Долқун әйса: 2013-йили шәрқий түркистан дәвасиниң йеңи бир йили болғуси
2012.12.31
Чәтәлдики уйғур паалийәтчилири узун йиллардин буян уйғур мәсилисини хәлқаралаштуруш үчүн тиришип кәлмәктә. Уйғур мәсилиси тунҗи қетим 1974-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатида аңлитилған болсиму, һәр хил обйектип вә субйектип сәвәбләр түпәйлидин үзүлүп қалған иди.
Уйғур мәсилиси 2006-йилидин башлап, бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсан һәқлири кеңишиниң җәнвәдә чақирилған йиллиқ йиғинлирида музакиригә қоюлушқа башлиди. Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, америка уйғур җәмийити башлиқи алим сейитоф, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири долқун әйса, әсқәрҗан вә дуня уйғур қурултийиниң явропа иттипақидики вәкили мечил филипис қатарлиқ рәһбәрләр бу йиғинларға вәкил сүпитидә қатнишип, уйғур мәсилисини аңлитип кәлмәктә.
Дуня уйғур қурултийи һазирғичә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға из-дерәксиз йоқап кәткән уйғурлар, уйғур өсмүрләрниң һәқ һоқуқини қоғдаш доклати, түрмидики язғучи вә мухбирлар, сиясий мәһбусларниң тән җазасиға учраш доклати қатарлиқларни сунди.
Узун йиллардин буян дуня уйғур қурултийиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики хизмәтлиригә мәсул болуп кәлгән долқун әйса әпәнди 2013-йилиниң шәрқий түркистан дәвасиниң йеңи бир йили болидиғанлиқини, 2013-йили ичидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсан һәқлири кеңишиниң һәрқайси комитетлирида уйғур мәсилисиниң музакирә қилинидиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң низамнамиси бойичә дуня уйғур қурултийиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға сунған доклатларға шәртсиз җаваб беридиғанлиқини ейтти. У сөзидә йәнә 2013-йили 3-айда җәнвәдә уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш курсида “хитайниң йеңи рәһбәрлики: шәрқий түркистан, тибәт вә җәнубий моңғулийидә кишилик һоқуқ, демократийә вә азадлиққа қаритиливатқан” темисида йиғин чақирилидиғанлиқини, 10-айда болса, бирюселдики явропа парламентида хәлқаралиқ “из-дерәксиз йоқалған уйғурлар” темисида илмий муһакимә йиғини чақирилидиғанлиқини билдүрди.
Биз 2013-йили өткүзүлидиған паалийәтләр һәққидә техиму тәпсилий мәлуматларға игә болуш үчүн дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.