Хитай юмтал содигири ло: “лагерларни шинҗаңдики хитайлар ашкарилиши керәк”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.01.31
lager-yighin-meydani.jpg Тәрбийәләш лагеридикиләргә түрмидики мәһбусларға охшаш кийим кийдүрүлгән болуп, йиғин ечиватқан көрүнүш.
Social Media

Мухбир: ло әпәнди, сиз уйғур елидә 3 милйончә уйғурниң лагерда икәнлики һәққидә тохталған идиңиз, сиз бу учурға қандақ игә болдиңиз?

Ло әпәнди: буни хитайниң ички өлкисидики бир достумдин аңлидим. Йәнила шинҗаң билән алақилишиватқан достлирим бар. Униң үстигә бу сан давамлиқ ешип бериватқан болуши мумкин, чүнки давамлиқ адәмләр тутулуватиду дәйду.

Соал: һазирму уйғур елидә достлириңиз барму?

Җаваб: бар, һазирму бар, лекин көпинчиси билән алақәм үзүлүп қалди, из-дерәксиз йоқап кәтти. Мән билидиған уйғурларниң һәммиси интайин қаидилик, адил, һаянкәшлик қилмайду, тинч адәмләр, һечқачан топлишип иш чиқирип, бизниң һаятимиз яки бир ишимизға кашила қилғанму әмәс. Шуңа мениң әнсирәйдиғиним бәлким һазир пәқәтла уйғурларни тутуватқан болсиму, кәлгүсидә коммунист хитай һөкүмитини өзигә қарши идийәдики торда инкас қилғучиларни вә әрз қилғучи дәвагәр хитайларниму тутуп лагерларға солиши тамамән мумкин.

Соал: сиз өзиңизму дәватисиз, гәрчә уйғур елидә 3 милйондәк киши лагерда болсиму, уларниң ичидә хитайлар асасән йоқ дейәрлик дәп, демәк, хитайлар йәнила әркин йүрәләйду. Ундақта, уларниң бу зулумға инкас қайтурмаслиқи пәқәт қорқуштинму яки хитайниң уйғурларға йүргүзгән сиясәтлирини қоллаватқинидинму?

Җаваб: мән ундақ қаримаймән, улар көрәләйду, әмма дейиштин қорқиду, дөләтни парчилашқа четилиштин қорқуп җүрәт қилалмайду. Сөңикидин қорқунчақ.

Соал: хитайниң ички өлкилиридиму шундақ лагерлар барму?

Җаваб: һазирчә мән лагерни аңлап бақмидим, бар дийилсиму илгири фалонгоңчиларни кәң көләмлик тутуп тәрбийәлигән вә һазирғичә давамлишиватқан өзгәртиш орунлирини лагер дейишкә болиду, лекин шинҗаңдикидәк у қәдәр кәң көләмлик лагер йоқ.

Мухбир: сизниңчә, хитайниң бу лагерларни қуруп, уйғурни солаштики мәқсити немә?

Җаваб: мениңчә, ахирқи мәқсәт уларни йоқ қиливетиш. Чүнки һазир һәр хил гуманлар билән наһәқ соланған бу бигунаһ кишиләрни һәр қанчә тәрбийәләп чиқиривәтсиму ахири наһәқчиликкә учриған бу инсанлар һәқлирини қоғдаш үчүн наразилиқини ипадә қилиш йолини издәйду. Шуңа хитай һөкүмити ахирида уларни тамамән йоқ қиливетиши, йәни җисмини йоқ қиливетиши мумкин. Мәсилән, йеқинда лагердин чиқип қазақистанға кәлгән ақенбәк икки йилдин кейин лагердин қутулған болсиму, лекин әқлидин азған. Һәтта хотун балилириниму тонумас болуп қалған. Улар лагердикиләргә мәҗбурий дориларни берип инсанларни карға кәлмәс, гәпму қилалмас қилип қоюватқанлиқини көрүватимиз. Улар мушу һаләттә чиққан тәқдирдиму лагерда немә болғанлиқини дәп берәлмәйду. Бу бәк вәһшийлик, бәк қорқунчлуқ. Бу чоқум сиясәт бойичә болуватқан һадисиләр. Чүнки шинҗаңниң земини кәң вә бай, пүтүн тәбиий байлиқ, газ һәммиси тепилиду, хитай коммунист һөкүмити бу җайни мәңгүлүк өзиниң территорийәси қиливелиш үчүн бу җайниң әсли игилири болған уйғур вә башқа милләтләрни йоқитип, уларниң әвладлириға тәвә байлиқларни тартивелиш ғәризини ишқа ашурмақчи дәп қараймән. Шуңа уйғурлар мустәқил болмиғучә бу мәсилә түптин һәл болмайду, дәп қараймән.

