Д у қ: даириләрниң чаған өткүзүш тәшвиқати уйғурларни ассимилятсийә қилиш сияситиниң ялиңач ипадиси
2013.02.11
Бу йилму уйғур аптоном район даирилири хитайниң чағини мәзгилидә һәрқайси җайларда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирини күчәйтиш билән биллә, радио, телевизорларда уйғурларниңму хитайниң чаған байримини тәбрикләватқанлиқи һәққидә тәшвиқат-хәвәрләрни көпәйтти. Бу хил әһвалға қарита чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит җиддий инкас қайтуруп, даириләрниң бу хил тәшвиқатлири уйғурларни ассимилятсийә қилиш сияситиниң ялиңач ипадиси икәнликини тәкитләп, уйғурларни өз өрп- адитини қоғдашқа чақирди.
2013-Йиллиқ чаған мәзгилидә, хитайниң һөкүмәт мәтбуатлириниң, йиллардин буян районда йолға қоюлуватқан байрамлиқ чарлаш, чағанда нөвәтчи қоюш қатарлиқ түрлүк бихәтәрлик тәдбирлири һәққидики хәвәрләрни бәргәндин башқа, чаған мәзгилидә өткүзүлгән террорлуққа қарши қораллиқ маневир вә уйғурларниңму чағанни тәбрикләватқанлиқи һәққидики хәвәрләрни бериши, уйғур тордашлириниң наразилиқини қозғиғандин башқа, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң вә уйғур көзәткүчилириниң әйиблишигә учриди.
Өткән бир һәптидики хитайниң хитай армийиси хәвәрләр тори, җуңго хәвәрләр тори, хәлқ тори қатарлиқларда уйғур елидә елип бериливатқан террорлуққа қарши маневир вә бу маневирда уйғурларниң террорчилар ролини алғанлиқи һәққидики сүрәтлик хәвәрләр бесилди. Җуңго хәвәрләр ториниң 7-февралдики хәвиридә, шинҗаң қораллиқ сақчи қисимлири 5-корпуси өткүзгән “террорлуққа қарши маневирида бешиға шапақ доппа кийдүрүлүп йәрдә ятқузулған бир уйғурниң йенида һәрбий апшаркини тутуп турған бир хитай әскәрниң сүрити бесилди. Хәвәрдә районда турушлуқ қораллиқ қисим әскәрлириниң террорлуққа қарши әмили җәң мәшиқи өткүзүп, чаған мәзгилидики һошярлиқини, җәң қилиш иқтидарини ашуруватқанлиқи тәрипләнди. Ундин башқа хитайниң мәркизи хәлқ телевизийә истансисиниң 2013-йиллиқ чағанлиқ программисида, шинҗаң телевизийиси, шинҗаң гезити қатарлиқларда уйғурларниңму баһар байримида һәр хил паалийәтләрни өткүзгәнлики тәшвиқ қилинди. Һәтта мәлум бир уйғурниң чағанни тәбрикләп өйиниң ишикигә хитайларға охшаш чағанлиқ мәснивини уйғурчә һөснхәт шәклидә асқанлиқи һәққидә сүрәтлик хәвәр берилди.
Уйғур биз ториниң хәлқара тор бекитидә хәвәр қилинишичә, уйғур тордашлар бу хил хәвәрләр һәққидә хитайдики аммиви тор бекәтлиридә наразилиқини ипадиләп, “террорлуққа қарши туруш маневирлирида уйғурларниң террорчи қилип көрситилиши еғир мәсулийәтсизлик”,“һөкүмәт өзи тәшвиқ қиливатқан милләтләр иттипақлиқиға хилап қилмиш” дәп әйиблигән. Тордашлар йәнә хитайниң мәркизи телевизийә истансисиниң чағанлиқ программисида берилгән ақсу ават наһийисидики мәлум бир уйғур аилисиниң мусәлләс ичип чаған өткүзгәнлики, шинҗаң гезити қатарлиқларда елан қилинған чағанда өйиниң ишикигә хитайларға охшаш мәснәви йезип чаплиған уйғур һәққидики рәсимлик хәвәрни әйибләп, “бу хил тәшвиқатлар уйғурларниң миллий өрп-адитигә һөрмәт қилмиғанлиқ, хитай мәдәнийитини уйғурларға зорлап таңғанлиқ” дегән инкасларни язған.
Йеқинқи бир һәптә ичидә хитайниң һөкүмәт мәтбуатлирида елан қилинған бу хил хәвәрләр дуня уйғур қурултийи қатарлиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң қаттиқ әйиблишигә учриди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн радиомизда баянат берип, хитай даирилириниң уйғур елидә һәр йили чаған байрими мәзгилидә муқимлиқни қоғдаш баһанисидә, түрлүк қаттиқ бастуруш вә назарәт қилиш һәрикәтлирини күчәйтиватқанлиқини, болупму бу йил чаған мәзгилидә террорлуққа қарши маневир өткүзүп уйғурларға һәйвә көрситиш қатарлиқ һәрикәтләрдә болуши уйғурларниң наразилиқини һәссиләп ашуридиғанлиқини тәкитлиди.
Баянатчи дилшат ришит, хитайниң мәркизи телевизийә истансиси қатарлиқ һөкүмәт мәтбуатлирида берилгән уйғурларниң чаған өткүзгәнлики һәққидики хәвәрләр һәққидә тохтилип, ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларниң чаған өткүзүп шараб ичиватқанлиқи һәққидики көрүнүшләрниң хитайниң һөкүмәт тәшвиқат васитилиридә ашкара тәшвиқ қилиниши, уйғурларға хитай мәдәнийитини теңип уйғурларниң миллий кимликини йоқитишқа урунғанлиқ дәп әйиблиди.
Дилшат ришит йәнә, дуня уйғур қурултийи намидин уйғурларни өз мәдәнийитини, диний етиқадини қоғдашқа чақирип, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәм ғәрб демократик дөләтлирини хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан бастуруш вә миллий ассимилятсийә сияситини йеқиндин көзитип, хитайға бесим ишлитишкә чақирди.