Д у қ түрк тәшкилатлири билән җаза лагерлириға қарши һәмкарлиқ орнатмақта
2019.02.20

Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири германийәниң көлн, франкфурт, нүрнберг қатарлиқ шәһәрлиридики түрк тәшкилатлириниң баш шитаблирини зиярәт қилди.
19-Февралдин башлап д у қ рәһбәрлири германийәниң бир қанчә чоң шәһәрлиридики түрк тәшкилатлириниң баш шитабини зиярәт қилип, хитайниң уйғур диярида тәсис қилған җаза лагерлириға қарши ортақ һәрикәт қозғаш ишлирида өз-ара һәмкарлиқлар орнатқан.
18-Феврал америкидики бир һәптилик зияритини ахирлаштуруп мюнхен шәһиригә қайтип кәлгән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, 19-февралдин етибарән германийәниң һәрқайси җайлиридики түрк тәшкилатлири билән һәмкарлиқ орнитиш мәқситидә паалийитини башливәткән.
Германийәниң көлн шәһиридин зияритимизни қобул қилған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди тунҗи болуп мәркизи көлндә болған “хәлқара түрк демократлар бирлики” ни зиярәт қилғанлиқини һәмдә мәзкур тәшкилатниң рәиси бүләнт билги әпәнди билән сөһбәтләр өткүзүп, алдимиздики айларда германийә тәвәсидә хитайниң җаза лагерлириға қарши бирликтә паалийәтләр уюштуруш тоғрисида пикир бирлики һасил қилғанлиқини тилға алди.
Бу қетимқи паалийәттә д у қ рәиси долқун әйса әпәндигә қурултай диний ишлар комитетиниң мудири, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун вә қурултай фондиниң мудири абдуҗелил әмәт әпәндиләрму һәмраһ болуп барған.
Турғунҗан алавудун әпәнди “хәлқара түрк демократлар бирлики” дин башқа йәнә бу икки күндә германийәниң башқа шәһәрлиридики бир қисим тәсири зор түрк тәшкилатлири биләнму сөһбәтләр елип берилғанлиқини билдүрди.
Қурултай фондиниң мудири абдуҗелил әмәт әпәнди бу қетимқи зиярәттә асаслиқи хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулум сиясәтлиригә, болупму җаза лагерлириға қарши түрк тәшкилатлири билән иш бирлики қурушниң муһим мәқсәт қилинғанлиқини илгири сүрди.
Д у қ рәһбәрлириниң бу қетимқи зиярити һәққидә тохталған долқун әйса әпәнди алдимиздики айларда түрк вә башқа ислам әллири хәлқлири билән һәмкарлишип, пүтүн дуня миқясида хитайға қарши зор һәрикәт долқуни қозғайдиғанлиқини, буниң үчүн “шәрқий түркистан һәмкарлиқ мунбири” қуруш хизмитиниң җиддий давам қиливатқанлиқини тәкитлиди.
Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, алдимиздики 3-айларда түрк вә башқа ислам тәшкилатлири, кишилик һоқуқ органлириниң һәмкарлиқида б д т һәмдә явропа иттипақиниң мәркизидә шундақла 4-айларда йәнә вашингтонда көлими зор болған намайишлар уюштурулидикән. Дуняниң охшимайдиған әллиридә йәнә хитайға қарши һәр түрлүк илмий муһакимә йиғинлири өткүзүлидикән.