Тайландниң муавин баш министири уйғур тутқунлар мәсилисидә кишилик һоқуққа риайә қилидиғанлиқини тәкитлигән

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2025.01.31
Thailand--musapir-uyghur-tayland-1920 Тайландниң муавин баш министири уйғур тутқунлар мәсилисидә кишилик һоқуққа риайә қилидиғанлиқини тәкитлигән
Photo: RFA

Тайландниң инглизчә хәвәрләр тори болған “тайланд дөлити” (Thailad Nation) ниң 30-январ хәвәр тарқитишичә, тайландниң муавин баш министири вә дөләт мудапиә министири фумтам вечаячай (Phumtham Wechayachai), тайланд һөкүмитиниң 2013-йилдин буян қанунсиз көчмән сүпитидә тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғур мусапирни бир тәрәп қилишта кишилик һоқуқ вә хәлқара қанунға риайә қилидиғанлиқини қайта тәкитлигән. Фумтам йәнә өткән он йилда тайландниң бирму уйғурни хитайға қайтуруп бәрмигәнликини ейтқан.

Фумтам мундақ дегән: “бу 48 нәпәр уйғур дөлитимизгә қанунсиз киргәнлики үчүн, тайландму чоқум тайланд қануниға асасән уларни бир тәрәп қилиши керәк”.

Буниң алдида йәни 29-январ тайланд кеңәш палатаси кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси аңхана нилапаҗит (Anghana Neelapaijit) башчилиқидики кеңәш палатаси әзалири, бу 48 нәпәр уйғурниң саламәтлик әһвалини тәкшүрүш, давалаш һәмдә уларниң шараитини яхшилашни музакирә қилиш үчүн, тайландниң муавин баш министири фумтам вичаяча билән көрүшүш тәлипи сунғанлиқи хәвәр қилинғаниди.

Аңхана нилапаҗит тайланда ачлиқ елан қилип аҗизлап кәткән бу уйғур тутқунларниң әһвалидин әнсирәйдиғанлиқи билдүрүп: “комитетимиз тайланд һөкүмитиниң у мусапирларни узун муддәт бақалмаслиқидин, башқуруш җәһәттики йетәрсизликидин әндишә қилмақта” дегән. У, хәлқара қизил кирест җәмийитини бу ишқа йеқин турушқа тәвсийә қилидиғанлиқини билдүргәниди.

 “тайланд дөлити” ториниң 30-январ күни мәсилиниң тәрәққияти тоғрилиқ йәниму илгириләп бәргән хәвиридә ейтилишичә, муавин министир фумтам тайландниң бу мәсилини қандақ бир тәрәп қилишидин қәтийнәзәр, риқабәтлик мәсилиләр келип чиқиши мумкинликини етирап қилған.

У мундақ дегән: “биз немә қилғили болидиғанлиқини көрүшимиз керәк. Әң муһими хәлқара қанунға риайә қилиш вә кишилик һоқуқни ойлишиш керәк. Әнсиримәслик керәкки, тайланд һөкүмити йәнила һечкимни хәтәргә иттирмәслик пиринсипида чиң туриду”.

У йәнә бу мәсилини ахбарат васитилири арқилиқ әмәс, бәлки пәрдә арқисида бир тәрәп қилиш керәкликини оттуриға қойған. Фумтам мундақ деди: “тайланд йәнила тайландниң игилик һоқуқи, кишилик һоқуқ, хәлқара қанун вә хәлқара шәртнамә бойичә, қолға елинған 48 уйғур үчүн һәл қилиш чариси тепиши керәк”.

1-Айниң 17-күни, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянат елан қилип, тайландни 48 уйғурни хитайға қайтуруп бәрмәсликкә чақирғанлиқи хәвәрләрдә алаһидә тилға елинған. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянатида: “әгәр тайланд бу кишиләрни мәҗбурий хитайға сүргүн қилса, улар мәҗбурий ғайиб болуш, узун муддәтлик қамақ җазаси, қийнаш вә башқа еғир зиянкәшликләргә дуч келиши мумкин дәп агаһландурған” дейилгән.

