Зиялийлар уйғур ели университетлирида күчәйтиливатқан сиясий сапа тәрбийисидин әнсиримәктә
2016.08.19
Хитайниң һөкүмәт хәвәрлири вә радийомиз игилигән әһваллардин йеқинқи бирқанчә йилдин буян уйғур дияридики университетларда оқутқучилардин сиясий сапани өстүрүшни тәләп қилиш вә оқуғучиларға сиясий тәлим тәрбийини күчәйтиш вәзийити шәкилләнгән. Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилған университет оқутқучилири наразилиқини ипадиләп “университетларда илгири оқутуш вә тәтқиқат тәкитлинәтти, мана һазир сиясий сапа алдинқи шәрт қилиниши бизни әнсирәтмәктә” дейишти.
Хитай вә уйғур вәзийитини көзәткүчиләр болса, хитайда әвҗ еливатқан һәммидә хитай һөкүмитиниң сияситини мәдһийиләш тәшәббусиниң, һазирқи университетларни билим юртлириға әмәс, бәлки мәдәнийәт инқилабий мәзгилидики сияси тәшвиқат мәйданиға айландуруп қоюватқанлиқи” ни билдүрди.
“ илгири алий билим юртлирида тәтқиқат вә илмий мақалә тәкитлинәтти, әмма һазир һәммидә сиясий сапа тәкитлинидиған болди. Бу йилму язлиқ тәтилимиз қисқартилип, оқутқучилар муддәттин илгири йиғивелинип сиясий өгиниш башлинип кәтти. Өгиништә рәисимиз ши җиңпиңниң " ғәрб идеологийисиниң алий билим юртлириға сиңип киришини тосуш" һәққидики йолйоруқи вә маарип министирлиқиниң бу һәқтики һөҗҗәт - бәлгилимилирини өгинип тәсират йезип, ипадә билдүрүватимиз. 2016 - Йили милләтләр иттипақлиқи йили дәп бәлгиләнгәндин буян, мәктипимиздә йәнә аптоном районлуқ парткомниң серитари җаң шуҗи вә рәис шөһрәт закирниң алий мәктәпләрдә диний радикаллиқниң ямришиниң алдини елип, оқуғучиларға заманиви мәдәнийәт еңини сиңдүрүш, милләтләр иттипақини тәкитләш тәрбийисини күчәйтиш тәкитләнмәктә. Оқуш башлиништин илгирики сиясий өгиниш давамида йәнә, факолтитларда 4 тә яхши оқутқучиларни баһалап чиқимиз. Мана бу, бүгүнки алий мәктәп оқутқучилириниң мәшғулати. Йәнә 9 - ай оқутқучилар байримидиму шундақ. Һазир кава пул әмәс, бараң пул болуп қалди.”
Мана бу җәнубий уйғур дияридики бир алий мәктәп оқутқучисиниң радийомиз зияритини қобул қилғанда, өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән ейтқан йүрәк сөзлири.
Радийомиз игилигән әһваллардин уйғур аптоном райониниң мәркизи болған үрүмчи шәһиридики университетлардики вәзийәтму охшаш болуп, өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән үрүмчидин зияритимизни қобул қилған йәнә бир оқутқучи 15 - авғуст дүшәнбә күнидин башлап мәзкур мәктәптики оқутқучилар йиғивелинип, һәрқайси институтларда сиясий өгинишкә орунлаштурулғанлиқини билдүрди.
