнди.
Йиғинда әнглийәдин истанбулға кәлгән шаир әзиз әйса әпәнди, истанбул тиҗарәт университетиниң сабиқ мудири доктор абдулһәмит авшар, истанбул тиҗарәт университети оқутқучиси доктор зебиниса камалова ханим қатнишип сөз қилди.
Йиғинға истанбулда яшаватқан уйғурлар вә уйғурларға көңүл бөлидиған түркләр болуп көп санда киши қатнашти.
Йиғинда әзиз әйса әлкүн әпәнди уйғур мәдәнийәт тарихи тоғрисида тохталди.
Вә түрк мәдәнийитиниң муһим тәркиби қисми дәп қаралған уйғур мәдәнийитиниң бүгүнки күндә йоқ болуш хәвпигә дуч келиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: “күчлүк вә рәңгарәң түрк мәдәнийитиниң муһим тәркибий қисми болған уйғур мәдәнийитини бүгүнки күндә дунядин йоқ болуш хәвпигә йүзлиниватиду, тарихта қурулған түрк дөләтлири тәрипидин қоллинип кәлгән уйғур тил-йезиқлириму бүгүнки күндә хитай тәрипидин чәклимигә учрап мушу 21-әсирдә йоқ болуп кетиш хәвпигә йүзлиниватиду”.
У сөзидә түрк мәдәнийитигә төһпә қошқан уйғур алимлирини тилға елип өтти вә “түркий тиллар дивани” ни язған мәһмуд қәшқири, “қутадғу билик” ни язған йүсүп хас һаҗип, түркий хәлқләр әдәбиятиға зор төһпә қошқан әлишир навайи қатарлиқ алимлар вә шаирларниң уйғур икәнликини вә уларниң охшашла пүтүн түркий хәлқләргә ортақ икәнликини тәкитлиди.
Йиғинда сөз қилған истанбул тиҗарәт университетиниң сабиқ ректори пирофессор абдулһәмид авшар уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида тохтилип мундақ деди: “һәммимизгә мәлумки, дуняда маддий вә мәниви җәһәттә һәр хил ирқий қирғинчилиқ болди, мәдәнийәт қирғинчилиқи бир хәлқни, бир милләтни өзиниң тарихи, мәдәнийити, иҗтимаий мәнбәсидин пүтүнләй йирақлаштуруш вә уларни қайтидин әслигә келәлмәйдиған һаләткә айландурушқа урунуштин ибарәт. 1949-Йили шәрқий түркистанни ишғал қилған хитай аталмиш сотсиялистик идеологийәгә игә болсиму, лекин у шовинстлиқ вә фашистлиқ идийә билән интайин қәбиһ шәкилдә шәрқий түркистанда системилиқ һалда җисманий вә мәниви җәһәттә қирғинчилиқ елип барди. Буни илгири тәдриҗий елип барған болса 2016 вә 2017-йилидин башлап җаза лагерлирини қуруп чоң тутқун қилиш билән милйонлиған инсанларни лагерларға қамап зеһни җәһәттин, җисманий вә роһий җәһәттин еғир бир искәнҗә сиясити йүргүзүп кәлди. Шу бир һәқиқәтки, хитай бизләрни шәрқий түркистандин пүтүнләй йоқитиветиш үчүн системилиқ һалда һәм җисманий һәм мәдәнийәт җәһәттә ассимилятсийә сияситини чекидин ашуруп йүргүзүватиду”.
