Тайланд түрмисидики уйғурлар ачлиқ елан қилишни давамлаштурмақта икән

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2025.01.23
myunxen-tayland-namayish-01 2025-Йили 17-январ мюнхендики тайланд консулханисиниң алдида елип берилған тайланд түрмисидики 48 уйғурни қоюп беришни тәләп қилиш намайишиниң көрүнүши. 2025-Йили 17-январ, мюнхен
RFA/Ekrem

11 Йилдин буян тайланд түрмисидә йетиватқан 48 нәпәр уйғурниң йеқинда хитайға қайтурулмақчи болғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр тарқалғандин кейин, дуняниң диққити йәнә бир қетим ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтниң қурбаниға айлиниватқан уйғурларға, шундақла уйғурларға һәқсиз муамилидә болуватқан тайландниң кишилик һоқуқ вәзийитигә мәркәзләшти. 2015-Йили 109 нәпәр уйғур хитайға қайтурулғандиму хәлқара җәмийәт тайландни қаттиқ әйибләп, тайландниң кишилик һоқуқ әһдинамилиригә вә хәлқара қанунларға хилаплиқ қиливатқанлиқини илгири сүрүшкән иди.

Шиветсарийәниң “йеңи зүрикликләр гезити” 21-январ елан қилған “шинҗаңға сүргүн қилинамду: хитай тайландтики уйғурларни қолға чүшүрмәкчи” намлиқ хәвәр, фирансийәниң “ARTE” телевизийә қанили 21-январ елан қилған “уйғурларға немә болуватиду?” намлиқ филим һәмдә “германийә долқунлири” радийоси 22-январ елан қилған “тайланд 48 уйғурни хитайға дәрһал қайтуруш пилани барлиқини инкар қилди” намлиқ хәвәрләрдә, ялғуз тайланд түрмисидики уйғурларниң вәзийитила әмәс, бәлки вәтән ичи-сиртидики уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан һәр түрлүк еғир қисмәтләр әтраплиқ баян қилинған. Хәвәрләрдә тайландтики уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқи ениқ болған тәқдирдиму, бу бигунаһ уйғурларниң дәрһал қоюп берилиши керәклики тәшәббус қилинған.

Алдинқи һәптә 48 нәпәр уйғурниң хитайға қайтурулмақчи болғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң тарқилиши, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири вә җамаитиниң җиддий һәрикәткә келишигә түрткә болған иди. Д у қ рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу һәқтә тохталғанда, д у қ ниң йеқиндин буян бу саһәдә елип барған паалийәтлирини тилға елип өтти.

2025-Йили 17-январ мюнхендики тайланд консулханисиниң алдида елип берилған тайланд түрмисидики 48 уйғурни қоюп беришни тәләп қилиш намайишиниң көрүнүши. 2025-Йили 17-январ, мюнхен
2025-Йили 17-январ мюнхендики тайланд консулханисиниң алдида елип берилған тайланд түрмисидики 48 уйғурни қоюп беришни тәләп қилиш намайишиниң көрүнүши. 2025-Йили 17-январ, мюнхен
RFA/Ekrem

17-январ германийәниң мюнхен шәһиридики уйғурларму тайланд консулханисиниң алдида тайланд түрмисидики уйғур тутқунларни қоюп беришни тәләп қилип намайиш елип барған иди.

Тайланд түрмисидики уйғурларниң бүгүн, йәни 23-январ д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси полат сайим әпәндигә бәргән мәлуматлириға асасланғанда, улар ачлиқ елан қилишни бүгүнгичә давамлаштурмақта икән. Полат сайим сөзидә, уйғур тутқунларниң кесәллик әһваллириниң хелила еғирлиқини, ачлиқ елан қилғандин кейин техиму зәиплишип кәткәнликини тилға алди.

Мәлум болғинидәк, д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси рошән аббас ханим, муавин рәис полат сайим әпәндиләр алдинқи күнлири тайланд һөкүмәт даирилири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән учришип, тайланд түрмисидики уйғурлар хитайға қайтурулса еғир ақивәтләр келип чиқидиғанлиқини агаһландурған иди. Д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйса әпәндиниң сөзигә асасланғанда, д у қ ниң тайланд түрмисидики уйғурларни қутулдуруп қелиш һәрикити 2014-йилила башланған икән. Долқун әйса әпәнди сөзидә йәнә, тайланд түрмисидики уйғурларни хитайниң чаңгилиға чүшүп кетишидин сақлап қелиш үчүн, д у қ ниң йиллардин буян хәлқарада наһайити көп һәрикәтләр қилғанлиқини әскәртти.

Ғәрб мәтбуатлиридики хәвәрләрдә йәнә, хитай һакимийитиниң узун йиллардин буян уйғурларға зулум қилип кәлгәнлики, болупму 2014-йилидин буян “террорлуққа қарши туруш”, “әсәбийликкә қарши туруш” дегәндәк шоарлар билән уйғур районида еғир бастурушлар елип барғанлиқи, 2014-йили тайландқа қечип чиққан йүзлигән уйғурларниң хитай зулумидин қутулуштин башқа мәқсити болмиған гунаһсиз инсанлар икәнлики, хитайниң 2016-йилидин башлап җаза лагерлирини тәсис қилип, милйондин артуқ уйғурларни тутуп солап, қаттиқ җазаларға дучар қилғанлиқи вә бу зулумниң уйғур илида һелиһәм давам қиливатқанлиқи түрлүк пакитлири билән йорутуп берилмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.