Бу оқутқучиниң билдүрүшичә, оқутқучилар күзлүк оқутуштин муддәттин илгири йиғивелинип, елип берилған сиясий өгиништә алди билән бултур қишлиқ тәтилдә хитай маарип министирлиқи тәрипидин рәсмий елан қилинған “университетларда ғәрб қиммәт қариши ипадиләнгән идеологийиниң ямришиниң алдини елиш” уқтурушиға аит конкрет һөҗҗәт - материялларни өгинишкә вә оқутқучиларни өзиниң бу һәқтики тәсиратлирини баян қилишқа орунлаштурған. Ундин башқа уйғур аптоном райониниң тәйинләнгән әмәлдарлири җаң чүншйән, шөһрәт закир қатарлиқларниң “диний радикаллиқни түгитиш”, “мәктәпләрдә оқуғучилар арисида диний кәйпиятниң күчийишиниң алдини елиш”, “милләтләр иттипақлиқи” қатарлиқ мәсилиләр һәққидә маарип саһәсидә ечилған йиғинларда бәргән доклатлирини өгинип, буларни өзиниң күндилик хизмәтлиригә тәтбиқлаш вә оқуғучилар хизмитидә бу мәсилиләрни чиң тутушқа вәдә бериш” тәләп қилинған.
Үрүмчидики университетлардин шинҗаң университети, пидагогика универиситети, тиббий университет, маарип иниститоти қатарлиқ бир қанчә универиситетлардики мәктәп ишханилириға телефон қилип әһвал игиләшкә тиришқан болсақму, әмма университет ишханилириниң телифонлири елинмай, издинишлиримиз җавабсиз қалди.
Радийомизға әһвални инкас қилған оқутқучилардин бирәйлән университет ишханилиридики хизмәтчи хадимларға адәттә чәтәлләрдин урулған телефонларни алмаслиқ яки мәктәпниң әһвали һәққидә соралған соалларға җаваб бәрмәслик уқтуруши ички җәһәттин тарқитилғанлиқини билдүрүп, мәктәп торлиридиму университетларда барғанчә күчәйтиливатқан сиясий тәлим - тәрбийигә аит мунасивәтлик хәвәрләрниң барғанчә көпийиватқанлиқини билдүрди.
Қәшқәр университетиниң 11 - авғуст берилгән бир хәвиридә, 10 - авғуст җилин университетиниң партком секритари қәшқәр университетиға башлап кәлгән зиярәт өмикини қарши елиш мурасимида, қәшқәр университетиниң мәктәп мудири әркин өмәр, мәктәп партком секритари хумиң қатарлиқларниң җилин университетидин кәлгән зиярәт өмикигә оқуғучиларға қарита елип барған сиясий тәлим - тәрбийә хизмити, милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси, алий мәктәп оқуғучилирини башқуруш түзүми қатарлиқ 3 мәсилини қәшқәр университетиниң нәтиҗиси сүпитидә тонуштурғанлиқи қәйт қилинған.
Үрүмчидики пидагогика университетиниң мәктәп торида бу йил язлиқ тәтилдин илгири мәзкур университетта икки ай давамлашқан нутуқ сөзләш паалийитиниң һәл қилғуч мусабиқисиниң нәқ мәйдан көрүнүшиниң синалғу филими берилгән болуп, мәзкур филимдә нәтиҗигә еришкән оқуғучиларниң “диний радикаллиққа зәрбә берип, милләтләр иттипақлиқини тәкитләш” темисида сөзлигән нутуқлири әйнән берилгән.
Һазир университетларда мәйли унван баһалаш болсун, яки илғар оқутқучиларни баһалаш болсун вә яки шу оқутқучиниң бирәр тәтқиқат темисини илтимас қилишида болсун, алди билән сиясий сапа сүрүштүрүлидиғанлиқини билдүргән бир оқутқучи өз әһвалини вә университетларда күчәйтиливатқан сиясий сапа тәлипигә наразилиқини ипадиләп, мундақ деди:
“1990 - йили университетни түгитип мәзкур мәктәпкә кәлгәндин бери тиришип ишләватимән, бирқанчә қетим билим ашурдум. Илмий мақалилиримму журналларда елан қилиниватиду. Әмма унван баһалашқа қоюлуватқан сиясий тәләпләр күчәйгәнсери дотсент, профессор дегәндәк илмий унванларға илтимас қилиштин ялтайдим. Чүнки мән биринчидин компартийә әзаси әмәс, иккинчидин мәктәптә мәмурий хизмәт қилмаймән. Һәр икки нөвәт синип тәрбийичиси болдум, әмма синипимда намаз оқуған оқуғучилирим байқилип қелип, икки қетимлиқ унван баһалашта қелип қалдим. Йеқинқи йилларда үрүмчидә әйни чағда мән билән тәң оқуш пүттүрүп алий мәктәпләрдә ишләватқан нурғун оқутқучилар мәктәптин айрилди. Бәзиләр чәтәлләргә оқушқа чиқип кетип қайтип кәлмиди, бәзиләр муддәттин илгири дәм елишқа чиқиватиду. Бәлким йеқин арида мәнму муддәттин илгири дәм елишқа чиқиш илтимаси сунушум мумкин. Чүнки түгүмәс йиғин вә сиясий өгинишләр бәкла чарчитивәтти.”
