Шиветсарийәдә өткүзүлгән дуня “әхлақ мунбири” дә уйғур мәсилиси нуқтилиқ тонуштурулған
2024.09.03
Һәр йили шиветсарийәниң гравбүндән кантонида қәрәллик өткүзүлидиған дуня “әхлақ мунбири” ниң бу йиллиқ йиғинида, уйғур мәсилиси вә хитайниң шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ сиясити асаслиқ темиларниң бири болғанлиқи мәлум.
Дуня “әхлақ мунбири”дә һәр қайси саһәләр, мәдәнийәтләр ара заманиви әхлақниң әмәлийити вә әмәлгә ешиш җәряни тонуштурулидикән. Униңда сәмимийлик, очуқ ашкарилиқ, өзара қоллаш арқилиқ инсанийәт дунясини қандақ қилғанда әхлақ билән тәрәққий қилдуралаймиз дегән тема үстидә издиниш мәқсәт қилинидикән. Бу мунбәргә дуняниң һәр тәрипидин кәлгән “от өчүргүчиләр” нами берилгән кишилик һоқуқ актиплири, сиясий паалийәтчиләр вә тәтқиқатчилар қатнашқан.
Бу йилқи “әхлақ мунбири” гә шиветсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси ризванай илһамму тәклип билән қатнашқан. У, радийомиз арқилиқ бу мунбәр һәққидики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти. Ризванай мундақ деди: “рәңдар пирограмма, ортақ ғайә, һәр хил өгинишләр вә сөһбәтләр уюштурулған бу мунбәрдә мән һәр қайси қитәләрдин кәлгән инсанларға өзимизни вә хәлқимиз дуч келиватқан қирғинчилиқни тонуштуруш пурситигә ериштим”.
Ризванайниң тәкитлишичә, бу мунбәрниң үчинчи күни мәхсус уйғурлар үчүн аҗритилған. Ризванай шу күни пүтүн мунбәр әһлигә шәрқий түркистанниң тарихи, өтмүши, коммунист хитай ишғалидин кейин уйғур хәлқи дуч кәлгән тирагедийәләрни тонуштуруп өткән. У йәнә өзиниң аилисиниң шиветсарийә келиш җәряни, сиясий панаһлиқ тиләштин һазирғичә болған җәрянларни сөзләп өтүш арқилиқ, муһаҗирәттики уйғур мусапирлириниң вәтинидин айрилғандин кейин дуч келидиған қисмәтләрни йорутуп бәргән.
Мунбәр паалийити җәрянида кишиләр “уйғурларға әркинлик! тибәтләргә әркинлик!” дегән хәтләр бесилған майкиларни кийип, өзлириниң уйғур вә тибәтләргә болған һесдашлиқини билдүрүшкән. Бу мунбәргә қатнашқан бәзи тәтқиқатчилар вә мухбирлар, өзлириниң уйғур мәсилисигә бурундин диққәт қилип келиватқанлиқини, әмма бүгүн бу йәрдә бир уйғурниң ағзидин шәрқий түркистандики паҗиәләрни аңлашниң өзлирини техиму тәсирләндүргәнликини, бундин кейин бу мәсилә һәққидә издинип күч чиқиридиғанлиқини билдүрүшкән.