Тайланд соти уйғур мусапирлирини қоюп бериш әрзини көрүп чиқишқа башлиди
2025.02.14

Тайландниң бир сот мәһкимиси 14-феврал җүмә күни сот ечип, он нәччә йилдин бери тайландта тутуп турулуватқан 43 нәпәр уйғурни қоюп бериш тоғрисидики әрзини көрүп чиқишқа башлиған. Җүмә күни, җәнубий баңкок җинайи ишлар сот мәһкимисидә ечилған сот, уйғур тутқунлириниң адвокати чучарт канпайниң (Chuchart Kanpai) бу йил 29-январ бу уйғурларниң көчмәнләр қануни бойичә әйиблинип йетәрлик қамалғанлиқи, уларниң қоюп берилиши керәклики һәққидә тайланд сот мәһкимисигә сунған әрзигә асасән ечилған. Бу, хитайниң диний зиянкәшликидин қечип чәт әлгә панаһ тартип чиққан, әмма тайландта тутулуп қелип һазирға қәдәр қамақта йетиватқан мәзкур 43 уйғурниң қоюп берилиши һәққидики әрзиниң тунҗи қетим тайланд сотида қарап чиқилишидур. 43 Нәпәр уйғурниң қоюп берилиши һәққидики бу әрз, өткән айда тайланд һөкүмитиниң бу уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмәкчи болуватқанлиқи һәққидә хәвәр тарқилип, муһаҗирәттики уйғурлар, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, америка һөкүмити, б д т мусапирлар алий мәһкимиси вә ғәрб сиясийонлириниң алаһидә диққитини қозғишидин кейин сунулған.
Мәлум болушичә, җүмә күнидики сотқа тутқунлар қатнаштурулмиған болсиму, әмма тутқунларниң адвокати чучарт канпай, австралийәдә турушлуқ паалийәтчи бәхтияр бөрә вә шиветсийәдә турушлуқ мустәқил тәтқиқатчи нирола әлимани (Nyrola Elima) өз ичигә алған 3 шаһит гуваһлиқ бәргән. Әркин асия радийоси қармиқидики “бинар хәвәрлири” ниң 14-феврал баңкоктин бәргән хәвиридә қәйт қилинишичә, сотта адвокат чучарт канпай мундақ дегән: “тутқундики бу 40 нәччә уйғур хитайда җинайәт садир қилмиған. Улар тайландқа чеградин қанунсиз киришниң җазасини өтәп болди. Әмма улар 11 йилдин артуқ вақиттин бери, интайин начар шараитта тутуп турушқа бәрдашлиқ берип кәлмәктә.”
Өткән айниң башлирида, америкадики “һәммигә адаләт” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилати тайландтики уйғур сиясий панаһланғучилиридин еришкән учурлириға асасән, тайланд һөкүмитиниң бу уйғурларни җәдвәл тошқузушқа мәҗбурлап, хитайға өткүзүп беришниң тәйярлиқини қиливатқанлиқидин хәвәр тапқанлиқини елан қилған. Бу хәвәр хәлқарада наһайити тезла уйғурларға көңүл бөлидиған һәр қайси тәрәпләрниң алаһидә диққитини қозғиған. Бу сот, тайланд һөкүмити бу уйғурларни хитайға өткүзүп бериш пилани йоқлуқи, уларни бир тәрәп қилишта хәлқара қанунларға әмәл қилидиғанлиқини қәйт қилсиму, әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири уларниң тәқдиридин йәнила әндишә қиливатқан бир пәйттә өткүзүлгән. Сотта әрздарларға вакалитән дәвагәр сүпитидә һазир болған һәм гуваһлиқ бәргән бәхтияр бөрә, сотта тайланд көчмәнләр идарисиниң бу уйғурларни он нәччә йил интайин начар шараитта тутуп турушта тайланд қанунлириға хилаплиқ қилғанлиқи әрз қилинғанлиқини билдүрди.
Бәхтияр бөрәниң 14-феврал соттин кейин радийомизға бәргән учуридин мәлум болушичә, у сотта уйғур тутқунлириниң бу җәрянда кәмситиш характерлик муамилигә учриғанлиқи һәққидә гуваһлиқ бәргән. Нөвәттә, сотқа ғәрб әллиридин 11 дәк дөләтниң банкокта турушлуқ әлчиханисиниң дипломатлириниң көзәткүчи сүпитидә қатнашқанлиқи қәйт қилинмақта. Сотта, шаһит сүпитидә гуваһлиқ бәргән мустәқил тәтқиқатчи нирола әлима, бу 43 нәпәр тутқунни өз ичигә алған уйғур мусапирлириниң көпинчиси бурун аддий деһқан яки ушшақ тиҗарәтчи болғанлиқини билдүрүп, уларниң чәт әлгә қечиш сәвәблирини чүшәндүргән. Нирола әлима мундақ дегән: “уларниң әң асаси инсаний һоқуқлири системилиқ һалда тартивелинған. Уларниң халиғанчә кийим-кечәк кийиш һоқуқи, тәстиқтин өтмигән оқушлуқларни оқуши, һөкүмәтниң контроллуқсиз телефон ишлитиш һоқуқлири инкар қилинған. Уларниң күндилик һаяти һөкүмәт бәлгилигән чидиғусиз контроллуқ, чәклимиләр билән боғулған.”
Униң көрситишичә, “миңлиған уйғур мушундақ шараитта, адәм бедикчилики йоллири билән хитайдин қечип чиққан” икән. Сотта ниролла әлимә, бу уйғурларниң хитайға қайтурулса болмайдиғанлиқи, хитайниң уйғурларға қиливатқан зиянкәшлики хәлқара органлар тәрипидин тәпсилий хатириләнгәнликини билдүргән. У мундақ дегән: “шуңа, тайландтики уйғурлар хитайға қайтурулса болмайду. Уларла әмәс, уларниң юртида қалған уруқ-туғқанлири, қошнилири вә достлириму бу сәвәблик қаттиқ қийнаш вә еғир җазаға йолуқуши мумкин. Мән бу дело үстидә издиниватқан бир тәтқиқатчи болуш сүпитим билән, уларниң бирәр җинайәт садир қилғанлиқиға даир инавәтлик һечқандақ испат көрмидим.”
Мәлум болушичә, шу күндики сотта мәзкур 43 уйғурниң делосиға қарита қарар чиқирилмиған. Сотчи, сот қарариниң 18-феврал күни елан қилинидиғанлиқини билдүргән. Һалбуки бәхтияр бөрә, сотниң қарари бу делониң көп хил мурәккәп мәсилиләргә четишлиқ болуши сәвәбидин кечиктүрүлгән болуши мумкинликини қәйт қилди.
“бинар хәвәрлири” ниң қәйт қилишичә, бу делониң адвокати чучарт кампай, әгәр сот бу әрзни вә шаһитларниң гуваһлиқини һәқлиқ, дәп қариған һаләттә, бу делони техиму тәпсилий тәкшүрүшни буйруши, шуниңдәк сақчиларни сотқа чақириши мумкинликини ейтқан. Чучарт кампай мундақ дегән: “әгәр тутуп турушниң қануний икәнлики җәзмләшсә, сот мәһкимиси уйғурларниң қоюп берилишини буйруши керәк.”