Уларниң баянатида йәнә мундақ дейилгән: “2014-йили 3-айда, тайланд сақчилири малайсия чеграсиға йеқин суңхла өлкисидә тәхминән 220 уйғур әр, аял вә балини қолға алған вә уларни қанунсиз күчмән җинайити билән әйибләп, дәрһал баңкоктики көчмәнләр қамақханисиға йөткигән. 2015-Йили 7-айда, соңхлада тәхминән 170 уйғур аял вә балиси түркийәгә йолға селинған. Арқидин бир һәптә өткәндә 100 нәпәр уйғур хитайға мәҗбурий өткүзүп берилгән”.

Баянатта йәнә мунулар тәкитлигән: “қамақтики 48 нәпәр уйғур он йилдин көпрәк вақит тазилиқи начар вә давалаш йетәрлик болмиған начар шараитта турмақта, улар хитайниң түрмилиригә йөткилишидин әнсирәп қорқунч ичидә яшап кәлмәктә. 2014-Йилидин буян, бу қамақларда йеңи туғулған бовақ вә үч яшлиқ балини өз ичигә алған бәш адәм қаза қилди”.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң муавин мудири мая ваң (Maya Wang) радийомизда инкас қайтуруп, тайландниң муавин баш министириниң бу һәқтики баянатини қарши алидиғанлиқини билдүрди.

У радийомиз уйғур бөлүмигә язған язма инкасида мундақ дегән: “биз тайландниң уйғурларни бир тәрәп қилишта хәлқара қанунда чиң туридиғанлиқини аңлап хушал болдуқ, чүнки хәлқара қанун иҗра қилиш пиринсипи һәрқайси дөләтләрни һәр қандақ кишиниң һәқиқий зиянкәшликкә учраш хәвпигә дуч келидиған җайға қайтурулушини ениқ чәкләйду. Қандақла болмисун, бу уйғурлар тайланд көчмәнләр қамақханисида тутуп турулғиниға он йилдин ашти. Бу гуруппидин кәм дегәндә 3 киши тутуп кетилгән. Һазирқи һаләт капаләтлик әмәс. Тайланд бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар оргининиң 48 уйғурни тәкшүрүшигә йол қоюп, уларниң бихәтәр үчинчи бир дөләткә сәпәр қилишиға капаләтлик қилиши керәк”.

Әркин асия радийоси бенар хәвәрлири (BenarNews) ниң тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар һәққидә 30-январ игилигән йеңи мәлуматлириға қариғанда, шу күни тайландлиқ адвокат чучарт канпәй (Chuchart Kanpai) баңкок сот мәһкимисиниң сиртида мухбирлар билән сөзләшкәндә, у он йилдин көпрәк вақит тутуп турулған бу уйғурниң қоюп берилишини тәләп қилған.

Униң “бенар хәвәрлири” мухбириға дейишичә, кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу уйғурларниң хитайға қайтурулғанда, уларниң қийнаш хәвпигә дуч келидиғанлиқидин әндишә қилмақта икән. Адвокат чучарт канпәй 30-январ күни сот мәһкимисигә сунулған мураҗиәтнамидә, узун муддәт қамап қоюлған бу уйғурларниң әркинликкә еришиши керәкликини оттуриға қойған. Чучарт әрз сунғандин кейин, тайланд сотиниң 17-феврал сот ечишни пиланлиғанлиқини ейтқан. Чучарт мухбирға сотта дуня уйғур қурултийидики гуваһчиларни өз ичигә алған кишиләрниң болидиғанлиқини билдүргән.

Адвокат чучарт мураҗиәтнамидә йәнә “хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидин кәлгән мусулман аз санлиқ милләт әрлири бейҗиңниң зиянкәшликидин қутулуш үчүн тайладқа қечип кәлгән. Улар тайланд тутуп туруш орнида қанунсиз көчмән җинайити билән тутуп турулди. Улар 2013-йилдин 2025-йилғичә 10 йилдин көпрәк вақит қамаққа ташланди, уларниң җаза муддитини тамамлиғанлиқи ениқ, шуңа уларни тутуп туруш қанунсиз” дегән.

