Айшән ғопур: баламни қутқузувелиңлар

Бултур 5 - айда ақсу шәһәрлик айкөл йеза 15 - кәнт 3 - әтрәт сай мәһәллидә олтурушлуқ айшәм ғопурниң 17 яшлиқ оғли һакимҗан мәмәт, деһқанчилиқ үчүн лазимәтлик алғили кетиветип мотсиклит билән алдидики уч чақлиқ мотсиклитқа урулуп кәткән. У шу қетимқи қатнаш вәқәсидә еғир яриланған, лекин қатнаш вәқәсидә хаталиқ өзидә болғанлиқи үчүн һечқандақ төләм берилмигән.
Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2013.02.02

 

Уруқ туғқанлириниң ярдими билән җиддий қутқузувелинған болсиму әмма дохтурханидин чиққандин кейин яриси еғирлап һаяти хәвп ичидә қалған. Һакимҗан мәмәт деһқанчилиқ мәзгилидә оғут алғили кетиветип яриланған. Хитай һөкүмитиниң йезилардики деһқанлардин давалиниш суғуртиси топлаш үчүн тарқатқан давалаш кинишкисиға асасән иш үстидә яриланғанларниң давалаш һәққиниң мәлум пирсәнтини суғуртидин көтүрүш бәлгиләнгән. Әмма дохтурхана һөкүмәт тәрәптин уни иш үстидә яриланди дегән испати болмиғачқа ташқи кесәлниң чиқимини суғуртидин көтүрмәйду дәп давалашни рәт қилған. Биз һакимҗанниң аниси айшәм һәдә вә йезилиқ һөкүмәт секретари билән бу тоғрида сөһбәт өткүздуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.