Хитай сақчилири уйғур өйлиригә бастуруп кирип, арам бәрмигән

Хитай сақчилириниң уйғур өйлиригә кечиси туюқсиз бастуруп кирип ахтуруши вә адәм тутуши давамлашмақта.
Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2013.02.13
qeshqer-somka-axturush-305 4 - Авғуст һуҗумидин кейин, хитай сақчилири қәшқәр кочилирида халиған уйғурниң сомкисини ахтуруватқан көрүнүш.
AFP Photo


Мәлум болушичә, уйғурларниң өйлиридә ислам диниға аит һәрқандақ нәрсини сақлиши вә яки балилириға намаз қаидилирини өгитиши чәкләнгән болуп, хитай сақчилири хотән қәшқәр, ақсу вә куча қатарлиқ районларда кечиси уйғурларниң өйигә туюқсиз бастуруп кирип, ахтурушни адәткә айландурған.

Куча наһийисидики бир деһқанниң ашкарилишичә, хитай сақчилириниң қайси күни кечиси бастуруп киридиғанлиқи намәлум икән.

Униң ейтишичә, 2012 йили уйғур өйлиригә туюқсиз бастуруп кирип, ахтуруш вә “қурани кәрим” вә диний китабларни мусадирә қилиш билән биргә диний материялларни сақлиғучиларни тутуп кетип, солап қоюш әң көп болған. Бәзиләрниң ойи йүз қетимдин артуқ ахтурулған болуп, шәхсән униң ойи бир йил ичидә 15 қетим ахтурулған.

Мутәхәссисләрниң қаришичә, террорлуқниң хәлқарада омумлашқан ипадиси, мәлум сиясий мәқсәтни нишан қилған һалда зораванлиқ йүргүзүш, гунаһсиз пуқраларни нишан қилип җәмийәткә қорқунч тарқитиштин ибарәт болуп, бир дөләтниң өзигә қарши күчләрни әмәс, бәлки гунаһсиз пуқраларни нишан қилип зораванлиқ қилиши униң “дөләт террорлуқи” йүргүзүватқанлиқини ипадиләйду.

Уйғур көзәткүчиләрдин японийидә турушлуқ турмуһаммәд һашим әпәнди, хитай һөкүмитиниң уйғур җәмийитиниң йүрикини муҗуп зораванлиқ йүргүзүватқанлиқини юқириқи нуқтидин изаһлап, буниң “дөләт террорлуқи” дин башқа нәрсә әмәс икәнликини билдүрди.

Баш ишханиси германийидә турушлуқ хәтәр астидики хәлқләр тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул хадими улрич дәләис әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң йәрлик уйғур аһалиләргә террорлуқ йүргүзгәнликини вә дуня әллириниң буниңға сүкүт қилғанлиқини әйиблиди.

У мундақ деди: бу һәқиқәтниму йәрлик уйғурларға террорлуқ йүргүзүш һәрикитидур. Уйғурларниң өзиниң диний әқидисини сақлап қелиш әркинликини хитай һөкүмитиниң зораванлиқ билән бастуруши йиллардин бери давам қилип келиватиду. Әмма, дуня әллириниң буниңға сүкүт қилип келиватқанлиқи бир номус. Әгәр бу зулум христианларға йүргүзүлгән болса чоқум дунядики дөләтлириниң һәммиси дәрһал хитайни тәнқид қилған болатти. Хәтәр астидики хәлқләр тәшкилати, уйғурларниң динни әркинлик мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң инсаний һоқуқ көрүшмисидә оттуриға қоюп кәлдуқ вә бу мәсилини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң алдимиздики 3 - айда җәнвәдә өткүзүлидиған инсаний һоқуқ көрүшмисидә оттуриға қойимиз.

Улрич дәләис йәнә, бу мәсилини герман һөкүмитигә йәткүзүп, явропа бирлики тәшкилатидики дөләтләрниң бу һәқтә хитайға бесим қилишини қолға кәлтүрүшкә тиришидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.