Мушу айниң бешида, “һәққанийәт үчүн һәққанийәт һоқуқи” тәшкилати 48 нәпәр уйғур панаһлиқ тилигүчиниң доклатида тайланд даирилириниң уларни хитайға өткүзүп беришкә тәйярлиқ қилиш үчүн җәдвәл толдурушқа қистиғанлиқини көрсәткән.

Тайланд һөкүмәт баянатчиси 23-январ әркин асия радийосиға “тайландниң уйғурларни чеградин қоғлап чиқириш сиясити йоқ” дәп, бу 48 нәпәр уйғурниң хитайға мәҗбурий қайтурулидиғанлиқи тоғрисидики баянларни рәт қилғаниди.

Тайланд кеңәш палатаси кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси ангана нилапайҗит радийомизниң бенар хәвәрлири мухбириға тайландтики адвокатниң қозғиған сотниң нәтиҗиси арқиға сүрүлүши мумкинликини оттуриға қоюп мундақ дегән: “мән бу мәсилиниң сиртида қалимән, чүнки сот хитайниң тайландтики әлчисини испат аңлаш йиғинида гуваһлиқ беришкә тәклип қилиши мумкин. Әгәр сот мәһкимиси хитай һөкүмитиниң уларға һәқлиқ муамилә қилидиғанлиқиға ишәнгән тәқдирдә, бу хәтәрлик болиду”.

У йәнә мундақ дегән: “биз әң яхшиси уларни һазирчә ташлап қойсақ, чүнки улар әркинликкә еришкән тәқдирдиму, қобул қилидиған үчинчи бир дөләтни тапалайдиғанлиқи ениқ әмәс”.

У йәнә ачлиқ елан қилған уйғурларниң давалинишқа еһтияҗлиқ икәнликини, тайланд көчмәнләр идарисиниң уларға ярдәм беришигә йол қоюшини тәвсийә қилған.

Японийә ташқи ишлар министирлиқи тор бекитиниң 30-январ елан қилған хәвиригә қариғанда, японийә парламентида қурулған “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәиси кеиҗи фуруя (Keiji Furuya) әпәнди башлиқ, мәзкур гуруппа әзалиридин тәркиб тапқан бир өмәк, 30-январ чүштин кейин японийә ташқи ишлар министири ивата такеши (Iwata Takeshi) билән көрүшкән. Улар министир иватаға “тайландта қамалған уйғурларниң хитайға мәҗбурий қайтурулушиниң алдини елиш җиддий тәлипи” ни сунған вә тайландниң уйғурларға тутқан муамилиси қатарлиқ тәләпләрни йәткүзгән. Министир ивата буниңға җавабән японийәниң бу ишқа көңүл бөлидиғанлиқини, японийә һөкүмитиниң тайланд һөкүмити билән бу иш тоғрисида даимлиқ алақидә икәнликини, бу тәләпни давамлиқ ойлишип, мувапиқ җаваб қайтуридиғанлиқини баян қилған.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси рошән аббас ханим 31-январ зияритимизни қобул қилип, тайландтики уйғурларниң тәқдири мәсилисидә әндишиләрниң һелиһәм мәвҗутлуқини вә уларни қутулдуруш йолида давамлиқ һәрикәт қилишниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

Көплигән кишилик һоқуқ органлириму тайландта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурни хитайға қайтурушқа қарши күчлүк инкас билдүрмәктә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиму тайландни бу пиланидин ваз кечишкә, хәлқара кишилик һоқуқ низамиға әмәл қилишқа чақирғаниди.

Һазирғичә тайландта тутуп турулуватқан бу уйғур тутқунлар әслидә 350 дин артуқ уйғур әр-аял вә балилардин тәшкил тапқан чоң гуруппиниң бир қисми болуп, уларниң 172 нәпири түркийәгә орунлаштурулған, 109 и хитайға қайтурулған, бәши давалаш шараити йетәрлик болмиғанлиқтин қаза қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.