Хитай һөкүмитини “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” ға мәҗбурлиған амил зади немә?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.11.06
maralbeshi-yighin-ramizan-diniy-xizmet.jpg Маралбеши наһийәсидики рамизан тоғрулуқ йиғиндин бир көрүнүш
RFA/Haji Qutluq Qadiri


Қәшқәрдә чақирилған “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” көзәткүчиләрниң диққитини җәлп қилди. Йиғинда 2020 - йилиға барғанда җәнубий уйғур илиниң муқимлиқини капаләткә игә қилиш, хәлқни намратлиқтин қутулдуруш пилани вә чақириқи оттуриға қоюлған.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң орган гезити болған “шинҗаң гезити” 4 - ноябир күни “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” һәққидә көплигән мақалиләрни елан қилди. Мәзкур йиғинниң дағдуғиси шинхуа агентлиқи қатарлиқ хитайчә қаналлардиму тәшвиқ қилинди.

Хәвәрләрдә илгири сүрүлүшичә, йиғинниң түп мәқсити, җәнубий уйғур илиниң “муқимлиқини капаләткә игә қилиш”, 2020 - йилиға барғанда “җәнубтики хәлқни омумйүзлүк намратлиқтин қутулдуруш”, “ишсизлиқни түгитиш” болған.

Йиғинда җаң чүншйән “шинҗаңни бир тахта шаһматқа охшатсақ, җәнубий шинҗаң шаһматниң көзи” дегән.

Хәвәрдә җәнубий уйғур илидики деһқанларниң намратлиқтин қутулуш өлчимини 2014 - йилидики рәқәм бойичә 2800 йүән һесаблап, мушу һесабқа асасланғанда, һазир җәнубта 1 милйон 590 миң намрат бар, дәп очуқлиған.

Хәвәрдә йәнә, җәнубий уйғур илида 1 милйон 500 миң ишсизниң иш күтүп туруватқанлиқи, бу ешинча әмгәк күчлирини ишқа орунлаштурушниң зөрүрлүки тилға елинған. “ишсизлиқни түгитиш”, “намратлиқтин қутулдуруш” болса “район тинчлиқиниң, әбәдий муқимлиқиниң капалити” саналған.

Җаң чүншйән бу йиғинда миллий бөлгүнчиләрни қаттиқ бастурушни йәнә тәкрарлап: “зораванлиқ, террорлуқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә беришни һазирқи күрәшниң муһим нуқтиси қилип, қаттиқ зәрбә бериш мәхсус һәрикитини давамлиқ чоңқурлаштуруп, байқаш, алдини елиш вә зәрбә бериш иқтидарини үзлүксиз өстүрүп, қанун бойичә дәл зәрбә беришни гәвдиләндүрүп, мәсилиләрни тәтқиқ қилиш вә қанунийәтни хуласиләшкә әһмийәт берип, зораванлиқ, террорлуққа қарши туруш хизмәт сәвийисини үзлүксиз өстүрүшимиз; ‛әсәбийликни түгитиш‚ ни чоңқур илгири сүрүп, динлар инақлиқини илгири сүрүшимиз керәк” дегән.

Биз бу тоғрилиқ уйғур илидики һөкүмәт даирилиридин әһвал игиләш үчүн қәшқәр меһманханиси, қәшқәр валий мәһкимиси, қәшқәр миллий ишлар идариси қатарлиқ көплигән орунларға телефон қилип улишалмидуқ. Телефонимизни қобул қилған қәшқәр оттура сот мәһкимисиниң сотчиси әкбәрҗанму йиғини барлиқини баһанә қилип, телефонни қоювәтти.

Әмма, чәтәлдики уйғур көзәткүчилириниң қаришичә, хитайниң бу йиғинни чақиришиға түрткә болған асасий амил ялғуз намратлиқ вә ишсизлиқ әмәс, бәлки уйғур вәтининиң җәнубида күнсери әвҗ еливатқан миллий қаршилиқ һәрикәтлиридур.

Д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди тйәнәнмендики партлитиштин тартип бүгүнгичә давамлишиватқан йүзләрчә қетимлиқ қаршилиқ һәрикәтлириниң мутләқ көп қисминиң җәнубидики хотән, қәшқәр, ақсу, корла қатарлиқ районларда мәйданға кәлгәнликини тилға алди.

У сөзидә, хитайниң миллий ассимилятсийә сиясити вә диний чәклимиләрниң уйғурларниң миллий кимлики һәм етиқадини әң мустәһкәм сақлап кәлгән җәнубий уйғур районлирида техиму қаттиқ йүргүзүлүватқанлиқини тәкитлиди.

Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди болса, бу қетимқи йиғинниңму уйғурларға қандақтур бир мәнпәәт елип келидиғанлиқидин гуманлинидиғанлиқини ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.