Соал: ундақта, сизниңчә уйғур елигә көчүп келип яшаватқан хитайларниң өзлири бу хил зулумға учримисиму, уйғур елиниң вәзийитини дуняға аңлитишта рол ойниши мумкинму?

Җаваб: бу җайда болуватқан зулум бир инсан һәқлири мәсилиси. Улар һазирчә гәп қилалмиған билән чоқум көзитиватиду. Мениңчә, пурсәт тепилса уларму сөзләйду. Бу җайда чоқум кәң көләмлик қаршилиқ болидиғанлиқидин у җайдики хитайларму, хитай һөкүмитиму әндишә қиливатқини ениқ. Чүнки улар зулум қилғучилар, башқиларниңкини наһәқ игиливалғучилардур. Қарисиңиз, рәсимләрдинму көрүнүп туриду, шинҗаңдики һөкүмәт сақчиханиларниң һәммисиниң дәрвазилири турупму йәнә алдиға қум халтилардин акупларни ясап, қораллиқ әскәрләрни кечә-күндүз қаравуллуққа салидикән. Бу худди бесивалғучилардәк уларниң өзигә ишәнчисиниң йоқлуқи, қорқуватқини ипадиләйду. Азрақ бош қоювәтсә, өзиниң қаттиқ мәғлуп болидиғанлиқи вә заваллиққа йүзлинидиғанлиқини билиду.

Мухбир: ундақта, сизниңчә, хитай һөкүмити лагерларни йәнә қанчә узун давам қилдуриду, кәлгүсидә бу мәсилә қандақ һәл болуши мумкин?

Җаваб: уйғурларниң кәң көләмдә тутқун қилиниши билән бир аилидә бир қанчә адәм лагерларға қамалғанлиқтин балилар талада қалғанлиқини аңлаватимиз. Мениң ичкирики достлиримниң қәйт қилишичә, бу йетим болуп қалған балиларни хитай өлкилиригиму йөткигән икән. Улар балиларниңму меңисини ююп әҗдадлирини тонумас қиливәтмәкчи, уларға кичикидин хитайчә өгитип, хитай мәдәнийитини сиңдүрүп, чошқа йегүзүп дегәндәк пүтүнләй ассимилятсийә қилишини пиланлиған. Ата-анилири болса лагерларда һәр хил қийин-қистақларға учримақта. Өлгәнләрниму аңлаватимиз. Бу хил еғир вәзийәт йәнә қанчә давамлишиду, буни билмәймән, әмма буниңға шаһит болуп туруватқан хитайлар аваз чиқириши керәк. Улар хитай һөкүмитиниң уйғурларнила әмәс, өзлириниму шундақ йоқиталайдиғинини ойлиши керәк. Бу миллий мәсилә әмәс, бу монопол қилғучи билән монопол қилинғучи оттурисидики зиддийәт. Бу инсанлиққа қарши бир җинайәт. Буни билгәнләр паш қилиш йоллирини издиши, ичидә аңлиталмиса маңа охшаш сиртқа чиқип, әркин дөләтләрдә аңлитилиши интайин зөрүр дәп қараймән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.