Доктор аспирант таһир мутәллип қаһири: “дадам билән көрүшүшкә мувәппәқ болдум, әмма көңлүм йәнила йерим”
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.03.04
2019.03.04

Қәшқәрдики атақлиқ исимшунас мутәллип сидиқ қаһириниң тутқунда икәнлики өткән йили 11-айда радийомиз тәрипидин ашкариланғандин кейин, униң германийәдә оқуватқан оғли таһир мутәллип қаһири дадисиниң из-дерикини елиш үчүн җиддий һәрикәткә өткән иди.
Дәсләптә германийәдики хитай әлчиханиси вә қәшқәр университети билән алақилишип һечқандақ учурға еришәлмигән таһир мутәллип ахири әһвални хәлқара ахбаратқа ашкарилиған һәмдә алақидар хәлқара тәшкилат вә дөләт органлиридин дадисиниң из-дерикини қилишта ярдәм сориған иди.
У һәрикәткә өтүп 4 айдин кейин, йәни 3-айниң 1-күни, 17 айдин бери алақиси үзүлгән дадиси билән видийолуқ көрүшүшкә муваппәқ болған.
Юқиридики аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.