Шиветсийә баш министири улф кристерссон “хитай мунбири” дә уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини тилға алған

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2023.06.01
Ulf-KRISTERSSON-shiwitsiye-bash-ministeri-01 Явропа иттипақиниң нөвәтчи рәиси, шиветсийә баш министири улф кристерссон (Ulf KRISTERSSON) явропа парламентида 6 айлиқ рәислик пирограммисини тонуштурмақта.
multimedia.europarl.europa.eu/screenshot

Явропа иттипақиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәватқан шиветсийә баш министири улф кристерссон, хитайға тақабил туруш тоғрулуқ үч түрлүк пикирни оттуриға қойған.

“фирансийә авази” радийоси 31-май елан қилған “шиветсийә баш министири хитай билән болған мунасивәтләр һәққидә тохталди: урсуланиң ейтқанлириниң асаси бар, тормузлиғандин хәтәрни азайтқан әвзәл” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, 30-31-май күнлири америка-явропа сода вә технологийә комитетиниң 4-нөвәтлик йиғини шиветсийәниң лулео шәһиридә чақирилған. Шу күни йәнә шиветсийә пайтәхти стокһолимда “хитай мунбири” йиғини өткүзүлүп, йиғинда америка вә явропаниң хитайға қаратқан сиясәтлирини көздин кәчүрүш, сода, юқири технологийә, сүний идрак, кәлгүси дуня тәртипи қатарлиқ мәсилиләрдә хитайға қандақ муамилидә болуш музакирә қилинған.

Хәвәрдә көрситишичә, америка вә явропа иттипақиға әза дөләтләрниң вәкиллири қатнашқан бу йиғинда нуқтилиқ һалда дуня тәртипини қоғдаш, хитайға тақабил турушниң чарә-тәдбирлирини издәш муһим музакирә темиси болған болуп, нөвәттә явропа иттипақиниң рәислик вәзиписини өтәватқан шиветсийәниң баш министири улф кристерссон ечилиш нутуқида хитайға тутидиған муамилә тоғрисида 3 түрлүк пикирни оттуриға қойған. Бу түрлүк 3 пикирниң бири “хәтәрни азайтишқа болған еһтияҗ вә буниң мәниси”, иккинчиси “қандақ қилғанда башқа дөләтләр билән болған мунасивәтләрни қоюқлаштуруп, хитайға тақабил турушниң чарилирини яритиш”, үчинчиси “явропа иттипақини хәлқарада ишәнчлик бир күчкә айландуруш” тин ибарәт болған.

явропа иттипақиниң нөвәтчи рәиси, шиветсийә баш министири улф кристерссон (Ulf KRISTERSSON) явропа парламентида 6 айлиқ рәислик пирограммисини тонуштурмақта.
Явропа иттипақиниң нөвәтчи рәиси, шиветсийә баш министири улф кристерссон (Ulf KRISTERSSON) явропа парламентида 6 айлиқ рәислик пирограммисини тонуштурмақта.
multimedia.europarl.europa.eu/screenshot

Шиветсийә баш министири улф кристерссон “хәтәрни азайтишқа болған еһтияҗ вә буниң мәниси” һәққидә тохталғанда, ғәрбликләр бундин 20 йиллар илгири күткән хитайниң әркинлик, демократийә йолиға меңиш арзулириниң көпүккә айланғанлиқини баян қилған. Шундақла күнсери тәрәққий қилип дунявий чоң күчкә айланған хитайниң 70-йиллардин һазирға қәдәр яратқан утуқлирини муәййәнләштүрүп, хитай билән килимат өзгириши, йәр шари характерлик сағламлиқ мәсилиси, қоралсизлиниш вә тоқунушларни һәл қилиш қатарлиқ хәлқаралиқ саһәләрдә йәнила һәмкарлишишниң зөрүрлүкини тәкитлигән. Буниң үчүн явропа комиссийониниң рәиси урсула вон дер лайинниң ‛тормузлиғандин, хәтәрни азайтқан әвзәл‚ дегән сөзиниң асаси барлиқини мисал қилип көрсәткән.

