Шивейтсарийә хитайниң шивейтсарийәдики уйғур вә тибәтләргә қарита паракәндичилик селиши һәққидә доклат елан қилди
2025.02.14

12-Феврал, шивейтсарийә федератсийә һөкүмити хитайниң шивейтсарийәдики тибәт вә уйғурларға қаратқан назарити һәққидики чоң һәҗимлик доклатни елан қилди. Федератсийә һөкүмәт тор бетидә: “федератсийә кеңиши шивейтсарийәдики тибәт вә уйғурларға аит доклатни тәстиқлиди, шивейтсарийәдики уйғур вә тибәт көчмәнләр хитайниң чегра сиртидики бастурушлириға учриған” дейилгән болуп, доклатта оттуриға қоюлғанлар кишини чөчүтиду.
Шивейтсарийә парламенти, федератсийә кеңишигә хитайниң шивейтсарийәдики тибәт вә уйғурларни бастурушини тәкшүрүшкә чақириқ қилғили төт йил болған болуп, мәзкур доклат басел университетидики хитай ишлири мутәхәссиси ралф вебер тәрипидин тәйярланғили бир йилдин ашқан болсиму, федератсийә кеңишиниң хитай билән болған әркин сода келишимини узартиш арзуси сәвәбидин, доклатни елан қилиш кечиктүрүлгәниди.
Әмма ахбаратлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң чақириқлири вә йеқинқи күнләрдә шивейтсарийә ахбаратлирида тарқалған партлатқуч характерлик хитайниң чегра һалқиған бастурушлириға мунасивәтлик хәвәрләр нәтиҗисидә федератсийә кеңиши 12-феврал бу доклатни елан қилған.
Бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилған, “хәлқара кәчүрүм тәшкилати” германчә ахбарат баянатчиси беат гәрбәр (Beat Gerber) бу һәқтә тохтилип өтти.
У мундақ дәйду: “гәрчә узунға созулған болсиму, доклатниң елан қилинишидин мәмнун болдуқ. Бу доклат хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң ‛хитайниң дөләт һалқиған бастуруши‚ һәққидики доклатида баян қилғанлириниң тоғрилиқини испатлиди: йәни хитай шивейтсарийәдә өктичиләргә бесим ишлитиватиду. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, доклатта ениқ көрситилгәндәк (бу дөләт һалқиған бастуруш шивейтсарийәдә яшайдиған кишиләрниң асасий һоқуқини чәкләйду). Әмма бәхткә қарши, буниңға қарита һөкүмәтниң тәдбирлири толуқ әмәс. Биз буниң йеңидин түзүлгән хитай истратегийәси вә нөвәттики әркин сода келишими даирисидики сөһбәттә оттуриға қоюлушини, кишилик һоқуқ тәсирини баһалашта етибарға елинишини тәләп қилимиз. Шивейтсарийә чоқум кишилик һоқуқ кеңишидики орнидин пайдилинип хитайни әйиблиши, тибәт вә уйғурларниң һоқуқи үчүн сөз қилиши керәк”.
Федератсийә кеңишиниң бу доклат һәққидә елан қилған ахбаратида “шивейтсарийә даирилириниң дөләт вә хәлқарада аллиқачан дөләт һалқиған бастурушниң алдини елиш үчүн йолға қоюватқан тәдбирләрни оттуриға қоюп, алдини елиш, маслаштуруш вә аңлиқлиқни ашуруш қатарлиқ бир қатар қошумчә тәдбирләрни тәвсийә қилип, мәсулийәтни айдиңлаштуруш вә дөләт һалқиған бастурушқа тақабил туруштики мәвҗут қаидә пиринсипниң үнүмини тәкшүрүш, федератсийә, өлкә вә шәһәр дәриҗилик дөләт һалқиған бастуруш билән мунасивәтлик барлиқ органларни сәзгүрләштүрүши керәк, шундақ болғанда улар бу хил паалийәтләрни пәрқләндүрәләйду вә уларға йетәрлик җаваб қайтуралайду” дейилгән.
