“шинҗаң сақчи институти” йетиштүргән уйғур тиллиқ хитай сақчилириниң вәзиписи немә?

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.06.17
saqchi-instituti-mektipi-1024 “шинҗаң сақчи институти” ниң чоң дәрвазиси. 2014-Йили 5-январ, үрүмчи
wikipedia.org

Уйғур елиниң мәркизи үрүмчидә қурулған шинҗаң сақчи институтиниң тор бетидики мунасивәтлик һөҗҗәтләрдин мәлумки, бу мәктәпниң “аз санлиқ милләт тил-әдәбияти” факултети дәп исим қоюлған, қошумчә уйғур тил-әдәбияти дәп изаһат берилгән кәспигә, 2010-йилидин буян миллити хитай болуш шәрти билән, һәр йили түркүмләп хитай сақчилар қобул қилинип, мәхсус уйғур тилида тәрбийәлинип чиқиливатқан болуп, бу йил йәнә 60 нәпәр оқуғучи қобул қилинидикән.

Уйғурчә өгәнгән хитай сақчилар-бихәтәрлик ихтисаслиқлири

Бу һәқтә йәни, уйғур районда әдлийә мәмурий системиси сақчилири үчүн тунҗи “қош тил” тәрбийәләш синипи қурулғанлиқини “үрүмчи қанунчилиқ күндилик гезити” 2010-йили 15-март тунҗи хәвәр қилғаниди. Хәвәрдә буниң шинҗаң хизмәт йиғининиң роһи һәмдә җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң “12-бәш йиллиқ пилани” бойичә елинған қарарға асасән қурулғанлиқи вә тәдриҗий қелиплаштурулидиғанлиқи тилға елинған.

Бу сақчи тәрбийәләйдиған кәспий институтта тәсис қилинған уйғур тил-әдәбияти кәспиниң һазир 30 дин артуқ оқутқучиси бар болуп, оқуғучиларға уйғур тили, , уйғур әдәбий йезиқ тили, сақчи уйғур тили, алий мәктәп инглиз тили вә әмәлий сақчи инглиз тили қатарлиқ 20 нәччә хил дәрс өтилидикән. Шундақла йәнә хитайниң һәрқайси җайлиридики җамаәт хәвпсизлики органлиридики сақчиларни уйғур тили бойичә тәрбийәләш курслири биләнму тәминләйдикән.

Униң тор бетидики очуқ һөҗҗәтләрдин мәлум болушичә, улар аталмиш қош тиллиқ хитай сақчиларни уйғур тилини сөзлийәләйдиған оқуялайдиған вә язалайдиған, уйғур хәлқ өрп-адәтлирини чүшинидиған қилип тәрбийәләйдикән. Булардин башқа йәнә уларни партийә вә һөкүмәт органлирида тил вә йезиқчилиқ ишлири билән шуғуллиналайдиған, җамаәт хәвпсизлики, бихәтәрлик, һәрбий, қораллиқ сақчи, кархана органлирида ихтисаслиқ қош тил хадимлири қилип тәрбийәләш шуниңдәк, муһими уларниң “террорлуққа қарши туруш талантини йетилдүрүш” ни мәқсәт қилидикән.

Әмма бу 14 йилдин буян қанчилик хитай сақчиниң уйғур тилида тәрбийәләп чиқилғанлиқи намәлум.

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң алий тәтқиқатчиси, 20 йилдин буян хитайниң йолға қойған аталмиш қош тил маарипини тәтқиқ қилип келиватқан һенрик шаҗивески (Henryk Szadziewski), бу һәқтики анализини оттуриға қоюп мундақ деди:

“нормалда һәр қандақ дөләтниң сақчиларни башқа тилларда тәрбийәлиши, уларниң хизмәт районидики амма билән болған алақисини күчәйтип мулазимәтни техиму яхши қилишни мәқсәт қилидиған еһтияҗлиқ бир тәрбийәләш болсиму әмма хитайниң бу қош тил синипи арқилиқ хитай сақчилириға уйғур тилини өгитиши, пүтүнләй сиясий истратегийә һесаблиниду. Биз буниңда хитайниң мәқситини чиқиш қилишимиз керәкки, уйғур райони хитайниң сақчи дөлитигә айландурулған тәқиб астидики район. Буларниң мәхсус хитай миллитидин тәрбийәлиши қандақтур ялғуз уйғур аммисини техиму қаттиқ контрол қилишни мәқсәт қилип қалмай, хитайларниң дөләт бихәтәрлики үчүн, уйғур сақчилардин бәкрәк садиқлиқ билән хизмәт қилидиғанлиқи көздә тутулған. Хитайниң буни районда хели йиллардин бери системилаштурғанлиқидин униң хитайниң шинҗаңни идарә қилип истратегийәсиниң бир қисми икәнликини көрситип бериду”.

