Голландийәдики уйғурлар намайиш қилип, тайландтики уйғурларниң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.01.17
gollandiye-uyghur-tayland-elchixanisi-1

Тайландтики уйғурларниң қоюп берилишини тәләп қилип, тайланд әлчиханиси алдида намайиш қиливатқан уйғурлар. 2025-Йили 16-январ, амстердам. RFA/Hebibulla Izchi

gollandiye-uyghur-tayland-elchixanisi-2

Оңдин: голландийәдә яшаватқан санийә, қәлбинур сидиқ, вә әнвәр әрдәмләр тайландтики уйғурларни қоюп берилиши тәләп қилинип йезилған тәләпнамини тапшуруп бериш үчүн тайланд әлчиханиси алдида. 2025-Йили 16-январ, амстердам. RFA/Hebibulla Izchi

gollandiye-uyghur-tayland-elchixanisi-3

Тайландтики уйғурларниң қоюп берилишини тәләп қилип, тайланд әлчиханиси алдида намайиш қиливатқан уйғурлар. 2025-Йили 16-январ, амстердам. RFA/Hebibulla Izchi

gollandiye-uyghur-tayland-elchixanisi-4

Голландийәдики тайланд әлчиханиси алдида д у қ иҗраийә комитети муавин рәиси , лагер шаһити қәлбинур сидиқ. 2025-Йили 16-январ, амстердам. RFA/Hebibulla Izchi

gollandiye-uyghur-tayland-elchixanisi-5

Тайландтики уйғурларниң қоюп берилишини тәләп қилип, тайланд әлчиханиси алдида намайиш қиливатқан уйғурлар. 2025-Йили 16-январ, амстердам. RFA/Hebibulla Izchi

gollandiye-uyghur-tayland-elchixanisi-6

Голландийәдә турушлуқ әйни вақитта тайланд арқилиқ түркийәгә, түркийәдин явропаға келип панаһлиқ тилигән бир уйғур өзиниң у йәрдә көргәнлирини сөзлимәктә. 2025-Йили 16-январ, амстердам. RFA/Hebibulla Izchi

gollandiye-uyghur-tayland-elchixanisi-7

Тайландтики уйғурларниң қоюп берилишини тәләп қилип, тайланд әлчиханиси алдида намайиш қиливатқан уйғурлар. 2025-Йили 16-январ, амстердам. RFA/Hebibulla Izchi

16-январ, голландийәдә яшайдиған уйғурлар пайтәхт амстердамдики тайланд консулханиси алдида намайиш қилип, тайландтики уйғур мусапирларниң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилған. Намайишни голландийәдики “уйғур кишилик һоқуқ фонди” вә дуня уйғур қурултийиниң голландийәдики вәкиллири, голландийә яшлар тәшкилати вә шундақла амстердамда яшайдиған бир қисим уйғурлар елип барған.

Бу намайиш һәққидә, зияритимизни қобул қилған “уйғур кишилик һоқуқ фонди” рәиси әнвәр әрдәм намайишниң тәшкиллиниши вә намайиш һәққидики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Бу қетимқи намайишни тәшкилләшниң мәқсити, тайландта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурниң бихәтәрликини қоғдаш, уларниң үчинчи бир дөләткә йөткилишигә имканийәт сақлаш, тайланд һөкүмитини хәлқара көчмәнләр қануни вә кишилик һоқуқ пиринсиплириға әмәл қилишқа чақириқ қилиш болуп, бу намайишқа қатнашқан дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети муавин рәиси, голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиқму бу намайиш һәққидә пикрини баян қилди.

Әнвәр әрдәмниң билдүрүшичә, намайиш ахирда улар тайланд әлчиханисиға тәләпнамә тапшурған. Тәләпнамидә үч түрлүк тәләп оттуриға қоюлған болуп, һазир тайландта тутулуп туруватқан бу 48 нәпәр уйғур әгәр хитайға қайтурулса, уларниң түрлүк паҗиәләргә дучар болидиғанлиқи алаһидә әскәртилгән.

Тайландта тутулуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурниң нәччә күн алдида тарқатқан мураҗиәтнамиси вә һазирқи әһвали пүтүн дунядики уйғурларни әндишигә салған болуп, бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи17-январ күни пүтүн дуня миқясида кәң-көләмлик намайиш елип беришқа чақириқ қилғаниди.

Голландийәдики намайиш 16-январ күнигә орунлаштурулған болуп, гәрчә бу нормал хизмәт күни болсиму, амстердам вә униң әтрапидики уйғурларниң қатнишиши билән бу намайиш наһайити җанлиқ шәкилдә елип берилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.