Америка авам палата әзалири трамп һөкүмитини уйғур мәсилисидә хитайни җавабкарлиққа тартишқа чақирди
2019.03.05

Америка дөләт мәҗлисиниң бир қисим әзалири өткән йили 8-айда америка ташқи ишлар министири майк помпейоға мәктуп йезип, уни хитайниң уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарита тәдбир қоллинишқа, “магнитиский кишилик һоқуқ қануни” ни ишқа селип, буниңда җавабкарлиқи бар әмәлдарларни җазалашқа чақирған иди. Лекин уларниң қаришичә, майк помпейо өткән йили 9-айда уларға ембарго қоюшни билдүргән болсиму, лекин һөкүмәт һазирға қәдәр буниңға қарита йетәрлик тәдбир қолланмиған.
Америка авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң 4 нәпәр демократик вә җумһурийәтчи әзаси 4-март күни майк помпейоға йәнә мәктуп йезип, трамп һөкүмитини хитайниң уйғур мусулманлирини дәпсәндә қилишиға қарита йетәрлик тәдбир қолланмаслиқи билән тәнқид қилған шуниңдәк һөкүмәтни хитайниң уйғур районидики қилмишини җавабкарлиққа тартишқа үндигән. Мәктупта, бу ишниң интайин җиддий мәсилә икәнлики әскәртилип: “хитай мәркизи вә районлуқ һөкүмитиниң сиясити шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур вә башқа түркий мусулман хәлқләрниң түп әркинликини рәт қилип, ‛қайта-тәрбийәләш‚, ‛террорлуққа қарши туруш‚ намида кәң көләмлик тәқибләш вә қамаш программисини йүргүзүп кәлди. Бир милйондин артуқ уйғур вә башқа мусулман милләтләр уларниң кимлики, тили вә тарихини йоқитиш һәрикитиниң бир қисми сүпитидә ‛сиясий қайта-тәрбийәләш лагерлири‚ ға қанунсиз қамалмақта” дейилгән.
Мәктупта йәнә бәзи америка ширкәтлириниң хитайниң хәйкаң, дахуа техника ширкити билән һәмкарлиқи сәвәблик хитайниң уйғурларни җазалишиға һәссә қошуватқанлиқиға даир хәвәрләрниң өзлирини қаттиқ биарам һес қиливатқанлиқиму билдүрүлгән. Мәктупта, бихәтәрлик ширкити- “авангарт мулазимәт гуруһи” ниң уйғур районида мәшиқ мәркизи қурғанлиқи, америка био-техника ширкити-термо фишерниң уйғур райониға д н а әвришкисини рәтләш әсваби сетип бәргәнлики алаһидә тилға елинип, “униң қандақларчә бу әсвабни сетишиға йол қоюлғанлиқи һазирға қәдәр ениқ әмәс” дәп тәкитләнгән.
Америкадики әркинлик сарийи трамп һөкүмитини хитай әмәлдарлириға ембарго қуюшқа чақирип келиватқан кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бири. Мәзкур тәшкилатниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси сара кукниң билдүрүшичә, уйғурларниң вәзийити бәк җиддий мәсилә болуп, америка һөкүмитиниң қолида хитай әмәлдарлирини агаһландуридиған үнүмлүк қораллар бар икән. У, 5-март күни зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мән бу йәрдә хитай әмәлдарлириға ембарго қоюшниң болупму магнитиский қануниға асасән ембарго қоюшниң қанчилик зөрүрлүкини қайта тәкитләймән. Лекин, бу йәрдә хәлқара диний әркинлик қанунини ишқа селип техиму көп ишларни қилғили болиду. Лекин, бу қанун көп һалларда бәк ишқа селинмиғачқа биз униң әһвалини билмәймиз. Бу қанун америка һөкүмитиниң бу хил дәпсәндичиликни тохтитишидики интайин муһим қораллириниң бири”.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң немә үчүн һазирға қәдәр “магнитиский қануни” яки “йәр шари диний әркинлик қануни” ни ишләтмигәнликиниң сәвәби мәлум әмәс. Америка ташқи ишлар министирлиқи 5-март күни радийомизға йоллиған язма баянатида, хитайни уйғур районидики сәлбий сияситигә хатимә беришкә үндигән. Лекин, ембарго мәсилисини чүшәндүрмигән. Баянатта, хитай лагерларни “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” дәп тәриплисиму, лекин шаһитларниң баяни вә сүний һәмраһ рәсимлириниң бу хил тәрипләшни инкар қиливатқанлиқи әскәртилип: “биз давамлиқ хитайни бу хил сәлбий сиясәткә хатимә беришкә, халиғанчә тутқун қилинған барлиқ кишиләрни қоюп беришкә, чәтәлләрдә турушлуқ мусулман аз санлиқ милләт кишилирини хитайға қайтип келип ениқсиз тәқдиргә муптила қилишни тохтитишқа чақиримиз” дейилгән.
