Шиветсарийәдә хитайниң темо, винш вә шейин қатарлиқ парчә сетиш супилириға қарита қаттиқ тәкшүрүш башланған
2024.11.19

Шиветсарийә таможна идариси 14-ноябирдин башлап хитайниң шейин, тему вә винш қатарлиқ уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ парчә сетиш супилириға қарита қаттиқ тәкшүрүш башлиған.
Шиветсарийә нөвәттә хитай билән әркин сода келишими имзалиған явропадики иккинчи дөләт болуп, шиветсарийәгә темо, шәйин вә винш арқилиқ йилниң ахириғичә 5.5 Милйон данә почта йолланмиси бу хил тәминләш зәнҗиридин кәлгән.
Зурих таможнасиниң башлиқи таня бруннерниң билдүрүшичә, алдинқи һәптә федератсийә таможна вә чегра қоғдаш ишханиси зурих районида шиветсарийә тарихидики әң чоң посулка тәкшүрүш һәрикити елип барған.
Зүрихниң бухс районидики почта йолланмилири тарқитиш мәркизидә, һәр күни тәхминән 80 миң данә почта йолланмиси қаттиқ тәкшүрүштин өткән.
Шиветсарийә дөләтлик радийо-телевизийәси бу һәқтә тарқатқан мәхсус хәвиридә, зурих таможна идарисиниң башлиқи таня бируннерниң төвәндики сөзи нәқил кәлтүрүлгән:
“нурғун шиветсарийәликләр тор арқилиқ мал сетивалғанда малниң ишләпчиқирилған йери вә униң чеградин қандақ кириш әһвалини билмәйду. Биз һазир чәт әлдин кәлгән барлиқ посулкиларни наһайити әстайидиллиқ билән лазер нурилиқ пәрқләндүрүш үскүниси арқилиқ тәкшүрүватимиз. Бу йил шиветсарийәгә чәт әлдин келидиған посулкиларниң сани шиддәт билән көпийип, йеңи рекорт яратти, өткән йил чеградин киргән посулкилар 47 милйон 300 миң данә иди, әмма бу йилниң ахириғичә чеградин киргән посулкилар 55 милйон данидин ешип кәтти”.
“йеңи зурихлиқләр” гезити, “күндилик хәвәрләр” гезити вә башқа шиветсарийә ахбаратлириниң хәвәрлиридә дейилишичә, хитайниң сетиш супилири болған тему, винш вә шейинләрниң шиветсарийәдики сетивалғучилириға әвәткән почта йолланмилири ичидин ретсипсиз җанландурғучи һормун дора, хәтәрлик буюм, сахта маркилиқ саәт, қорал-ярағ, һәтта зәһәрлик мадда қатарлиқ қанунсиз мәһсулатлар байқалған. 14-Ноябирдики шиветсарийә дөләтлик радийо-телевезийәсиниң нәқ мәйдан хәвиридә, бәш күн ичидә 50 миң данә почта йолланмисини лазер нури арқилиқ тәкшүрүштә, 692 данә йолланминиң қанунсиз буюмлар икәнлики мәлум болған.
Шиветсарийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә шиветсарийә уйғур җәмийити “хитай-шиветсарийә әркин сода келишими” ни бикар қилиш үчүн 2020-йилидин башлап бирләшмә паалийәт башлатқан иди. Шиветсарийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси әндили қарахан, буниң шиветсарийә вә шиветсарийә хәлқиниң “хитай-шиветсарийә әркин келишими” ниң сәлбий тәсиригә учриғанлиқиниң нәтиҗиси икәнликини билдүрди.
Шиветсарийә мәтбуатлирида бу һәқтә елан қилинған обзорда “темо хәлқара сода әхлақини аяғ-асти қилди” дәп йезилған. Адәттә 62 шиветсарийә франкидин төвән болған хитай мели шиветсарийәгә баҗсиз киридиғанлиқи үчүн, хитайниң темо, шейин вә винш қатарлиқ тәминләш зәнҗирлири шиветсарийәгә әвәткән бәзи мәһсулатларға сахта талон кәсләнлики мәлум болмақта икән. Бу һәқтә шиветсарийәдики парчә сатқучилар қаттиқ наразилиқ билдүргән болуп, улар хитай тәминләш зәнҗирлириниң шиветсарийәдә әрзан баһалиқ вә сахта мәһсулатларни төкмә қилип сетишиға қарши чиқмақтикән. Бу һәқтә пикир баян қилған дуня уйғур қурултийи берлин ишханисиниң директори ғәюр қурбан, шиветсарийәдин ибарәт б д т қатарлиқ нурғунлиған хәлқаралиқ тәшкилатларниң баш иштаби җайлашқан дөләтниң хитайда қул әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған малларниң явропа базирида төкмә қилип сетилишиға базар болуп бәрмәсликини чақириқ қилди.
Игилинишичә, хитайниң тәминләш зәнҗири “тему” бу йилниң бешида 400 дин көпрәк хәлқаралиқ ширкәт вә иқтисадий гәвдидин тәркиб тапқан әзаси болған шиветсарийә тиҗарәт уюшмисиға әза болушқа илтимас қилған болсиму, әмма уларниң илтимаси бу уюшма тәрипидин рәт қилинғанлиқи мәлум. явропа иттипақи бу йил майда белгийә пайтәхти бирюсселда хитайниң парчә сетиш суписи болған темуниң қанунсиз мал сатқанлиқи вә хәлқара сода әхлақиға хилаплиқ қилғанлиқиға қарита мәхсус дело турғузуп дава ачқан иди.