Чәтәлләрдики хитай вәзийити күчәткүчилиридин илгири шинҗаң университетида оқутқучилиқ қилған, кейин америкидики харвард университетида түрки тиллар тәтқиқатида докторлуқ унвани алған мустәқил тәтқиқатчи доктор қаһар барат әпәнди вә нюйорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр профиссори, вәзийәт анализчиси шя миң әпәндиләр зияритимизни қобул қилип, университетларда барғанчә күчийиватқан сиясий сапани тәкитләш вәзийитигә болған әндишисини ипадилиди.
Доктур қаһар барат әпәнди өз қаришини оттуриға қоюп, хитайда йеқинқи йилларда қайтидин әвҗ еливатқан университетлардики “сиясий тәлим тәрбийини күчәйтиш” шамилиниң алий мәктәпләрдики илмий тәтқиқат муһитини суслаштуруп, билим адәмлирини сиясий бурухтумлуқ муһитиға елип кириватқанлиқини билдүрүп, буниң уйғурларниң пән - маарип тәрәққиятини техиму еғир дәриҗидә вәйран қилидиғанлиқини билдүрди.
Профессор шамиң әпәнди болса, университетларда сиясий сапани тәкитләш шамилиниң пәқәт уйғур дияри вә тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләр районидила әмәс, бәлки хитайниң йеңи нөвәтлик рәиси ши җиңпиң тәхткә чиққандин буян, пүткүл хитай өлкилиридики университетларда әвҗ еливатқанлиқини билдүрүп, университетларда илмий әмгәк әмәс, бәлки сиясий тәлим тәрбийини тәкитләш шамилиниң ши җиңпиң һөкүмитиниң өз һакимийитидин әнсириши сәвәбидин йүз бериватқанлиқини илгири сүрди.
Профессор ша миң әпәнди мундақ деди:“мәнму илгири хитайда университет оқутқучиси болуш вә 1989 - йили бейҗиңда йүз бәргән оқуғучиларниң демократийини тәләп қилиш намайишиниң шаһиди болуш сүпитим билән хитай университетлирида елип берилидиған сиясий өгинишләрниң әһвали вә хитай университетлирида оқутқучиларға сиясий сапаниң тәкитлинишиниң сәвәбини яхши чүшинимән. 1989 - Йилдики " бейҗиң оқуғучилар һәрикити" дин кейинму мәктипимиздә сиясий өгиниш күчәйтилгән иди. Нөвәттә йеңи нөвәтлик хитай коммунист һөкүмити рәиси ши җиңпиң тәхткә чиққандин буян " алий мәктәпләрдә ғәрб идеологийисиниң тәсирини тосуш” намида йәнә бир қетимлиқ сиясий тәшвиқат паалийити күчәйтиливатиду. Әлвәттә уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләр олтурақлашқан районлардики алий билим юртлирида йәнә “миллий бөлгүнчилик, дөләтни парчилаш вә диний әсәбилик идийилиригә зәрбә бериш, милләтләр иттипақлиқини тәкитләш дегән мәзмунларму қошулиду. Әмма хитай коммунист һөкүмитиниң алий билим юртлири болған университетларда илим - пән тәтқиқати, маарип, йеңилиқларни тәшәббус қилишқа қариғанда сиясий - тәлим тәрбийини техиму күчәп тәшвиқ қилиши, әмәлийәттә ши җиңпиң һөкүмитиниң өз һакимийитигә болған наразилиқ кәйпиятиниң күчийишидин әнсириши, өз һакимийитини мустәһкәмләшкә урунуши сәвәбидин боливатиду.”
