Қәшқәрдики һейтгаһ мәсчитиниң имами җүмә дамолла һаҗи ким?


2007.01.01

jume-damolla-heytgah-150.jpg
Қәшқәр һейтгаһ мәсчитиниң имами җүмә дамолла 2006 – йили 15 – өктәбирдә. Канада CBC радиосиниң мухбири Anthony Gemain қәшқәрдики вақтида уни зиярәт қилғанда у хитай һөкүмитиниң диний сияситини махтиған. AFP

Йеқинқи йиллардин бәри ғәрб ахбарат вастилириниң уйғурлар һәққидә бәргән хәвәр мақалилирида уйғурларниң диний һоқуқлириниң хитай даирлири тәрипидин дәпсәндә қилинғанлиқини, уларниң диний ибадәт җәһәттә боғуливатқанлиқини оттуриға қоюп кәлмәктә.

Хитай дөләт ишлири мәһкимисиниң йеқинда елан қилған доклатидиму 2006 йили чәтәл ахбарат вастилириниң хитай һәққидики мәлуматлириниң 30дин 40% гичә көпәйгәнлики әскәртилгән, әмма доклатта чәтәл ахбарат вастилиридики бу мәлуматларниң көпиниң мәсулийәтсизлик билән йезилғанлиқи вә хитайниң дөләт әһвалини чүшәнмәйдиған адәмләрниң қолидин чиққанлиқи шундақла пүтүнләй иҗабий болмиған хәвәрләрниң көп салмақни тәшкил қилидиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Хитай һөкүмитиниң диний саһәдики вәкили һесабланған уйғур раюниниң қәшқәрдики һейтгаһ мәсчитиниң имами болған җүмә дамолла һаҗи болса, ғәрб ахбарат вастилириға бәргән баянатлирида хитай компартийисиниң ислам динини қоллап-қуввәтләватқанлиқи вә уйғур дини затлириниң наһайити кәң диний әркинликтин бәһримән боливатқанлиқини, ғәрб ахбарат вастилириниң бу нуқтини нәзәрдин сақит қилмаслиқини тәләп қилип кәлмәктә.

Уйғур мусулманлири һәқиқәтән кәң диний имканийәтләрдин йәткүчә бәһримән боливатамду ? уйғур районидики мәзгилидә диний вә сияси паалийәтлири үчүн бирқанчә қетим хитай түрмилиридә ятқан абләт нур әпәнди зияритимизни қобул қилип, җүмә дамолла һаҗиниң канада ахбарат вастилириға бәргән "шәрқи туркистан террорчилири дөләт қурушни хам хиял қилип, уйғурларни қутратмақта, уйғурларниң дөлити бар у болсиму, хитай хәлқ җумһурийитидур, мусулманлар үчүн падишаһниң әмири ваҗип, шуңа уйғур мусулманлири хитай һөкүмитиниң әмир пәрманлириға қәти бойсунуши керәк", дегәнгә охшаш сөзлири һәмдә җүмә дамолла һаҗиниң нәсәбнамиси вә аилә шәҗәриси, шундақла хитай һөкүмитиниң бесимлириға учриған диний затларниң исламға ят болған сөзләрни тәшвиқ қилишниң орниға, уларниң сүкүт қилиши һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.