Америка авам палата әзалириниң мәзкур мәктупи авам палата ташқи ишлар комитетиниң рәиси еллиот әнгел, демократик авам палата әзаси брәд шерман, җумһурийәтчи авам палата әзаси тәд йоһо вә кристофир симитлар тәрипидин йезилған. Бу авам палата әзалириниң майк помпейоға йеқинқи 6 ай ичидә 2-қетим мәктуп йезишидур.
Бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, америка авам палата әзалириниң мәктупи интайин күчлүк сигнал икән. Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқи ишлар директори луиса грев, мәктупниң кишигә илһам беридиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “мәктуп адәмгә пәвқуладдә илһам бериду. Йеңи дөләт мәҗлисиниң авам палата ташқи ишлар комитети уйғурларниң кишилик һоқуқини қоллашта наһайити күчлүк ирадисини ипадилимәктә. Комитет рәиси әнгел вә униң хизмәтдашлири америкиниң бу мәсилигә күчлүк инкас билдүрүп, хитайдики бу кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини, болупму уйғур районидики қорқунчлуқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтитишта һәр қайси сиясий-партийә гуруһлар мәйданиниң ортақ икәнликини намаян қилди”.
Униң илгири сүрүшичә, америка вә башқа демократик дөләтләр бу мәсилигә инкас билдүрүштә бәк кәч қалмақта икән. У, әгәр демократик дөләтләр хитай билән болған нормал алақисини тохтатмиса, бу хитайниң кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қилишиға йешил чирағ йеқип беридиғанлиқини билдүрди. Луиса грев мундақ дәйду: “америка вә инсанларниң иззәт-һөрмитигә әһмийәт беридиған дөләт вә һөкүмәтләр хитай билән болған нормал алақини хели бурунла тохтитиши керәк иди. Хитай билән нормал алақини йәнә давамлаштурушқа болмайду. Дуняға мәлум болғандәк хитай һөкүмити 21-әсирдә җаза лагерлирини қуруп, етник, диний гуруһларни вә бәзи диндарларни нишанға алмақта. Қисқиси, хәлқара рәһбәрләрниң уйғур районидики ишларда сүкүт қилиши хитай компартийәсиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә йеқилған йешил чирағ дәп, қарилиши мумкин.”
Әркинлик сарийидики сара кук уйғур мәсилисиниң қанчилик җиддий мәсилә икәнликидә луиса грев билән охшаш тонушқа игә. Униң қаришичә, һөкүмәт бу мәсилини қанчилик тез тәдбир қолланса шунчилик көп кишиниң һаятини қоғдап қалидикән. У мундақ дәйду: “шинҗаңда йүз бериватқан ишлар униңға қарита җиддий тәдбир қоллинишни керәк қилиду. Чүнки, бәк көп адәм тутқунда туруватиду. У йәрдә кишиләрниң хорлашқа учраватқанлиқи, қәбиһ васитиләр билән тән җазасиға дучар болуватқанлиқи, өлүм-йетимләрниң көпийиватқанлиқи бизгә сир әмәс. Шуңа, униңға арилашсақ нурғун кишиләрниң һаятини қутқузуп қалидиғанлиқимизни билишимиз керәк. Болмиса вақит узарғансери техиму көп киши өлиду”.
Авам палата әзалириниң мәктупида, “авангарт мулазимәт гуруһи” ниң уйғур районида мәшиқ мәркизи қуруши, термо-фишер ширкитиниң д н а әвришкисини рәтләш әсваблирини сетиши қатарлиқ һадисиләр уйғур райониниң кишилик һоқуқ мәсилисигә аммиви һошярлиқни өстүрүшниң зөрүрлүкини көрситипла қалмай, буниңда мәсулийити бар хитай әмәлдарлириниң җавабкарлиқини сүрүштүрүшниң зөрүрлүкини көрситип бәргәнлики тәкитләнгән. Мәктупта йәнә америка һөкүмитиниң америка ширкәтлириниң мәзкур райондики мәшғулати, хитай билән болған кишилик һоқуқ сөһбити қатарлиқ бир қатар мәсилиләргә җаваб бериши тәләп қилинған.