Уйғур әрздарлар бейҗиңға қайтидин топлинишқа башлиди

Хитайниң 18 - қурултийи һарписида бейҗиңда туруватқан уйғур әрздарлар, йәрлик даириләр тәрипидин бейҗиңдин асасән һәммиси дегүдәк тутуп кетилгән иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.02.13
erzdar-boway-305.jpg Бир оғли мәлум бир хитай тәрипидин пичақлинип өлтүрүлгән бир бовай, қатил қолға илинип узун мәзгил өтмәйла қоюп берилгәндин кейин 9 йилдин артуқ әрз қилған. 2009-Йили 23 апрел.
RFA


Игилишимизчә, тутуп кетилгәнләрниң бәзилири қамаққа ташланған, бәзилири өйидә яки сиртта нәзәрбәнд астиға елинған; йәнә бәзилири болса ялған сөзләр билән алдинип бейҗиңға келип һәрикәт қилиштин тосуп турулған. 18 - Қурултай ахирлашқандин кейин уларниң бир қисми қоюп берилгән; қоюп берилгәнлиридин пурсәт тапқанлири бейҗиңға йәнә йетип келип, әрзлирини давамлаштурушқа башлиған.

Бу әрздарлар бүгүн мухбиримизға өзлириниң 18 - қурултай мәзгилидә бешиға кәлгәнлири вә немә үчүн бейҗиңға әрзгә келиштин ваз кәчмәйдиғанлиқи һәққидики тәсиратлирини баян қилди.

Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.