Хитайлар немә үчүн сақал билән һиҗабтин қорқиду?

Мәлумки, әрләрниң яришимлиқ шәкилдә сақал қоюши вә аялларниң бешини йөгәп һиҗаблиниши мусулманларға хас кийиниш әнәниси болуп, сақал қоюш пәйғәмбәр әләйһиссаламниң сүннити, һиҗаб қуран кәримдә мусулман аялларға бәлгиләнгән пәрздур.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.02.13
poskam-romal-saqal-checklesh-305.jpg Поскам наһийисдики ромаллиқ аяллар вә сақаллиқ әрләрниң идарә олтурақ җайлириға киришини чәкләш уқтуруши
RFA/Omerjan


Мундақ болған икән, мусулманларниң мусулманчә кийиниши вә мусулманчә йүрүши динниң әмри вә уларниң тәбиий һәққидур. Шуңа мусулманлар дуняниң қайсибир йеридә болмисун, өзлириниң бу тәбиий һәққидин бәһримән болушқа тегишлик. Мусулманларниң бу тәбиий һәққи америка вә явропаға охшиған хәлқиниң көп санлиқи мусулман әмәс дөләтләрдиму қоғдилип келиватқан бу әсирдә, аһалиси мусулманлардин тәшкил тапқан уйғур елидә мусулманларниң диний тәлим елиши чәкләнгәндәк, уларниң диний кийинишиму йәрлик һөкүмәт тәрәптин чәкләнмәктә.

Бир уйғур һаҗимниң ейтқанлири

Сәуди әрәбистаниға өмрә қилиш үчүн кәлгән уйғурлардин нурғунлири уйғур елиниң һәр қайси шәһәрлиридә, мусулманларниң диний кийинишигә, балиларниң диний тәлим елишиға қарши қаттиқ қол сиясәт йүргүзүлүватқанлиқини сөзлимәктә. Сәуди әрәбистаниға кәлгән уйғурлардин исмини аташни халимиған бир һаҗим мундақ деди:

- Һазир бизниң юртта дохтурханиларға, қатнаш бекәтлиригә, идарә вә аһалиләр олтурақлашқан районларға сақал қойған яки җилбаб кийивалғанларниң кириши чәкләнгән вә бу һәқтики “алаһидә ухтуруш”лар һәрбир доқмушқа чаплинип кәтти. Мән билидиған бир қанчә кесәл аялни наһийимиздики дохтурханиға қобул қилмиди. Уларниң ахири шәхсий дохтурларға вә тивипларға көрүнүш үчүн барғанлиқини аңлидим. Сақчилар ери билән кетип барған бир қошнимизни базарда “йүзүңни ачисән” дәп йүзини ечишқа зорлиған. Ери арилашқанлиқи сәвәблик у аялни вә ерини биргә сақчиға қарши чиқти дегән баһанә билән тутуп солап қойған.

Бу һаҗимниң билдүрүшичә, уйғур елиниң һәр қайси шәһәр, базарлириға киргән ропач аялларниң йүзини ечиветиш вә уларни халиғанчә тутуп солаш вәқәлири күндә дегүдәк болуп туридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.