Әмма улф кристерссон сөзидә йәнә “барғансери мустәбитлик йолиға қарап илгириләватқан бир партийә һөкүмранлиқидики хитай” ниң дуня үчүн яритиватқан хәвплириниму әскәртип, ғәрб қиммәт қаришини һәмдә тибәт, уйғур, хоңкоң хәлқлириниң һәқлирини қоғдашни давамлаштуридиғанлиқини билдүрүп, мундақ дегән: “биз охшаш қараштики шериклиримиз билән бир йолда меңип, демократийә вә хәлқара қанунларни қоғдаймиз. Биз йәнә тибәт, шинҗаң, хоңкоңни өз ичигә алған хәлқләргә қарита йүргүзүлүватқан хитайниң кишилик һоқуқ таҗавузчилиқи қилмишлириға ортақ тақабил туримиз.”

Явропа иттипақиға әза дөләтләр вәкиллири билән америка вәкиллириниң хитайға тақабил турушниң чарә-тәдбирлирини музакирә қилиши асаслиқ тема болған бу йиғин һәққидә тохталған норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәр әпәндиниң қаришичә, икки тәрәпниң хитайға ортақ қарши туруш мәсилисидә йәнила бәлгилик пикир ихтилапи вә муҗимәлликлириниң мәвҗутлуқи аян болмақта икән.

Улф кристерссон “қандақ қилғанда башқа дөләтләр билән болған мунасивәтләрни қоюқлаштуруп, хитайға тақабил турушниң чарилирини яритиш” дегән тема һәққидә тохталғанда, русийәниң украинаға таҗавуз қилиши, хитайниң русийәни қоллиши, американиң ғәрб дөләтлири билән бирлишип украинаға ярдәм қилиши, хитайниң күнсери күчийиватқан тәйвән тәһдити қатарлиқ бир қатар мәсилиләрни мисал қилип өткәндин кейин, “явропаниң дости хитай әмәс, бәлки америкадур” дегән хуласини чиқарған вә қиммәт қарашлири пәрқләнмәйдиған америка билән болған мунасивәтни йәниму күчәйтишни тәшәббус қилған.

Шиветсийә баш министири улф кристерссонниң сөзигә қариғанда, шиветсийә һөкүмити йеқинда “дөләтлик хитай ишханиси” намлиқ мәхсус бир органни тәсис қилип, униңға зор миқдарда мәбләғ аҗратқан, хитайни һәр саһәдә инчикә тәһлил қилиш хизмитини башлиған. Д у қ ниң шиветсийәдики баянатчиси дилшат решит әпәндиниң билдүрүшичә, шиветсийә һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши туруватқан америка һөкүмитигә тутуватқан позитсийәси, хитайға қарита муамилисидин зор дәриҗидә пәрқлиқ икән һәмдә һазирға қәдәр уйғурлар тоғрисида түзүк авазини чиқармайватқан шиветсийәниң һакимийәт қатлимида уйғурлар мәсилиси йәнила муһим бир тема сүпитидә мәвҗут болуп турмақта икән.

Улф кристерссон “явропа иттипақини хәлқарада ишәнчлик бир күчкә айландуруш” һәққидә тохталғанда, қиммәт қарашлирида ортақлиқ болған барлиқ демократик дөләтләр билән зич һәмкарлишип, явропалиқларниң шәрәплик әнәнисигә айланған демократийә вә әркинликниң үлгиси болуштәк нопузини күчләндүрүшни, болупму явропа иттипақидики 27 дөләтниң бир мушт болуп уюшуп, хитайға ортақ тақабил турушниң зөрүрлүкини тәкитлигән.

У сөзиниң хатимисидә мундақ дегән: “пүтүн дунядики демократик дөләтләр өзлириниң әвзәлликлиригә таянғандила риқабәт күчигә, мувәппәқийәткә вә җәлпкарлиққа игә болалайду. Қиммәт қарашлиримизни қоғдаш буниң ичидики һәммидин муһим нуқта. Бирақ, мушундақ қилмақчи болған вақтимизда, бизниң пүтүн дуня даирисидики һәр бир тупрақта әң яхши нәтиҗиләрниң рояпқа чиқишиға еһтияҗимиз туғулиду. Бизниң моһтаҗ болуватқинимиз явропа иттипақиниң ичкий қисмидики истратегийәлик иттипақлиқ вә иттипақимизниң сиртидики истратегийәлик һәмкарлиқ мунасивәтлиридур. Бу бәлким явропа иттипақиниң өз мәнпәәтлирини қоғдиши һәмдә универсал қиммәт қариши үчүн күрәш қилиши еһтияҗлиқ болған ишәнчни турғузушниң асаси болуп қелиши мумкин.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.