Федератсийә кеңиши, “бу доклат билән дөләт бихәтәрлик кеңиши ташқи сиясәт комитетиниң 20.4333-Номурлуқ қарарини орундиди. Федератсийә кеңиши 21.3423-Номурлуқ соалға бәргән җавабида, бу доклатта шивейтсарийәдики уйғур миллитидикиләрниң әһвалиғиму диққәт қилишқа қошулди” дәп йезилған.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған “хәтәр астидики хәлқләрни қоғдаш тәшкилати” шивейтсарийә шөбисиниң директори анна ләйсең (Anna Leiseng) ханим өзиниң бу һәқтики қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
У мундақ дәйду: “шивейтсарийә һөкүмити, парламенти, шундақла җәмийәтниң тәдбир қоллиниш үчүн вәзийәтни билиши интайин муһим. Йәнә бир тәрәптин доклаттин сиңип кириш вә җасуслуққа аит мәсилиләрниң бәк көп тәкитләнгәнликини байқидуқ. Буниң, хитайниң мәсулийитини суслаштуруш вә җәмийәткә нисбәтән қорқунч һәм ишәнчсизлик кәйпияти пәйда қилидиған қаратмилиқи бар. Биз федератсийә кеңишиниң икки тәрәплик кишилик һоқуқ сөһбити даирисидә бу мәсилини хитай билән һәл қилишни қобул қилишқа болмайду, бу хил сөһбәтниң үнүмсиз икәнлики һәммимизгә аян дәп, қараймиз. Шуңа дөләт һалқиған бастурушқа ениқ бир ениқлима бериш вә униңға тақабил туруш үчүн мувапиқ қануний асас яритиш керәк”.
Мәзкур доклатта: “хитайниң шивейтсарийәдики сиясий паалийәтчиләрни системилиқ көзитидиғанлиқи, сүрәткә тартидиғанлиқи вә бәзән кишиләрниң биваситә тәһдиткә учриғанлиқи һәм тор һуҗуми вә алақә паалийитини назарәт қилинғанлиқидәк пакитларму бар”, дейилгән.
Хитайниң чегра һалқиған бастурушлириниң зиянкәшликигә учриғучилардин бири, шивейтсарийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси әндили қарахан, бу доклатниң елан қилинишиниң арқисидики йилларчә елип берилған үн-тинсиз хизмәтләр вә йеқинқи бир һәптә ичидә шивейтсарийә мәтбуатлирида елип берилған хитайниң чегра һалқиған бастурушлири һәққидики дағдуғилири һәққидә тохтилип, өзиниңму әйни вақитта бу доклат үчүн мәлуматларни бәргәнликини вә бу һәқтики қарашлирини радийомиз арқилиқ аңлармәнләр билән ортақлашти.
Елан қилинған бу доклатта: “хитайниң чәт әлләрдики уйғур, тибәт көчмәнлирини давамлиқ көзитиш вә уларни хитайға алдап яки мәҗбурий қайтуруш, җасуслуққа зорлаш, писхологийәлик бесим вә тәһдит пәйда қилип муһаҗирәт топлуқини бастуруш” һәққидики хитайниң һәр хил һийлә-микир вә нәйрәңлири ечип берилгәндин башқа йәнә, уйғурларниң 1960-йиллардин кейинки чәт әлгә көчүш әһвали, бу көчүшләрниң изчил түрдә һәр хил йоллар билән давам қилғанлиқи, 2009-йилидики 5-июл үрүмчи қирғинчилиқидин кейин уйғурларниң чәт әлгә чиқишиниң тәсләшкәнлики, әмма 2012-йилдин 2016-йилиғичә бу көчүшниң юқири сәвийә яратқанлиқи, 2017-йилидин башлап җаза лагерлириниң ашкара болуши билән бир вақитта бу көчүшниң тохтиған” лиқидәк җәрянларму инчикилик билән анализ қилинған.