Пирофессор абдулһәмид авшар сөзидә йәнә уйғурларниң өз вәтинини һәргиз башқиларға ташлап бәрмәйдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “биз учраватқан зулумни дуня көрмәйватиду, аңлимайватиду, билмәйватиду. Чүнки хитайниң тарихтин буян йүргүзүп келиватқан сиясити, йипәк рәхтлири, күмүшлири, шерин сөзлири билән башқиларни алдап көпинчә дөләтләрни өзиниң сияситиниң тоғра икәнликигә ишәндүрүш вә яки сүкүт қилишқа мәҗбур қилиштур. Шуниң үчүн биз шәрқий түркистанлиқлар һазир йоқ болуп кетиш хәвпигә учраватимиз. Әмма биз пүтүн қийинчилиқ вә тосалғуларни йеңәләйдиған, қараңғу-зулмәттин йоруқлуққа чиқалайдиған хәлқ. Тарихта түркләр нәччә қетим йиқилип қайтидин тирилип дөләт қурған, һакимийәт йүргүзгән вә юрт-земинини һеч қачан башқиларға ташлап қоймиған хәлқтур, бизму вәтинимизни башқиларға ташлап бәрмәймиз. Чүнки бизниң вәтәнни башқиларға ташлап бәрмәйдиған идийәни шәкилләндүридиған күчлүк қоралимиз болса язғучи вә шаирларни четиштуруштин ибарәт алаһидиликимиздур. Әмәлийәттиму шәрқий түркистанлиқлар әң еғир зулмәтлик күнләрдиму шеирлири, ғәзәллири вә әдәбий әсәрлири билән хәлқниң роһини тирик тутуп, ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиққа тақабил туруп кәлмәктә”.
Йиғинда сөз қилған истанбул тиҗарәт университети оқутқучиси доктор зебиниса камалова ханим сөзини өзбек шаири чолпанниң “гүзәл түркистан саңа немә болди” дегән шеирини декламатсийә қилиш билән башлиди вә бу шеир худди уйғурларниң һазир бешидин өткүзүватқан қайғу-әләмләрни тәсвирләйдиғанлиқини тәкитлиди.
У мундақ деди: “пүтүн дуня үчүн хәвп болған совет иттипақи бир күндила парчилинип вәйран болди, шәрқий түркистан түркий хәлқләрниң мәдәнийитиниң мәнбәси болған земиндур, у вәтән бир күни әлвәттә азадлиққа еришиду, һаман бир күни қәшқәрдә, ғулҗида, ақсуда, турпанда мушуниңға охшаш йиғилишларни әркин һалда көзлиримиз шадлиқ, чеһримиздики хушаллиқ билән гүзәл гүл-чечәкләр толған бағчиларда йиғилип өткүзүшкә алла несип қилиду, биз буниңға ишинимиз, үмидимизни йоқатмаймиз”.
Йиғинда йәнә әзиз әйса әлкүн әпәнди өзиниң “чимән қуш” намидики түркчә шеирлар топлимини тонуштуруп өтти. Бу шеирларни түркчигә тәрҗимә қилған шаирә аминә вайит ханим муһим дәп қаралған шеирдин бир қанчини декламатсийә қилди.
Биз бу шеирлар топлими тоғрисида әзиз әйса әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Биз йәнә бу йиғинға қатнашқан “чимән қуш” намлиқ шеирлар топлимини уйғурчидин түркчигә тәрҗимә қилған уйғур шаирә аминә вайит ханим биләнму сөһбәт елип бардуқ.
Аминә вайит ханим бу шеирлар топлими тоғрисида тохтилип мундақ деди: “муһаҗирәттики шаирларниң ортақ бир алаһидилики бар, уларниң һәммиси вәтәндин айрилип сүргүндә яшаватқан болғачқа, уларниң язған шеирлиридики ички һессиятлирида чоңқур азаблиқ туйғулар болиду. Шеирларда уларниң вәтәнгә болған сеғинишлири вә муһаҗирәттики қийинчилиқ һаят, ялғузлуқ, ғерибсиниш дегәндәк мурәккәп һессиятлири арилишип кәткән, шуңлашқа вәтән сиртидики шаирларниң шеирлири бир хил дәрдлик, һөрлүк вә әркинликкә болған тәлпүнүш, үмид вә үмидсизлик, қараңғулуқ вә йоруқлуқ қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алиду, бу шеирларни түркчигә тәрҗимә қилиштики мәқсәт, бизниң уйғур шаирларниң қәлбини, һес туйғулирини шеири тили арқилиқ түркләргә билдүрүштин ибарәт”.
Йиғин қатнашчилири истанбулда өткүзүлгән мәзкур йиғинниң уйғур мәдәнийитиниң бүгүнки әһвалини тонуштурушта муһим рол ойнайдиғанлиқини муәййәнләштүрүшти.