Доктор қаһар барат әпәнди йәнә, нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә тохтилип, уйғур дияридики университетларда барғанчә күчәйтиливатқан сиясий тәлим тәрбийә шамилиниң, өткән әсирниң 60 - 70 - йиллиридики мәдәнийәт зор инқилаби дәвридики вәзийәтни әслитидиғанлиқини билдүрүп, нөвәттә алий билим юртлиридиму сиясий тәшвиқатларниң тәкитлиши, сиясий өгиниш намида оқутқучиларниң өзини тәкшүрүшкә мәҗбурлиниши қатарлиқ вәзийәтниң бир түркүм университет оқутқучилирини илмий тәтқиқат муһити барғанчә суслашқан университетлардин вә өзи сөйүп таллиған дәрс мунбиридин ваз кечишкә мәҗбур қиливатқанлиқини билдүрди.
Профессор ша миң әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң алий мәктәпләрдә сиясий тәлим тәрбийини тәкитләш билән биллә йәнә, оқуғучиларни өз оқутқучилириниң синиптики дәрс өтүш әвалини көзитиш вә мәктәпниң сиясий бөлүмлиригә оқутқучилар әһвалидин учур йәткүзүшкә орунлаштуруп, оқутқучиларға сиясий җәһәттин техиму зор бесимларни пәйда қилип уларни өз хизмитидин қоғлиниш, тутқун қилиниш, хитай дөлитини тәрк етишкә мәҗбур болған әһвалларниму нәқил алди.
Ша миң әпәнди мундақ деди:“билишимчә, хитай коммунист һөкүмити алий билим юртлирида бир қисим оқуғучиларға иқтисадий җәһәттин ярдәм бериш һесабиға уларни өз оқутқучилирини көзитишкә, назарәт қилишқа һәтта оқутқучиларниң һөкүмәтниң сияситигә болған наразилиқ сөзлирини топлап доклат қилишқа салидиған әһвал омумлашқан. Илгири 60 - йилларниң ахиридики мәдәнийәт зор инқилаби дәвридә оқуғучилар университетларда өз оқутқучилири үстидин сиясий күрәш қилған болса, 1989 - йилдики тйәнәнмин оқуғучилириниң демократийини тәләп қилиш һәрикитидин кейин, оқуғучи ишпийонлар көпәйтилди. Әйни чағда нурған университет оқутқучилириниң дәрс мунбиридин қоғлиниши, һәтта америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлиригә панаһлиқ тиләп чиқип кетишигә мушундақ амиллар сәвәб болған. Һазирму университетларда бу хил сиясий бесим күчийиватиду. Мәсилән, мәркизи милләтләр университетиниң иқтисад пәнлири дотсенти уйғур зиялийси илһам тохтиға муддәтсиз қамақ җазаси һөкүм қилинған сотта, униң үстидин топланған аталмиш “миллий қутратқулуққа тәшәббус қилиш, дөләтни парчилашқа урунуш” қатарлиқ җинайи пакитларниң униң дәрсханидики лексийилиридики мәзмунлардин елинғанлиқи тилға елинған иди. Мән билидиған бир түркүм университетлардин сиясий сәвәбтин қоғланған оқутқучиларму өзлириниң дәрсханидики лексийилири сәвәбидин хизмитидин айрилип қалғанлиқини билдүргән иди. Шуңа һазир хитай университетлирида давамлишиватқан сияси тәлим - тәрбийини зиядә тәкитләш шамили хитай зиялийлирини әнсирәтмәктә.”