Уйғурларниң давамлиқ мәҗбурий көчүрүлүватқанлиқи ашкариланмақта
2021.12.03
1-2-Декабир күнлири фәсйбук, твиттер қатарлиқ иҗтимаий алақә мунбәрлиригә мәлум бир уйғур аилисиниң өйини мәҗбурий көчүрүш мәсилисидә йезилиқ һөкүмәт кадирлири вә йезилиқ сақчихана хадимлириниң мәҗбурлиши һәтта тәһдитигә учраватқанлиқи һәққидики син филими кәң тарқалди.
6 Минуттин артуқ давамлашқан бу син филимидики талаш-тартишлардин көчүшкә мәҗбурлиниватқини йүрәк кесили бар бир бир уйғур деһқан икәнлики, мәҗбурий көчүрүш вәзиписини беҗириватқанларниң абдуреһимҗан башчилиқидики ләңгәр йезилиқ һөкүмәт хадимлири вә шу йезилиқ сақчихана хадимлири икәнлики мәлум болди.
Ениқлашлар давамида мәзкур син филими көчүрүп йоллиғучиниң америкадики уйғур паалийәтчилиридин, хитайниң уйғур дияридики лагерлири һәққидә һөкүмәт органлири вә таратқуларда гуваһлиқ бәргән лагер шаһити зумрәт ханим икәнлики мәлум болди.
Зумрәт ханимниң билдүрүшичә, мәзкур син филими хитайниң довйиң йәни тик-ток ториға 30-ноябир күни корлидин йолланған. Зумрәт ханим 15 минутлуқ бу син филимини чүшүргән вақитта, униң көрүлгән қетим сани 12 дәп чиққан. Әмма мәзкур син филими йоллинипп 30 минуттин кейинла “тема тәстиқланмиди” дегән учур чиққан. Син филими вә астидики бирқанчә инкас өчүрүветилгән икән.
Зумрәт давут ханимниң билдүрүшичә, бу син филими, у хитайниң тик-ток торида көргән уйғурларниң мәҗбурий көчүрүлгәнлики һәққидики син филимлири ичидики әң узун вә тәпсилий син филими һесаблинидикән.
Униң билдүрүшичә, филимни көргинидә, у үрүмчидики вақтида йолуққан вә өз көзи билән көргән әһваллар көз алдиға кәлгән.
Филимда ипадиләнгән мәҗбурлаш вә тәһдитләр, өйлиридин мәҗбурий көчүрүлүватқан уйғурларға ортақ болған әмәлий әһваллар икән.
Зумрәт ханимниң билдүрүшичә, у 30-ноябир мәзкур син филимини чүшүрүвалғандин кейин, бу син филим йолланған аконтни қайта издигән, әмма бир нәччә күндин буян бу аконт номури тик-ток торидин ғайиб болған.
Радийомиз мәзкур син филимидики учурларға асасән корлиниң ләңгәр йезилиқ һөкүмәт вә йезилиқ сақчиханиға телефон қилған болсақму, әмма телефон уланмиди.
Тәңритағ ториниң бу йил 2-айдниң 9-күнидики хәвиридин ашкарилинишичә, 2021-йили 1-айға қәдәр намратлиқтин қутулдуруш вә көчүрүш қурулуш пилани бойичә уйғур елиниң җәнубидики 3 вилайәт, бир областинила 140 миңға йеқин адәм көчүрүлгән. Хәвәрдин мәлум болушичә, җәнубий уйғур дияридики қәшқәр, хотән, қизилсу аптоном области вә ақсу вилайитидики 35 миң 200 намрат аилидики җәмий 139 миң 500 киши юрт-маканлиридин көчүрүлүп болған икән.
Һалбуки бу хил уйғурларни көчүрүш долқуни уйғур районида һелиму давамлишиватқан болуп,
“ақсу ахбарат тори” ниң 25-ноябирдики хәвиригә қариғанда, ақсу вилайити 2000-йилиниң ахиридин бурун селинған шәһәр-базарлардики кона олтурақ мәһәллиләрни нуқтилиқ өзгәртип, һазирғичә 395 кона мәһәллә райони чеқип өзгәртилгән. Хәвәрдә дейилишичә, бу чеқип өзгәртиш җәмий 49 миң 777 аилигә четилидикән.
Хитай даирилири кона олтурақ районларни чеқиш-түзләш қурулушини изчил һалда “хәлқниң турмуш шараитини яхшилаш” дәп пәрдазлап кәлмәктә. Бирақ чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә мутәхәссислири уйғур ели миқясида “кона өйләрни йеңилаш” намида уйғурлар топлишип олтурақлашқан мәһәллиләрни чеқиш һәрикәтлирини “земин билән кимлик арисидики мунасивәтни үзүшни вә мутләқ контроллуқни ишқа ашурушни мәқсәт қилған,” дәп қаримақта.
Зумрәт ханимниң билдүрүшичә, әмәлийәттә мәҗбурий көчүрүлгән уйғурларға берилидиған төләм пул һөкүмәтниң нормал өй баһасидин көп төвән икән. Һалбуки әслидики юрт-маканлиридин айриветилгәнләргә хитай һөкүмити бәлгиләп бәргән аталмиш һөкүмәтниң бина өйлири болса йәнила нормал өй баһаси бойичә қиммәт баһада уларға сетип берилидикән.
Хитай һөкүмити 2017-йилдин буян милйонлиған уйғурни лагерларға қамаш, яшларни түркүм-түркүмләп хитай өлкилиригә йөткәш билән бир вақитта йәнә уйғурларниң олтурақ районлирини бузуп-чеқип, уларниң яшаш усули вә әнәнисини өзгәртиветишкә урунуп кәлмәктә.