Шәрқий түркистан вәхпиниң һәйәт гурупписи қайта тәшкилләнди
2013.01.21
Йиғинға 21 қурғучи әзадин 11 киши қатнашқан болуп, бәш қурғучи әза вакаләт хети әвәткән. Йиғинниң күнтәртипигә асасән, йиғинниң ечилиш нутқини вәхпә рәиси мәмәт иса артиш әпәнди қилди. Кейин, у 2012-йиллиқ хизмәт доклатини берип өтти. У хизмәт доклатида нуқтилиқ һалда шәрқий түркистан вәхпиниң бурундин буян қилип келиватқан оқу-оқутуш хизмәтлири һәққидә тәпсилий доклат бәрди. Булардин башқа 2012-йилида түркийиниң һәрқайси җайлирида елип барған күлтүр паалийәтлири һәққидә һәм вәхпиниң 2012-йиллиқ малийә әһвали һәққидә тохталғандин кейин йиғинниң күнтәртипигә бинаән, йеңи рәһбәрлик һәйитини сайлаштин бурун, бурунқи рәһбәрлик һәйити вәзипилиридин истепа бәрди.
Ахирида йеңи рәһбәрлик һәйити сайлими болуп өтти. Шәрқий түркистан вәхпиниң намзатлиқиға мәмәт иса артиш билән әсәр сака көрситилди. Йепиқ беләт ташлаш нәтиҗисидә, 16 авазниң көпигә еришкән әсәр сака вәхпә рәисликигә, абдуҗелил туран әпәнди муавин рәисликкә, истанбул университети түркологийә тәтқиқатчиси өмәр қул әпәнди баш катиплиққа, мурат ахунбай буғалтерлиққа, мәмәт қәшқәрлик ғәзиничиликкә, тибәт йүҗәтүрк әпәнди билән мукәрәм куча ханим баш тәптишликкә сайланди.
Шәрқий түркистан вәхпиниң қурғучи әзалиридин пәхрий рәис әркин алптекинниң риясәтчиликидә өткүзүлгән бу йиғин әркин алиптекин вә йеңи рәһбәрлик һәйитиниң тиләклири билән аяғлашти.