“қош тиллиқ” хитай сақчилар һәр йәрдә

Мәзкур мәктәптә башқа асаслиқ кәсипләрдин йәнә террорлуққа қарши туруш кәспи 2014-йили хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқиниң һавалиси билән қурулған алаһидә толуқ курс кәспи икән. 2014-Йилдин башлап, бу кәсип хитайдики 27 өлкә, аптоном район вә биваситә қарашлиқ шәһәрдики җамаәт хәвпсизлик органлириға тәкшүрүш тәтқиқати, йәни уйғур тили бойичә толуқ курс оқуғучилирини қобул қилған вә тәрбийәлигән. 2018-Йилдин 2020-йилғичә, бу кәсип бойичә җәмий 306 сақчини тәрбийәлигән, улар пүтүн мәмликәттики җамаәт хәвпсизлики органлириниң террорлуққа қарши туруш бөлүмидә ишләшкә тәқсим қилинған болуп, уйғур-хитай қош тиллиқ сақчи кәмликини толуқлиған. Улар хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқиниң көзидә чоң қуруқлуқтики һәрқайси өлкә вә шәһәрләрдә бихәтәрлик ихтисаслиқлири дәп қарилидикән.

Шинҗаң сақчи институтиниң-2024 йиллиқ бу йиллиқ оқуғучи қобул қилиш низамида болса мәзкур мәктәпниң “қош тил сақчилирини тәрбийәләш нишани” дегән йәргә, “шинҗаңниң иҗтимаий муқимлиқи, узун муддәтлик тинчлиқи вә тәртипигә мулазимәт қилишта чиң туруп, дөләт бихәтәрлик истратегийәсигә мулазимәт қилиду” дәп изаһат берилгән.

Қәлбинур сидиқ: “қош тиллиқ” хитай сақчилар ирқий қирғинчилиқта әң актип рол ойниғучилар

Сабиқ қош тил оқутқучиси, хитайниң уйғур диярида қурған лагерлирида мәҗбурий хитай тили оқутқучиси болған лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим голландийәдин зияритимизни қобул қилип,

Хитай уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилип лагерларға солашта, лагер вә түрмиләрдә уйғур тилини пухта билидиған хитай сақчиларниң асаслиқ бастуруш күчи болғанлиқини, уларниң уйғур елиниң һәр саһәлиридә, уйғур аммиси ичидә җасуслуқ һәрикитини кәң қанат яйдурғанлиқини чүшәндүрүп өтти.

Улар уйғур районидин һалқип чәт әлләргичә һәрикәт қилмақта

Шинҗаң сақчи институтиниң һазир үрүмчи, чаңша йоли вә мидоңдин ибарәт икки мәктәп райони бар болуп, 16 буларда толуқ курс вә 5 оттура техником кәспи тәсис қилинған. Улар районниң һәрқайси җайлиридики җамаәт хәвпсизлики органлири билән 30 һәмкарлиқ маарип базиси қурған. Бу йәнә йәнә хитайниң ғәрбий шимал районидики тунҗи аммиви бихәтәрлик толуқ курс институти вә райондики аммиви бихәтәрлик органлириниң муһим бир қисми икән.

 Нөвәттә бу институт йәнә хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқи тәрипидин сақчи тәрбийәләш базиси вә җамаәт хәвпсизлики министирлиқиниң әмәлий мәшиқ базиси, “җуңго-шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати террорлуққа қарши туруш кәспий тәрбийәләш базиси” қилип бекитилгән.

Нөвәттә бу институт йәнә “бир бәлбағ, бир йол” тәшәббусиға мулазимәт қилидиған болуп, 25 дөләт вә районда террорлуққа қарши турушни өз ичигә алған 2000 ға йеқин хәлқаралиқ қанун иҗра қилғучини тәрбийәлигәникән.

2024-Йили 26-май хитай торларда тарқатқан сақчи қобул қилиш еланидин ақсу вилайитигә җәмийәттин923 нәпәр ярдәмчи сақчи хадими қобул қилинмақчи икәнлики, қобул қилиш даириси пүтүн хитайға йүзләнгәнлики паш болған иди. Дәл шу мәзгилдә, хитай компартийәси сиясий биюросиниң әзаси, сиясий-қанун комитетиниң секретари чен венчиң өткән һәптә уйғур районини көздин кәчүргәндә ши җинпиңниң шинҗаңни идарә қилиш тәдбирини омумйүзлүк изчиллаштуруш, террорлуққа қарши туруш, муқимлиқни қоғдашни даимийлаштуруш керәкликини тәкитлигәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.