“шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити” йеңи идарә һәйитиниң хизмәт ишханиси ечилди
2024.10.14
Истанбулдики “шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити” өткән ай идарә һәйәт сайлими өткүзгән болуп, йеңи идарә һәйәт рәһбәрликиниң тиришчанлиқи билән истанбулниң уйғурлар әң көп олтурақлашқан сәфакөй районида йеңидин хизмәт ишханиси ечилди. 10-Айниң 11-күни бу ишханиниң ечилиш вә хизмәт башлаш мурасими өткүзүлди.
Ечилиш мурасимида сөз қилған “шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити” ниң йеңидин сайланған рәиси абдуллаһ муһиддиноғлу, йеңи идарә һәйәтниң бу хизмәт ишханиси арқилиқ шәрқий түркистан вә уйғурлар үчүн пайдилиқ хизмәтләрниң рояпқа чиқишини арзу қилидиғанлиқини ипадилиди. У сөзидә, “шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити” ниң 2018-йил қурулғандин буян бир қисим яшларни тәрбийәләп дәва сепигә қошқанлиқини, уларниң һазир уйғур тәшкилатлириниң охшимиған қатламлирида хизмәт көрситип келиватқанлиқини билдүрди.
Абдуллаһ муһиддиноғлиниң билдүрүшичә, “шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити” ниң йеңидин елип берилған сайлимида абдуллаһ муһиддиноғли рәисликкә, мәрдан уйғур вә зикрулла алим муавин рәисликкә, муһәммәд ели атаюрт рәис вәкилликигә, абдуллаһ сидиқоғлу баш катиплиққа сайланған. Бу йеңи рәһбәрлик һәйити йеңи нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситидикән.
Абдуллаһ муһиддиноғлу сөзидә йәнә “шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити” ниң буниңдин кейин қилмақчи болған хизмәт пиланлири тоғрисида тохтилип, уйғур дәвасиға күч қошалайдиған инсанларни йетиштүрүшни йәнә давам қилидиғанлиқини, йәнә бир тәрәптин китаб нәшр қилиш һәм видийолуқ пирограмма тарқитиш арқилиқ шәрқий түркистан дәвасини түркийәгә һәм хәлқараға аңлитишини давамлаштуридиғанлиқини, түркийә вә башқа дөләтләрдики яшлар тәшкилати билән мунасивәтләрни күчәйтип тәсир даирисини кеңәйтидиғанлиқини, түркийәдә оқуватқан чәтәллик оқуғучилар билән яхши мунасивәт орнитип уларға уйғурлар мәсилисини тонуштуруш вә улар билән бирликтә паалийәт елип беришни пиланлиғанлиқини билдүрди.
Абдуллаһ муһиддиноғлу йәнә тәшкилатлар ара һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини тәкитләп: “өз ичимиздә бәзи мәсилиләр вә пикир ихтилаплири болсиму, диққитимизни түп нишанға қаритип, дәвайимизға вә миллитимизгә хизмәт қилимиз” деди.
Йиғинда сөз қилған “шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити” идарә һәйәт әзаси муһәммәд ели атаюрт, шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикитиниң хизмәт-паалийәтлири вә бир қисим нәтиҗилири тоғрисида доклат бәрди.
У сөзидә, яшлар арисида илмий вә сиясий муһакимә йиғинлири өткүзгәндин башқа, түркийәниң һәр қайси җайлиридики университетларда шәрқий түркистан дәвасини тонуштуруш үчүн йиғин вә көргәзмиләр уюштуруп, түркийәдә җамаәт пикри пәйда қилишқа тиришип келиватқанлиқини билдүрди.
Муһәммәд ели атаюрт сөзидә йәнә яшларниң дәва йолидики роли вә мәсулийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “вәтәнниң алий мәнпәәтини әң муһим орунға қоюп, уни һаятимизға тәтбиқлаш арқилиқ тиришчанлиқ көрсәттуқ. Зиммимиздики йүкниң қанчилик қиммәтлик икәнликини, әҗдадлиримиз бизгә қалдурған бу мәшәлни өчүрмәсликниң муһимлиқини толуқ тонуп йәттуқ. Йеңи нәсил яшлири муқәддәс дәвайимизни, болупму өзлири хизмәт қиливатқан җәмийәт-тәшкилатларни тәрәққий қилдуруш үчүн тиним тапмай тиришиватиду. Дуня вәзийити тез өзгириватқан, шәрқий түркистан дәваси хәлқаралиқ муһим мәсилигә айланған бүгүнки күндә йеңидин оттуриға чиқиватқан пурсәтләр вә шараитлар бизни дәл вақтида, әмәлий һәрикәт қилишқа үндимәктә. Буниң үчүн яш хизмәт гуруппилири лазим, шәрқий түркистан мәсилисини дуня күнтәртипи билән маслаштуруш вә учур-техника дунясида йеңилиқ яритиш лазим”.
Ечилиш мурасимида йәнә хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулһәмит, шәрқий түркистан өлималар бирлики рәииси доктор алимҗан буғда, җамаәт әрбаби абдулқадир япчан қатарлиқлар сөз қилип, шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикитиниң йеңидин сайлап чиқилған идарә һәйәт рәһбәрликини вә йеңидин ечилған хизмәт бинасини тәбрикләшти. Шундақла яшларни хизмәт-паалийәтлиридә маддий вә мәниви җәһәттин һәр вақит қоллап йенида болидиғанлиқини ипадиләшти.
Йиғин ахирида “шәрқий түркистан йеңи нәсил һәрикити” ни қоллап маддий җәһәттин ианә топлаш паалийити елип берилди. Йиғинға қатнашқан шәхсләр вә тәшкилатларниң маддий ярдими билән бу хизмәт ишханисиниң бир йиллиқ иҗарә чиқимлириниң һәл болғанлиқи билдүрүлди.